• Көргәзмә
  • 07 Наурыз, 2023

Қедимий йезиқ мәдәнийитигә беғишланди

Баһарниң дәсләпки күни Астана шәһиридики Қазақстан Җумһурийитиниң миллий мирасгаһида Хәлиқара Қазақ илмий-тәтқиқат мәдәнийәт институтиниң «Қедимки түркий мәдәнийәтни тәтқиқ қилиш мәнбәси сүпитидики Уйғур ханлиғи дәвридики түркий йезиқ асари әтиқилири» (2021 – 2023-ж.ж.) лайиһиси даирисидә мәдәний мирасларни сақлаш бойичә АҚШ әлчилири фондиниң (AFCP) тәшкил қилинғининиң 20 жиллиқ шәрипигә Қазақстандики АҚШ әлчиханисиниң тәшәббускарлиғи билән уюштурулған «VI – XIV әсирләргә тәәллуқ қедимий түркийләр замани вә қедимий уйғур дәвридики йезиқ мәдәнийитиниң йүксилиниши» мавзуси астида көргәзмә ечилди. Уни АҚШниң Қазақстандики Пәвқуладдә вә Толуқ һоқуқлуқ әлчиси Дэниел Розенблюм ечип, андин тарих пәнлириниң намзатлири Напил Базылхан, Алексей Рогожинский қатарлиқ көрнәклик алим-тәтқиқатчилар чарә-тәдбиргә аит изгү тиләклирини изһар қилишти.
Мәзкүр тәнтәнә давамида шундақла сүрәтләр билән безәлгән рәңлик альбом, лайиһиниң рәсмий сайти, «Тәғдир йезиқлири» («Письмена судьбы») намлиқ һөҗҗәтлик фильм тонуштурулуп, бирқатар мәдәний чариләр көпчилик диққитигә тәғдим қилинди. Җүмлидин Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, атақлиқ рәссам Һашим Қурбанов маһарәт дәрисини өткүзүп, қатнашқучиларға өзиниң иҗадий паалийити вә әмгәклири һәққидә әтраплиқ чүшәнчә бәрди.
Мошу йәрдә җамаәтчиликни, болупму яшларни қедимий йезиқ мәдәнийитиниң үлгиси болған руна йезиғи билән тонуштурушни мәхсәт қилған мәзкүр лайиһиниң тәтқиқат топи әзалириниң арисида тарих пәнлириниң намзити, профессор Напил Базылхан, тарих пәнлириниң доктори, профессор Абләт Камалов, филология пәнлириниң доктори, профессор Александр Гаркавец, филология пәнлириниң намзити, доцент Руслан Арзиев кәби көрнәклик түркийшунас һәм уйғуршунас алимларниң барлиғиниму мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду.
Мәзкүр көргәзмә пәқәт елимиз пайтәхтидила әмәс, 9 – 24-март күнлири Алмута шәһиридики Қазақстан Җумһурийитиниң мәркизий мирасгаһидиму уюштурулиду.
Аман ИБРАГИМОВ,
Қазақ илмий-тәтқиқат мәдәнийәт институтиниң 
илмий хадими.

СҮРӘТТӘ: рәссам Һашим Қурбанов (оңда) өз әсәрлири һәққидә чүшәнчә бериватқан пәйт.

174 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы