• Турнир
  • 01 Маусым, 2023

Хәлиқ Қәһримани хатирисигә беғишланди

Йолдаш МОЛОТОВ,
«Uiğur avazi»

Алмутида бокстин Сағадат Нурмағамбетовниң хатирисигә беғишланған хәлиқара турнир аяқлашти.
Мустәқил Қазақстанниң дәсләпки мудапиә министри, Кеңәш Иттипақиниң қәһримани, Қазақстан Җумһурийитиниң Хәлиқ қәһримани С.Нурмағамбетовниң хатирисигә беғишланған хәлиқара турнирға Қазақстан, Өзбәкстан, Таҗикстан, Қирғизстан, Хитайдин кәлгән 25 командидин 177 боксчи қатнашти.
– Һәрбий күчләрдә генерал С.Нурмағамбетовниң хатирисигә беғишланған бирнәччә чарә-тәдбирләр өтиду. Униң айримлири генералниң ана жути – Ақкөлдә, униң исми билән аталған Астанадики пиядә әскәрләр һәрбий институттида, Һәрбий колледжда һәм һәрбий гарнизонларда өтти. Бокстин өтидиған турнир болса, хәлиқара статусқа егә, – деди Мудапиә министрлиги тәрбийә вә идеология ишлири бойичә департамент рәһбири, полковник Тилеухан Басхожаев мусабиқиниң ечилиш тәнтәнисидә.
Мудапиә министрлиги спорт комитетиниң рәиси – мәркизий спорт клубиниң рәһбири подполковник Арман Абеуовниң тәкитлишичә, бу хәлиқара мусабиқә әнъәнивий турнирларниң биригә айланди. Униңға елимизниң вә чәтәлләрниң әң күчлүк боксчилири қатнишип кәлмәктә.
– Мана мошундақ турнирларда келәчәк чемпионлар тәҗрибә топлайду, йеңи исимлар пәйда болиду, – деди подполковник А.Абеуов.
Бу турнирда Қазақстан командисидин он боксчи, шуларниң ичидә Дилмурат Миҗитов (67кг салмақ дәриҗисидә) алтун медаль йеңивалди.   

50 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы