• Турнир
  • 22 Маусым, 2023

Әнъәнигә айланған турнир

Йеқинда Талғир наһийәси Бесағаш йезисида 2009 – 2012-жиллар арисида туғулған балилар арисида футбол мусабиқиси өтти. Униңға наһийәдики Туздыбастав, Қизил-Туғ, Бесағаш, Алатав йезилирида мәшиқлиниватқан спортчилар иштрак қилди.

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Балилар арисида сағлам һаят тәризини тәрғип қилип келиватқан Талғир наһийәлик Спорт комитетиниң рәиси Салайдин Самахуновниң уюштуруши билән пат-пат спортниң мошу түри бойичә турнир-мусабиқиләр өткүзүлүп туриду. Командилардин вилайәтлик һәтта җумһурийәт даирисидә өтүватқан чемпионатларға қатнишип, алдинқи орунлардин көрүнүп келиватқанларму йоқ әмәс. Демәк, балиларни сағлам һаят тәризигә йетәклигән әйнә шу инсанларниң әҗри бекар кәтмәйватиду. Бу һәққидә Салайдин ака Самахунов билән болған қисқа сөһбәт давамида ениқ көз йәткүздуқ.
– Өзәңларға мәлум болғинидәк, һазир пәрзәнтлиримизниң асасий вақти янфон билән өтүватиду, – дәйду Салайдин ака. – Уларни өзлиригә қилчә пайдиси йоқ бу әмигидин қутулдурушимиз керәк. Һә, футбол униң әң яхши дориси десәкму болиду. Балилар арисида футболға чин етиқати билән қизиқидиғанларму йоқ әмәс. Бирақ айримлири күни-түни һәрхил гаджетларға бешичә берилип кетип бариду. Шуңлашқа қолумиздин кәлгиничә яш әвлатни спортқа җәлип қилишқа тиришиватимиз. Һәр һалда нәтиҗиси яман әмәс. «Өрүк өрүкни көрүп ала бопту» демәкчи, балилар бир-бирини әгишип, футбол ойнайдиғанлар сани хелила көпийип қалди.
Һәқиқәтәнму, иш бабида бу ишлардин бизму хәвәрдар. Наһийә бойичә өтүватқан мошундақ мусабиқиләргә пат-пат гува болуп туримиз. Әнди бу қетимқи турнир тоғрилиқ сөз қилсақ, униңда балилар өзлириниң қабилийитини намайиш қилишни билди. Барлиқ команда әзалириниң алға интилип, имканқәдәр алдинқи орунни елишқа тиришқанлиғини ениқ байқашқа болатти. Улар өзара күч синашқан һалда, бәс-бәскә чүшти. Кәскин оюн давамида болупму, 2011 – 2012-жиллар арисида туғулған балилардин Туздыбастав йезисиниң «Нур» командиси алаһидә пәриқлинип, І орунға сазавәр болса, ІІ орунни Гүлдала командиси йеңивалди. Әнди ІІІ орун Алатав йезисиниң командисиниң әнчисигә тәгди. 2009–2010-жилларниң спортчилири арисидин гүлдалалиқлар («Турсунбала» командиси – М.С.) озуп, биринчиликни алса, бесағашлиқ «Сунқар» командиси ІІ орунниң егиси аталди. Алатавлиқ команда бу турдиму йәнә үчинчиликни алди.
Умумән, күн бойи давамлашқан турнир қизиқарлиқ өтти. У спортчилар билән уларни қоллап-қувәтләшкә кәлгән футбол ишқивазлири үчүн алаһидә кәйпият һәдийә қилди. Ахирида ғалип чиққан командилар хәйрихаһлиқ паалийити билән тонулған бирқатар сехи-мәрданә инсанлар тәрипидин тәйярланған кубок вә хатирә соғилар билән мукапатланди.

СҮРӘТТӘ: мусабиқә ғалиби – «Турсунбала» командиси  

164 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы