• Мубарәк болсун!
  • 24 Желтоқсан, 2020

Илғар алақичи аталди

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

Гүлинур Сулайманованиң (сүрәттә) почта тармиғида хизмәт қиливатқиниға бийил топ-тоғра 30 жил болди. 1990-жили Алмутидики алақә техникумини тамамлиғандин кейин у әмгәк паалийитини илгәрки Челәк наһийәлик алақә тармиғида башлиған еди. Мошу жиллар җәриянида Гүлинур Турлинқизи муштири топлаш бөлүминиң инструктори, Әмгәкчиқазақ наһийәлик алақә тармиғи баш кассисиниң башлиғи, чоң инструктор охшаш хизмәтләрни атқурди. Көпжиллиқ вә адил әмгиги түпәйли Мустәқиллик күни һарписида «Үздік байланысшы» медали билән тәғдирлинип, «Илғар алақичи» аталди.
Атап кетиш керәкки, хәлқимизниң милләтпәрвәр қизи сүпитидә Гүлинур ана тилимизда нәшир қилинидиған гезитлиримиз муштири топлаш йолидиму тәр төкүп кәлмәктә.
Шундақ екән, Гүлинур Турлинқизини ушбу кәспий утуғи билән сәмимий тәбрикләп, униңға техиму чоң муваппәқийәтләрни тиләймиз!

СҮРӘТТӘ: «Казпочта» акционерлик җәмийитиниң Алмута вилайәтлик шөбисиниң башлиғи Мухит Қарибаев вә “Казпочта” АҖ Әмгәкчиқазақ наһийәлик шөбисиниң башлиғи Диас Қосыбаев Гүлинур Сулаймановаға мукапат тапшуруватқан пәйт.
Әмгәкчиқазақ наһийәси.

281 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы