• Хәйрихаһлиқ
  • 03 Маусым, 2021

Соваплиқ ишлар давамлишиватиду

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Алмута шәһиридики Достлуқ мәһәллиси аһалисиниң бирлиги билән инақлиғиға һәркимниң зоқи келиду. Улар тоғрилиқ көп йезилди. Кәлгүсидә йәниму ейтилип-йезилидиғанлиғиға ишәнчимиз камил. Шуниңға лайиқ ишлар бу йәрдә һелиму давамлишиватиду. 
Мәсилән, йеқинқи икки-үч жилниң өзидила егисиз ятқан 3 гектардин ошуқ мәйданни жут «бир йәңдин – қол, бир яқидин баш чиқирип», заманивий спорт комплексини бәрпа қилди. Униң тәңдин-толиси аллиқачан пайдилинишқа берилгән. Һәр күни дегидәк бу йәрдә һәрхил спорт мусабиқилири өтүп, көпчиликни хошаллиққа бөләватиду. Қисқиси, һазир шу спорт мәйдани пәқәт Достлуқ мәһәллисиниң әмәс, бәлки пүткүл шәһәрлик спорт ишқивазлириниң сөйүмлүк җайиға айланди. Ениғирақ ейтсақ, яш әвлатниң сағламлиғи үчүн пайдилиқ иш башланғанда, шәһәр һакимийити уларни бирдин қоллап-қувәтлиди. Көп миқдарда, йәни 70 миллион тәңгә әтрапида мәбләғ бөлди. Қалған хираҗәтни аһали йәнә өз һөддисигә алди. Хәйри-сахавәтлик инсанларму қарап турғини йоқ. 
Әнди достлуқлиқлар йеқинда «Өлүк рази болмай, тирик бейимас» дегән нәқилгә әмәл қилған һалда, мошу жутниң қәбристанлиғини аватлаштурушни қолға алди. Әлвәттә, буниңғиму мәлум дәриҗидә мәбләғниң һаҗәт екәнлиги ениқ. Шуниңға қаримай, улар йәңни түрүп, ишқа киришип кәтти. «Көп түкәрсә, көл болур» демәкчи, бу соваплиқ ишқа қол учини созғучиларму аз болмиди. Умумән, көпчиликтин чүшкән 7 миллион тәңгидин ошуқ пулға һазир тупрақ ичидики барлиқ йоллар ясилип, рәткә кәлтүрүлүватиду. Тиҗарәтчи Адилҗан Ибдиев исимлиқ қериндишимиз рәһбәрлигидики бригада әзалири бу ишларни хелила әрзән баһада әмәлгә ашуруватиду. Жутниң баш жигитбеши Азат Ибрагимов билән Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Әли Әхмәтовниң ейтишичә, улар өзиниң мәхсус техникилирини елип келип, икки һәптидин буян тинмай ишләветипту. 
— Һәммимизгә аянки, йол, униң қәйәрдә болушидин қәтъий нәзәр, уни ясиған адәм совапниң чоңини алиду, – дәйду Азат ака Ибрагимов сөһбәтара. – «Һәрбир инсанниң барар җайи болған тупрақ ичидики йолларни рәткә кәлтүрсәк, бираз аватлаштурсақ» дегән тәклипни бәргинимиздә, униңға жутдашлирим бирдинла келишти. Нәтиҗидә, өзәңлар көрүватқан ушбу ишлар башлинип кәтти. Әнди буни һөддисигә алған тиҗарәтчи Адилҗан Ибдиев инимиз өз хизмити үчүн көп пул соримиди. Еғирни — еғир, йеникни йеник демәй, җан дили билән ишләватқан бригада әзалириға апирин ейтқум келиду. Илаһим, тапқининиң бәрикитини бәрсун. Мән шәхсән өзәмниң вә барлиқ Достлуқ мәһәллисиниң турғунлири намидин уларға чәксиз миннәтдарлиғимни билдүримән.
Һәқиқәтән жут егилири билән зәрәткалиқни арилап, униң ичидики йолларға йеңи асфальт селинип, бордюрлар қоюлуватқанлиғиға көз йәткүздуқ. Иш қайниған мәйданда ондин ошуқ жигит бәс-бәскә чүшүп ишләватиду. Һә, уларниң әмгигидин мошу йәрдә ятқан мәрһумларму, тирикләрму рази болидиғанлиғи ениқ.

14831 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы