• Мукапат мубарәк!
  • 28 Желтоқсан, 2023

«Бир арман» орунланди

Исми көпчиликкә мәлум тиҗарәтчи вә меценат Дилмурат Пирмәһәмәтоғли Кузиевниң тәшәббуси билән тәшкил қилинған «Санаәтчиләр, тиҗарәтчиләр вә йеза егилиги хадимлириниң» җумһурийәтлик ассоциациясиниң атқурған ишлиридин көпчилик хәвәрдар. Мәсилән, «Илһам» мукапитини алсақ, у һәқиқәтәнму көплигән шаир-язғучилар билән сәнъәткарларға илһам беғишлиған болса, маарип вә мәдәнийитимизниң риваҗлинишида алаһидә роль ойниғанлиғи талашсиз. 

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Бу қетим, яшлиғиға қаримай, иҗадийәт дуниясида, йәни поэзия жанрида өзиниң сирлиқ һәм башқиларға охшимайдиған услубта иҗат қилиш арқилиқ, кәң оқурмәнләрниң қәлбидин орун елишқа муйәссәр болуп келиватқан яш шаирә, журналист һәм муәллим Сабирәм Әнвәрова әйнә шу мукапат егиси аталди. Уни тапшуруш тәнтәниси Алмута шәһиридики А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә өтти. мәрасимға Қазақстанниң хәлиқ язғучиси Әхмәтҗан Һашири, тонулған тиҗарәтчи, меценат Дилмурат Кузиев, Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң Мустәқиллик жиллиридики әдәбият вә бәдиий публицистика бөлүминиң башлиғи, профессор Гүлжаһан Орда вә мәзкүр институтниң баш илмий хадими, филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди вә шундақла бир топ мәдәнийитимиз җанкөйәрлири, муәллимләр коллективи билән оқуғучилар қатнашти.
Мәрасим оқуғучилар тәрипидин иҗра қилинған сазлар билән башланди. Андин сөз новитини алған Дилмурат Кузиев, көпчиликкә мураҗиәт қилған һалда, «Илһам» мукапитиниң тарихиға қисқичә тохталди.
– «Илһам», өзәңларға мәлум болғинидәк, 2003-жилдин бу ян тапшурулуп келиватиду – деди Дилмурат Пирмәһәмәтоғли. – Дәсләп бир топ тиҗарәтчи баш қошуп, уни җәми 8 саһа бойичә һәқиқәтәнму елимизгә әмгиги сиңгән шәхсләр бәрдуқ. Уни уйғурлардин сирт, башқа милләт вәкиллириму алди. Жиғип кәлсәм, шу арқилиқ көплигән адәмләргә илһам беғишлап кәлгинимиз раст. Амма, заман өзгирип, ихтисадий боһранчилиқ, таҗсиман вирус пандемияси охшаш сәвәпләр түпәйли «Илһам» ялғуз өзәмгә қалди. Хелә жиллар бу жүкни көтирип кәлдим. 
Һә, бүгүн болса, аримизда талант-қабилийити бәләнт, һәрбир мисраси кишини ойға салидиған шаирә қизимиз Сабирәм Әнвәровани мошу мукапатқа лайиқ көрдуқ. Әлвәттә, бу — көплигән бәс-муназириләрдин кейин чиқирилған қарар. Кәспий мутәхәссисләр тәвсийә қилди. Өзәмму шаирә қизимизниң паалийити билән йеқиндин тонушуп чиқтим. Мәрһәмәт, мубарәк болсун!
Дилмурат Кузиев әйнә шундақ тәнтәнилик рәвиштә «Илһам» мукапитини Сабирәм Бәхитҗанқизиға тапшурди. Андин сәһнигә көтирилгәнләрдин Әхмәтҗан Һашири шаирәни сәмимий тәбрикләп, изгү тиләклирини ейтса, Гүлҗаһан Орда уйғур әдәбиятиниң алаһидилигигә тәпсилий тохталғач, Сабирәмниң иҗадийитигә жуқури баһа барди. Алимҗан Тиливалди болса, бир түркүм шеирлири инглиз тилиға тәрҗимә қилинип, у Англиядә йоруқ көргәнлигини вә шундақла өзи әмгәк қиливатқан институт тәрипидин тәйярланған «Мениң тәғдиримдики Қазақстан» намлиқ илмий мақалилар топлимида униң шеирлири тәһлил қилинғанлиғини ейтип өтти.
Бу күни мукапат егисини тәбриклигүчиләр көп болди. Мәсилән, «Мәрипәт» фондиниң муавин рәиси Риад Қурбанов, «Варис» әдәбий-иҗадий бирләшмисиниң әзалири, җумһурийәтлик җәмийәтлик-сәясий «Уйғур авази» гезитиниң хадимлири һәм шаирәниң ата-аниси, уруқ-туққанлири өз нутқида миллий мәдәнийитимизни, болупму сәнъитимиз билән маарипимизни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләп келиватқан Дилмурат Пирмәһәмәтоғлиға миннәтдарлиғини изһар қилса, Сабирәмниң әшу Дардамту йезисидики оттура мәктәптә билим бәргән устазлири алаһидә видео тәбригини әвәтипту.
Бу күни оқуғучилар меһманларға Сабирәм Әнвәрованиң шеирлирини ядқа оқуп бәрди. Шундақла мәтини шаирәниң қәлимигә мәнсүп нахшилар иҗра қилинди. Ахирида сөз алған мукапат егиси көпчиликкә өзиниң «Бир арман» шеири арқилиқ миннәтдарлиғини йәткүзди. 
 

987 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы