• Хәйрихаһлиқ
  • 27 Қазан, 2021

Хислити тола Гүлбанум

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Иш бабида қарасулуқ уйғурлар билән пат-пат учришип туримиз. Улар өзлириниң өмлүги, инақлиғи билән пәриқлиниду. Миллитимиз тәғдиригә көйүнидиған вә җәмийәтлик ишларда һардим-талдим демәй хизмәт қиливатқан ака-һәдиләрму йетәрлик. 
Әгәр аңлиғанлар болса, шу Қарасу мәһәллисидә Гүлбанум Амансопиева  (солда) исимлиқ һәдимиз яшайду. У Алла таала әта қилған тевиплиқ хисләтлири түпәйли талай инсанларниң дәрдигә шипа болуп, тәғдирниң язмиши билән һаятта қийинчилиқларға учриғанларни тоғра йолға салидиған охшайду. Болупму, инсульт, инфаркттин кейин әслигә кәлтүрүп, наркомания вә оюнхумарлиққа берилип кәткәнләргиму ярдәм беридекән. Гүлбанум һәдигә кириш үчүн новәттә турғанларниң сани йоқ. Биз вақитни үнүмлүк пайдиланғач, у яқ билән учрашқичә шуларниң пикрини аңлидуқ. Уларниң нурғуни җумһурийитимизниң җай-җайлиридин кәлгән болуп, бәзилири дәсләпки қетим, йәнә бирлири иккинчи яки үчинчи мәртә кәлгәнлигини ейтишти. Көпчилиги Гүлбанум һәдиниң ярдими билән саламәтлигини яхшилап, бирталай аиләвий проблемилардин бирәтола қутулғанлиғини, һәтта жиллап арзулиған пәрзәнт сөйүш бәхтигә муйәссәр болғанлиғини тәкитлиди. Әң муһими, у яқ өзиниң хизмити үчүн бәлгүлүк һәқ тәләп қилмайдекән. Шу түпәйли улар бу адәттики адәмләрдә учрашмайдиған мүҗәз-хулуқ, мулайимлиққа егә вә қолидин кәлсә, һечкимдин ярдимини айимайдиған инсанға иллиқ тиләклири ейтип чарчимайду.
Жуқурида қәйт қилғанлиримиз – мақалимиз қәһриманиниң шәхсий һаят тәризи. Бизни у яқниң хәйрихаһлиқ паалийитиму қизиқтурғачқа, сөһбитимиз мавзусини шу тәрәпкә йөткидуқ. Гүлбунум Амансопиева, имканийити яр бәрсә, жутиға, житим-йесирларға вә балилар өйлиригә ярдәм қолини сунушни адәткә айландурған. Бу һәққидә жутдиши Махмутҗан Мәңсүров пәхирлиниш илкидә мундақ дәйду: 
Гүлбанум Амансопиева – мәһәллимизниң пәхри. У, қачанла болмисун, бизгә яр-йөләк болушқа тәйяр. Мәсилән, өткән жилнила алсақ, у жутумизға бир самовар, қача-қомуч вә жут фондиға 50 000 тәңгә ианә қилди. Буниңдин ташқири, миллий мәдәнийитимизгә мунасивәтлик башқа ишлиримиздиму һәрқачан йенимиздин тепилиду. Шу түпәйли Гүлбанумға жутдашлирим намидин чәксиз миннәтдарлиғимни билдүримән. 
 «Һаятта һәммимизниң турмуш-тирикчилигимиз бир хил болмиғандәк, бирәвлири тәғдир тәқәзаси түпәйли ата-анисидин яки йеқинидин бевақит айрилиду. Йәнә бирлири ойлимиған йәрдин накалар қатаридин орун алиду. Уларға бизгә охшаш төрт мүчиси сақ, өз тенини өзи көтирип жүргәнләр ярдәм қилиши лазим» дегән шиарни туғ қилған Гүлбанум һәдиниң пикригә қошулмай мүмкин әмәс. Һәқиқәтәнму, аримизда бу һәқтә һәтта ойлапму қоймайдиғанлар бар. Тапқинини өзидин ашуралмай, кәмбәғәл-намратларниң һалидин хәвәр елиш ухлиса чүшигә кирмәйдиғанларму йоқ әмәс. Һә, Гүлбанум һәдә, жуқурида тәкитлигинимиздәк, Алла йолида тевиплиқ хисләтлири билән адәмләрни давалап тапқан азду-тола хираҗитини әл билән бөлүшүп кәлмәктә. 
Ундақ инсанларға, әлвәттә, һәрким «Уларға икки дунияниң яхшилиғини вә дөлитини бәрсун» дегән тиләкни ейтиду. Бизму уларға қошулимиз. 
 

6771 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы