• Турнир
  • 24 Тамыз, 2022

Маһир спортчи хатирисигә беғишланди

Рашидәм РӘҺМАНОВА,
«Уйғур авази»

Әмгәкчиқазақ наһийәсигә қарашлиқ Челәк йезиси – бурун наһийә мәркизи болған һәм миллитимиз вәкиллири көпләп истиқамәт қилидиған чоң жутларниң бири. Йезидики уйғурлар өзлири яшайдиған участкилар бойичә мәлә-мәлиләргә бөлүнүп, жут болуп урпи-адәт һәм әнъәнилиримизни тәрәққий әткүзүп кәлмәктә. Әлвәттә, һәрбир жутниң өз жигитбеши, ақсақаллар, ханим-қизлар вә яшлар кеңәшлири, өлималири бар. Улар хәлқимизниң заман тәливигә мас мәдәний җәһәттин риваҗлинишиғиму алаһидә көңүл бөлүшни диққәттин сирт қалдурған әмәс. 
Йеқинда йезиниң Қаш мәлисидә жигитбеши Иврайимахун Шакиров вә униң орунбасари Һосманҗан Данахунов һәм җәмийәтлик ишларниң активистлири Рашид Шаһинов, Полат Данахунов, Ильзат Зәйнавдинов, Шөһрәт Рейимқулов, Илияр Бурһанов, Сраждин Бәһримов, Иминҗан Қасимов, Шакирҗан Тайиров вә башқиларниң уюштуруши билән мәлиниң активисти, спорт маһири Рустәм Баталовниң хатирисигә беғишланған футбол турнири болуп өтти.
Рустәм Баталов жутниң отидин кирип, сүйидин чиқидиған оғланлириниң бири еди. Кичигидин спортқа иштияқ бағлиған жигит «Спорт маһири» атилип, йезиниң көплигән балилирини боксқа мәшиқләндүрди. Шуңлашқиму уни жутдашлири «жутниң алди», «жутниң пәхри», дәп көпчиликкә үлгә қилип көрситәтти. Әпсус, Рустәм 40 яшқа толуши алдида йол һалакитидә қаза болди. Мана мошундақ есил әҗри билән һөрмәткә бөләнгән жут балисини қашлиқлар хатириләп, нәзир бәрди. Андин А.Розибақиев намидики оттура мәктәпниң спорт мәйданида футболдин турнир болуп өтти. 
Чарә-тәдбирни жигитбеши Иврайимахун Шакиров ечип, яхши башланмиға төһпә қошқан жигитләргә разилиғи билдүрди. Жутниң риваҗлиниши үчүн тәр төккән җанкөйәрләрниң исимлирини яшларға тонуштуруш мәхситидә әмәлгә ешиватқан ишларниң әһмийитигә тохтилип, уларни пат-пат уюштуруп турушқа чақирди. Рустәмниң ата-аниси Мәһәммәтҗан вә Гүлзарә Баталовлар оғлиниң әмгигини мунасип баһалап, униң роһиға тазим қилған жутдашлириға сәмимий миннәтдарлиғини билдүрүп, яшларға келәчәктә утуқ тилиди.
Турнирға Қаш мәлисиниң 16 командиси қатнашти. Атап кетиш керәкки, яш футболчиларни Ролан Җамалов өз клубида мәшиқләндүриду. Униң билән биллә Иминҗан Қасимов ишләйду. Қизғин оюн нәтиҗисидә «Диқмақлар» командиси – І, «Көк бөриләр» командиси – ІІ вә «Абдузабор» командиси ІІІ орунларни егиләп, Пәхрий ярлиқ, медаль вә кубокларға еришти. Шундақла яхши оюн үлгисини көрсәткән футболчиларму мәхсус соғилар билән тәғдирләнди. 

СҮРӘТТӘ: турнир иштракчилири.
Әмгәкчиқазақ наһийәси.
 

98 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы