• Мукапат мубарәк!
  • 29 Қазан, 2023

Мунасиплар мукапатланди

Миллий мәй­­рәм – Җумһу­ри­йәт күни һар­писида Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң Пәр­маниға бенаән елимизниң иҗти­маий-ихтисадий, мәдәний-мәнивий тәрәққиятиға, хәлиқләр арисидики достлуқ вә иттипақлиқни күчәйтишкә қошқан төһписи вә актив җәмийәтлик паалийити үчүн бир топ гражданлар дөләт мукапатлири билән тәғдирләнди. Уларниң арисида санаәт, тиҗарәт, маарип, саламәтликни сақлаш саһалириниң тонулған вәкиллири һәрбийләр, һоқуқ қоғдаш органлириниң хадимлири, спортчилар, әмгәк ветеранлири, мәдәнийәт вә илим-пән әрбаплири бар. 
 «Қазақстанның Еңбек Ері» атиғи Қазақстан Җумһурийитиниң нефть-газ саһасини тәрәққий әткүзүштики алаһидә утуқлири һәм җәмийәтлик-сәясий паалийитидики илғар әмгиги үчүн дөләт вә җәмийәт әрбаби, Парламент Мәҗлисиниң депутати Б.Измухамбетовқа, елимизниң иҗтимаий-гуманитарлиқ тәрәққиятидики илғар нәтиҗилири үчүн Шәмәй шәһири 7-умумий билим беридиған оттура мәктәп-лицейниң муәллими А.Шукижановаға вә санаәттики алаһидә пидакаранә әмгиги үчүн Қизилорда вилайити «Таң Лтд» ҖЧЙниң мудири И.Шағыртаевқа берилди.
 Дөләт рәһбириниң тапшурмиси билән бийилдин башлап миллий разимәнлик вә достлуқни тәминләш йолидики пидакаранә әмгәклири үчүн «Ел бірлігі» ордени тайинланди. Бу орден актив җәмийәтлик паалийәтлири үчүн бирнәччә шәхскә тапшурулди.
 Шуниң билән биллә бийилдин башлап пәхрий мукапатлар қатариға «Қазақстанның халық жазушысы» вә «Қазақстанның халық әртісі» атақлири қошулди. Т.Әбдикулы, С.Елубаев, Б.Нуржекеев, С.Сматаев, Ә.Һашири вә Л.Шашкова «Қазақстанның халық жазушысы» атиғини алди. «Қазақстан халық әртісі» атиғи елимизниң тонулған мәдәнийәт әрбаплири, театр вә кино актерлири Д.Ахимова, М.Токарев, Д.Ақмолда, опера нахшичилири Ш.Әбилов билән Д. Күзенбаевқа, атақлиқ нахшичилар Р.Стамғазиевқа,Д.Қудайбергенов вә күйчи А.Үлкенбаеваға тапшурулди.
 Умумән, бийил дөләт мукапатлирини тайинлашта аддий гражданларға алаһидә көңүл бөлүнди. Җүмлидин мукапатланғанлар арисида 298 устаз билән саламәтликни сақлаш саһасиниң хадими, 259 йеза егилиги мутәхәссиси, 119 әмгәк ветерани, санаәт саһасиниң 88 ишчиси бар. 
 
Җүмлидин елимизниң ихтисадий тәрәққиятиға өзиниң салмақлиқ һәссисини қошуватқан «АЗМК Group» холдингиниң мудири Шөһрәт Шардинов «Парасат» ордени, хәлиқләр достлуғи билән миллий разимәнликни риваҗландуруштики төһписи үчүн Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Һосманҗан Обулов «Құрмет» ордени билән тәғдирләнди.
***
Шундақла Җумһурийәт күни һарписида Астана шәһиридә ҚҖ Мәдәнийәт вә әхбарат минис­трлигиниң буйруғи билән «Мәдениетаралық және этносаралық бірлікті нығайту бойынша әдебиет және журналистика саласындағы үздік жұмыстары үшін» мукапити тапшурулди. «Балилар әдәбияти» номинацияси бойичә Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, тонулған шаирә Патигүл Мәхсәтова мукапатқа сазавәр болди. 
***
Пурсәттин пайдилинип, мукапатқа сазавәр болған миллитимиз вәкиллирини сәмимий тәбрикләймиз.

330 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы