• Мукапат мубарәк!
  • 16 Наурыз, 2024

Мәйрәм һарписидики хошаллиқ

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Достлуғи ярашқан Қазақстан елимиздә йүздин ошуқ милләтләр билән еләтләр иҗил-инақ яшаватиду. Шуларниң қатарида уйғурларму вәтинимизниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға мунасип һәссә қошуватиду десәк, мубалиғә әмәс. Болупму уларниң милләтләрара достлуқни риваҗландуруш, җәмийәтлик ишларниң җанландуруш йолида әмәлгә ашурулуватқан чарә-тәдбирләр тоғрилиқ шундақ дейишимиз мүмкин.
Мундақ ишлар, әлвәттә, милләтпәрвәр һәм вәтәнпәрвәр инсанларниң зиммисигә жүклиниду. Улар кечә-күндүз демәй, әлниң хизмитидә сәкпарә. Шуларниң бири Талғир наһийәси Қизил Туғ йезисида узун жиллар жут үчүн көйүп-өчкән инсан Айшигүл Гайитова. У яқ жутдашлириниң хиҗалитидин чиқипла қалмай, һәрқайсиниң муң-зарини тәң бөлди. Жутдарчилиқ ишлиридин ташқири, көплигән мәвсүмлүк гезит-журналларға муштири топлаш яки уйғур синиплириға бала жиғишта болсун, өзиниң тәҗрибисигә таянған һалда, төһписини қошмақта. Әлвәттә, Айшигүл аниниң бу җанпидалиқ әҗридин көпчилик миннәтдар.
Йеқинда йезилиқ ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Аминәм Давутованиң уюштуруши билән биртоп жутдашлири баш қошуп, униң җәмийәтлик ишлардики паалийәтчанлиғиға жут намидин миннәтдарлиқ билдүрсә, Талғир наһийәлик ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Каминур Сопиев Айшигүл Гайитованиң узунжиллиқ әмгигини жуқури баһалап, уни ҖУЭМниң «Меһриван ана» медали билән мукапатлиди.
Баш қошушниң ахири саз-нәғмиләргә улашти.

29 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы