• Җасарәт — мәңгүлүк
  • 21 Сәуір, 2022

Қәбри 81 жилдин кейин тепилди

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»
Өзбәкстанниң Әнҗан шәһиридә уйғур тили вә әдәбияти пәнлиридин муәллим болуп ишләватқан, тәпсә төмүр үзгидәк 29 яшлиқ Илша Муһәмәтов бир топ сәпдашлири билән 1939-жили армия сепигә атланған еди. Бу пәйттә униң рәпиқиси Айимхан қосиғидики қизи (у Челәк тәвәсигә кәлгәндә туғулиду — исми Мервангүл) һәм үч яшлиқ қизи Модәнгүл билән «қол яғлиғини» шилтип қалиду. Аридин бираз вақит өткәндин кейин Айимхан ана йолдишиниң жути Челәк наһийәсиниң Шарғоҗа йезисиға қайтип келиду. 1945-жили улар Маливай йезисиға көчүп чиқиду. Улуқ Вәтән уруши тамамланғандин кейин җәңчи Илша Муһәмәтовниң из-тизсиз йоқап кәткәнлиги тоғрилиқ «қара хәт» келиду. Тәкитләш лазимки, униң аилиси атисини узун жиллар давамида издәштүргән екән. Илша Муһәмәтовниң нәвриси Дилназ Баратовани Улуқ Вәтән урушида дерәксиз йоқап кәткән бовисиниң тәғдири бәк қизиқтуратти. Бовисиниң қәбрини тепиш үчүн нурғун йәрләргә мураҗиәт қилиду. Узун жиллар бойи издәштүрүш нәтиҗисидә, йәни 81 жилдин кейин Дилназ бовисиниң қәбрини тапти. 
...1941-жили сентябрь ейида Нидерландиядики немис-фашистлириниң «Амерсфорт» концлагериға Мәркизий Азиядин 101 Кеңәш җәңчиси кәлтүрүлиду. Уларниң нурғуни өзбәкстанлиқлар болған. Улар Смоленск шәһириниң түвидә болған шиддәтлик җәңләрниң биридә немисларға әсиргә чүшүп қалғанлар еди. Гитлерниң оң қоли һесапланған вә тәшвиқатчиси болған Геббельсниң буйруғи билән әсиргә чүшкән 101 азиялик җәңчигә бир һәптә давамида тамақ берилмәйду вә уларни вәһшиләрчә қийнап-азаплайду. Уларниң ичидә Өзбәкстанниң Әнҗан шәһиридин армия сепигә атланған қазақстанлиқ Илша Муһәмәтовму бар еди. Аридин алтә ай өтүп, адәм төзгүсиз қийнашларға һәм ачлиққа бәрдашлиқ берәлмигән 24 җәңчи қаза болиду. Әнди 1942-жили 9-апрель күни сәһәрлиги Геббельс қалған 77 җәңчини (уларниң арисида Илша Муһәмәтовму бар) етиветишни һәм қәбригә езилмигән қуруқ һак төкүветишни буйруйду. Мана мошу 101 җәңчиниң тәғдири, уларниң кимлигини, қәйәрләрдин кәлгәнлигини тәтқиқ қилиш билән 1998-жилдин башлап нидерландиялик тәтқиқатчи, журналист «Советское поле славы» фондиниң мудири Ремко Рейдинг шуғуллинип кәпту. 2020-жили қериндашлиқ қәбирстанлиқни ачқан пәйттә бир җәңчиниң йенидин бир парчә қәғәз чиқип қапту. Униңда җәңчиниң Алмута вилайити Челәк наһийәси Шарғоҗа йезисиниң «Кәтмән» колхозида туғулғанлиғи, униң исми Илша Муһәмәтов екәнлиги тоғрилиқ мәлумат бар екән. Мана мошу хилдики әхбараттин вақип болған Дилназ аписи Модәнгүлгә бу һаяҗанлиқ хәвәрни йәткүзиду вә тез-арида тәйярлиқ көрүп, Нидерландиягә, йәни бовиси дәпин қилинған қериндашлиқ қәбирстанлиққа, қарап йол тутиду. Уни «Советское Поле Славы» фондиниң мудири Ремко Рейдинг күтүвалиду. Әсиргә чүшкән 101 Кеңәш җәңчисиниң җәсәтлири қоюлған «Кеңәшлик Шөһрәт аллеясидики» ташларниң биридә бовисиниң исмини көргән Дилназниң қандақ һис-туйғуларға бөләнгәнлигини ейтмисақму чүшинишлик болса керәк... У ахирқи тамча қени қалғичә езиш-қийнашларға бәрдашлиқ бәргән бовисиниң дәпин қилинған йеридин бир очум топини елип, жутиға қайтип келиду. 
Үстимиздики жилниң 17-апрель күни Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Маливай йезисидики Улуқ Вәтән урушида вапат болғанларниң хатирисигә орнитилған ядикарлиқ алдида митинг өткүзүлүп, жут-җамаәтчилик вә мәктәп муәллимлири билән оқуғучилар җәңгивар җәңчиниң роһиға тазим қилишти.
 Улуқ Вәтән урушиға қатнашқан ата-бовилар роһиға атап, Маливай йезисиниң баш имами Бәхит Ахтиямов қуръан тилавәт қилғандин кейин, риясәтчиләр — уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Шерингүл Азнақулиева билән тарих пәниниң муәллими Динаргүл Шыныбекова 101 җәңчиниң тәғдири тоғрилиқ қисқичә мәлумат бәрди. Шуниңдин кейин сөз новитини алған Маливай йеза округиниң һакими Бақыт Аухадиев, «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Ершат Әсмәтов, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Нурҗамал Һасанова, Илша Муһәмәтовниң күйоғли Килим Аблизов вә қизи Модәнгүл Муһәмәтова ушбу уюштурулуватқан чарә-тәдбирниң әһмийитигә тохтилип, өсүп келиватқан әвлатни Қазақстан вәтәнпәрвәрлиги роһида тәрбийиләшниң зөрүрлүгини тәкитлиди. Ахирида сөз новитини алған Дилназ Баратова өзиниң Нидерландиядә қериндашлиқ қәбирстанлиқта алған тәсиратлири билән бөлүшкәч, бовисиниң қәбрини тепишқа ярдәм бәргән барлиқ инсанларға, шу җүмлидин уруш жиллири из-тизсиз жүтүп кәткәнләрни издәштүрүш ишлири билән узун жиллар давамида шуғуллинип келиватқан Мариз Баратовқа вә нидерландиялик тәтқиқатчи, журналист Ремко Рейдингқа миннәтдарлиғини изһар қилди.
Мәрасим җәриянида «Периштә» бағчисида тәрбийилиниватқан гөдәкләр җәңгивар нахшиларни иҗра қилип, чарә-тәдбирниң тәсирлик өтүшигә зәмин яратти.
Миллионлиған анини — пәрзәндидин, пәрзәнтни — атисидин, аялини яридин айриған уруш яриси һели сақайғини йоқ. Вәтән үчүн қан кәчкән атилар билән арқа сәптә тәр төккән аниларниң қәһриманлиғини, җасаритини унтумай, әвлаттин-әвлатқа йәткүзүш — бизниң муқәддәс борчимиз.

СҮРӘТТӘ: 1. И.Муһәмәтовниң нәвриси Д.Баратова (оңдин солға), қизи М.Муһәмәтова, нәвриси А.Аблизова вә күйоғли К.Аблизов. 

184 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы