• Баш қошуш
  • 18 Сәуір, 2024

Студентлар билән учрашти

Йеқинда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәһбәрлиги Абай намидики Қазақ миллий педагогика университети Филология институти Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң уйғур бөлүмидә билим еливатқан студентлар билән учрашти. Мәзкүр баш қошушта дәсләп сөз алған ҖУЭМ рәиси Долқунтай Абдухелил ушбу баш қошушниң әһмийитини тәкитләп, пикрини төвәндикичә давамлаштурди:
– Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Адаләтлик Қазақстанни қурушта өз вәтинини, миллитини сөйидиған шәхсләрни йетилдүрүшниң муһим екәнлигини қәйт қилди. Буниң өзи Дөләт рәһбириниң елигә, хәлқигә, җүмлидин билимлик яш әвлатқа алаһидә диққәт бөлүватқанлиғиниң бир бәлгүси дәп ейтсақ, хаталашмаймиз. Шундақла Қазақстанда барлиқ милләтниң өз тилида билим елип, тарихи, мәдәнийити һәм урпи-адитини сақлап қелишиға һәм тәрәққий әткүзүшигә барлиқ шараитлар яритилған. Хәлқимиздә «Әл болимән десәң, бөшүгүңни түзә» дегән һекмәт бар. Билим егиләшкә интилған милләтниң әвлади һечқачан артта қалмайду. Билимлик кишини Қуръанда йоруқ юлтузға охшатқан. Әң дәсләпки айәтму «оқу» дәп чүшүшиниң өзи инсанийәткә әң авал билимниң муһимлиғини көрсәтсә керәк. 
 Һәрқандақ саһа егисини, һәтта падиша, алимларниң өзини муәллимләр йетилдүриду. Силәр, һөрмәтлик студентлар, қанчә көп билим егилисәңлар, жирақни көрүш һәм өзгиләр билән һәрқандақ мәсилә әтрапида сөһбәтлишиш мүмкинчилигигә егә болисиләр. Билимсиз адәмниң дил-қәлби қараңғу болуши түпәйли, җәмийәткә нәп-пайдисиниң йоқлуғи, қул сүпитидә һаят кәчүрүши ениқ. Шуниң үчүн сәвир, чидам-тақәт билән билим егилишиңларни тиләймән.
 Нөвәттә сөзгә чиққан ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова дөлитимизниң миллий сәяситиниң арқисида қазақстанлиқ уйғурларниң өзлириниң урпи-адәтлирини, мәдәнийитини, сәнъитини толуқ сақлап һәм риваҗландурушқа барлиқ шараитларниң яритилғанлиғини тәкитлиди. 
– Мустәқил Қазақстанда билим егиләш үчүн барлиқ мүмкинчиликләр моҗут, — деди у сөзини давамлаштуруп. — Шу хил шараитларни дурус пайдилинип, билимлик әвлат йетилдүрүштә келәчәк ана болғуси қизларниң роли чоң. Төрт жил мабайнида, һөрмәтлик студентлар, силәрниң сүпәтлик билим елишиңлар үчүн йеқиндин ярдәм көрситимиз. Әң муһими, издиниш һәм тиришиш түпәйли билим егиләп, кәлгүсидә дөлитимиздики уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдә уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин муәллим болуп хизмәт қилишиңларни истәймиз. Чүнки бүгүнки күндә дөлитимиздики 62 мәктәп уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллимлиригә муһтаҗ. Бизниң үмүт-ишәнчимизни ақлишиңларға ишәнчим камил. Шуни алаһидә қәйт қилмақчимәнки, кәлгүси оқуш жилиму мәктәпни тамамлап, уйғур бөлүмидә оқуш хаһиши бар тәләпкарларниң оқуш һәққиниң 50%ни төләшкә Долқунтай Абдухелил рәһбәрлигидики ҖУЭМниң тәйяр екәнлигини ейтқумиз келиду.
Андин Абай намидики Қазақ миллий педагогика университети Филология институти Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң рәһбири Назым Қонқабаева сөз елип, ҖУЭМ рәһбәрлигигә өз миннәтдарлиғини билдүрди. 
Шуниңдин кейин сөз новитини алған ҖУЭМ йенидики «Җанан» җәмийәтлик фондиниң рәиси Мизангүл Авамесимова инсан һаятида билим егиләшниң роли һәққидә ейтип келип, кәлгүси жили мәзкүр бөлүмгә оқушқа чүшидиған 2 студентни мәзкүр фонд өз һимайисигә алидиғанлиғини тәкитлиди. Шундақла ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңиши рәисиниң орунбасари Каминур Сопиева, «Ғунчә» балилар журналиниң иҗраий мудири Диләрәм Җәлилова бу мәсилә бойичә өз пикирлирини изһар қилди. 
Өз новитидә, мәзкүр бөлүм оқутқучилири, филология пәнлириниң намзатлири Руслан Арзиев, Халминәм Мәсимова вә ушбу қурларниң муәллипи сөз елип, студентларниң билим елишиға шараит яритип бериватқан барлиқ һамийларға тәшәккүр ейтти. 
Учришиш ахирида биринчи курс студентлири Румиләм Исмайилова вә Саһинур Мутәллипова студентлар тәрипидин бу жили әмәлгә ашурулған иш-паалийәтләр, утуқ-муваппәқийәтләрни презентация арқилиқ көрсәтти. Шундақла 1-курс студенти Дилназ Надирова һамийларға студентларниң рәхмитини йәткүзди.  

Шаирәм БАРАТОВА.

Алмута шәһири
 

74 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы