• Хәйрихаһлиқ
  • 22 Ақпан, 2024

Хәйрихаһлиқ концерт уюштурди

Әбәйдуллам Қәмәевниң исми сәнъәтхумар хәлқимизгә яхши тонуш. Чүнки у қизиқчи, риясәтчи сүпитидә хәлиқ хизмитидә болуватқан сәнъәтхумар инсан. Җүмлидин яркәнтликләрму униң исмини һөрмәт билән тилға алиду. Кейинки вақитларда униң саламәтлиги сир берип, бөрәк ағриғиға муптила болди. Һазир у чәт әлдә давалинишниң тәрәддутини көрүватиду. Бу, әлвәттә, көп мәбләғни тәләп қилиду. Шуниңға мунасивәтлик бир топ сәнъәткарлар җай-җайларда хәйрихаһлиқ концертларни уюштуруватиду. Йеқинда шундақ концертларниң бири Яркәнт шәһиридики наһийәлик Мәдәнийәт өйидә болуп өтти. 

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
«Uiğur avazi»

Яркәнтниң тонулған нахшичиси, әл сөйгән сәнъәткар Абдурешит Һошуровниң иҗрасидики «Гөзәл Садир» нахшиси билән башланған концерт үч саат давам қилди. Имәрҗан Йүсүпов, «Яркәнт булбуллири» ансамбли, Артур Илахунов, Молутҗан Тохтахунов, Чинғиз Йолдашев, Назирәм Кәримова, Расул Зайитов, Әхмәтҗан Тайиров, Камунар Турсунов, Артур Идаев, Бәхтияр Тиранов, «Саһинур», «Қәшқәр», «Аманниса» уссулчилар топи билән бари-йоқи йәттә яшқа кирсиму, нурғунлиған җумһурийәтлик байқашларниң ғалиби аталған кичиккинә Шахризат Адилҗанова иҗрасидики уссул-нахшилар көпчилик көңлидин чиқти. 


Андин сәһнигә көтирилгән Жетису вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, Панфилов наһийәлик Мәслиһәтниң депутати Турғанҗан Зайитов, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Азат Гайитов, яркәнтлик әл-ағинилири намидин Полат Мирзаев вә башқилар мәзкүр концертниң башқилардин өзгичә уюштурулғанлиғини тәкитләп, сәнъәткар жигит-қизларға чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилип, Ибәйдуллам Қәмәевниң қолиға яркәнтликләр намидин 1 миллион 457 миң тәңгә ианә қилди вә униң тез сақийип кетишигә тиләкдашлиқ билдүрди. 
Ахирида сөз алған И.Қәмәев Панфилов наһийәсиниң һакими Марат Рахымбердиулыға, мәдәнийәт вә тилларни тәрәққий әткүзүш бөлүмигә, наһийәлик Мәдәнийәт өйи хадимлириға, вилайәтлик, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәислиригә, жигитбашлириға, ханим-қизларға өзиниң миннәтдарлиғини изһар қилди. 
Жетису вилайити,
Панфилов наһийәси
***
Җәмийитимиздә хәйрихаһлиқ дегән чүшәнчә убданла җанлинип қалди. Балаю-апәт яки қандақту-бир кесәлгә гириптар болған қериндашларға яр-йөләк болуш әнъәнигә айланмақта. Йеқинда Туздыбастав йезисиниң Мәдәнийәт өйидә «Сиз сеғинған нахшилар» намлиқ концерт болуп өтти. Уни Пәрһат Қасимов рәһбәрлигидики «Ретро» мәшрәп әһли (сүрәттә) уюштуруп, мәзкүр башланмини Туздыбастав йезилиқ Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә баш жигитбеши Өмәрҗан Хошнәзәров қоллап-қувәтлиди.
Кона вә «өлмәйдиған» нахшилардин тәркип тапқан бу концертниң бир өзгичилиги, у тонулған қизиқчи Ибәйдуллам Қәмәевниң һөрмитигә уюштурулған еди. Көплигән сорунларни қиздуруп, талайлиримизни күлкигә ғәриқ қилип жүргән Ибәйдуллам туюқсиз бөрәк ағриғиға муптила болуп қалиду. Ейтишларға қариғанда, униң давасиға хелә көп мәбләғ һаҗәт екән.
Бу күни Мәдәнийәт өйидә жиңнә санчиғидәк йәр қалмиди. Хәлқимизгә роһий озуқ берип келиватқан яш нахшичилар билән уссулчилар тамашибинларға миллий сәнъитимиздин чачқа чечип, уларға арамбәхш дәмлирини һәдийә қилди. Умумән, концертқа кәлгән тамашибинлар чоңқур тәсират елип, хошаллиқлар илкидә өйлиригә қайтишти.
Концерт ахирида униңдин чүшкән 1 250 000 тәңгә һәм Қизил Туғ йезисиниң жут-җамаәтчилиги жиққан 202 000 тәңгә вә башқиму паалийәтләрдин жиғилған барлиқ мәбләғ Ибәйдуллам Қәмәевниң аилисигә тапшурулди. 
Реһимҗан МӘСИМОВ.
Алмута вилайити,
Талғир наһийәси

1225 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы