• Баш қошуш
  • 28 Қаңтар, 2021

Күн тәртивидә яшлар мәсилиси

Йеқинда Уйғур наһийәлик һакимийәтниң Мәҗлисләр залида наһийә һакими йенидики Яшлар кеңишиниң мәҗлиси болуп өтти. Униңға кеңәш әзалири, дөләт хизмитидики яшлар вә һәрбир йеза округиниң яшлар ишлири бойичә методист-инструкторлири, шундақла Алмута вилайәтлик Яшлар сәясити башқармисиниң башлиғи Э.Сапаров билән наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов қатнашти. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА,
«Уйғур авази»

Күн тәртивидики мәсилиләргә бенаән, наһийәлик иш билән тәминләш мәркизиниң мудири М.Надирхановниң, йәрлик полиция хизмити бөлүми ювеналлиқ полиция топиниң участкилиқ полиция инспектори, полиция лейтенанти У.Баймуқанованиң, наһийәлик мәркизий ағриқханиниң гинеколог-врачи М.Шариповниң, наһийәлик яшлар ресурслиқ мәркизиниң рәһбири Н.Болатоғлиниң докладлири тиңшалди. 
М.Надирханов «Нәтиҗилик иш билән тәминләш вә үзлүксиз тиҗарәтни риваҗландурушниң 2017 — 2021-жилларға беғишланған «Еңбек» дөләт программиси» асасида ишсиз яшларни иш билән тәминләш бойичә атқурулған ишларға тохталса, полиция лейтенанти У.Баймуқанова яшлар арисида қанунсизлиқниң, зорлуқ-зомбилиқниң алдини елиш мәхситидә жүргүзүлгән ишлар тоғрилиқ хәвәрлиди. Шундақла 2020-жилдики көрсәткүчләр бойичә яш қизлар арисида әтигән һамилдарлиқниң алдини елиш мәхситидә атқурулған ишлар муһакимә қилинди. Жиғин ахирида наһийәлик яшлар ресурслиқ мәркизиниң рәһбири Нурсултан Болатоғли мәзкүр мәркәзниң 2020-жилда атқурған ишлириниң нәтиҗисигә тохтилип, бир жиллиқ паалийитини тәһлил қилип өтти. 
Натиқниң тәкитлишичә, һазир наһийәдики яшларниң сани – 14 801. 2020-жилниң статистикилиқ көрсәткүчлири бойичә, наһийәдики турақлиқ иш билән тәминләнмигән яшларниң сани – 147. Өткән жили иш билән тәминләш мәркизи арқилиқ (15 — 29 яш арилиғидики) яшларниң ичидин 75 адәм бәш мутәхәссислик бойичә мәхсус йолланма бойичә оқушқа әвәтилди. 
Умумән, 29 яшқичә болған яшларниң ичидин дөләт программилириға қатнашқанларниң сани – 688. Униң ичидә кәсип егиләш бойичә қисқа муддәтлик курсларға - 24 адәм, «Бастау бизнес» лайиһиси бойичә тиҗарәтчилик асаста оқушқа 51 адәм йолланма алған. 12 яш тиҗарәтчи 200 АЕК мөлчәридә (6 миллион 667 миң тәңгә) йеңи бизнес-идеялирини әмәлгә ашурушқа грант утувалса, 7 яш тиҗарәтчигә 26 миллион 400 миң тәңгә көләмидә кичик несийә берилди. Шундақ қилип, өткән жилниң көрсәткүчи бойичә, турақлиқ ишқа орунлашқанларниң сани – 187, әмәлий тәҗрибидин өтүватқанлар – 58. Буниңдин ташқири иҗтимаий иш орунларға – 18, җәмийәтлик ишларға 254 адәм җәлип қилинған. 
 Программиға тәминати төвән аилиләрдин 394 адәм қатнашти. Униң ичидә 3 адәм әмәлий тәҗрибидин өтмәктә. «Zhas project» яшлар корпусини риваҗландуруш лайиһиси асасида өткән жили Уйғур наһийәси бойичә 23 лайиһә таллавелинип, һәрқайсиси 1 миллион тәңгидин грант утувалди.
– Һәммиңларға мәлумки, өткән жил елимиздә “Пидаийлар жили” дәп елан қилинди. Пандемия шараитида җәмийәтлик асастики 86 пидаий наһийәлик ағриқханида, җәмийәтлик орунларда, хәлиқ көп жиғилидиған почта, банк бөлүмчилиридә, блокпостларда новәтчиликтә туруп, наһийә хәлқини мәнивий вә маддий җәһәттин қоллаап-қувәтлиди, – деди Нурсултан Болатоғли өз докладида.
Натиқниң қәйт қилишичә, «Дипломмен ауылға» программиси бойичә 2020-жили 30 яш мутәхәссис иш билән тәминлинип, уларға тегишлик шараитлар яритилди. 
Хош, бүгүнки күндики йәнә бир муһим мәсилә - яшлар арисидики аҗришишниң көпийишидур. Статистика мәлуматлириға асаслансақ, 2020-жилниң бешидин бүгүнки күнгә қәдәр наһийәдә 275 яш өйлинип, униң сәккизи аҗришипту (2,9%). Яшлар арисида аҗришишниң алдини елиш мәхситидә наһийәлик Яшлар ресурслиқ мәркизиниң психологи тәрипидин атқурулуватқан ишлар  иҗабий нәтиҗә бериватиду.
P.S: Дөләт рәһбири өзиниң «Мустәқиллик һәммидин қиммәт» намлиқ мақалисида «Биз немә қилсақму, һәммини келәчәк әвлат үчүн қилимиз. Дөләт сәяситиниң келәчигимиз алдидики җавапкәрлигини чоңқур һис қилимиз. Бу мәвқәдин һечқачан қайтмаймиз. Һәрқандақ қәһриманлиқниң Вәтәнгә болған чәксиз муһәббәттин пәйда болғанлиғи сөзсиз. Һәқиқий вәтәнпәрвәрлик – қуруқ шиар ташлаш әмәс, елиңгә, хәлқиңгә хизмәт қилиш» дәп тәкитлигинидәк, яшлар мәсилиси һечқачан дөләт нәзәридин сирт қалған әмәс...

313 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы