• Дост һәққидә сөз
  • 12 Сәуір, 2024

Бизниң «генерал»

1993-жили 9-синипни тамамлап, Алмутидики Бауыржан Момышулы намидики «Жас ұлан» җумһурийәтлик мәктәпкә оқушқа чүштүм. Бу оқуш орниға Қазақстанниң барлиқ вилайәтлиридин балилар келип оқуйдекән. Өзәм Шәрқий Қазақстан вилайити, Шығыс наһийәси, Мақаншы авулидин болимән. Алмутидәк чоң шәһәргә келип қазақлардин бөләк, уйғур, рус, өзбәк, таҗик миллитиниң вәкиллиридин болған достларни таптим. Уйғурни дәсләп тилға елишим тәсадипи әмәс. Чүнки мән мундақ милләт һәққидә шу вақитта биринчи қетим аңлишим еди. Өзини «Алимҗан Бақиев» дәп тонуштурған жигитниң исим-фамилиясиму қулиғимға ғәлитә аңланди. «Қәйәрдин болисән?» дегән соалимға: «Уйғур наһийәсиниң, Чонҗа йезисидин болимән» девиди, техиму аң-таң болдум. Бу наһийәниму, йезиниму дәсләпки қетим аңлаватимән. Һәр иккилимиз техи 14 яшлиқ бала. У өзиниң һәрбий, йәнә келип чегаричи офицер болушни арман қилидиғанлиғини ейтти. Мәнму униңға өзәмниң алдимға қойған мәхсәтлиримни сөзләп бәрдим. Гәпара униң миллитигә қизиқип қалғанлиғимни йошурмидим. «Алди билән оқушумизни оқайли, вақти кәлгәндә уйғурлар билән йеқиндин тонуштуримән» деди у. Мән 1-взводқа, у 2-взводқа кирип, оқушни қизғин башлавәттуқ. Алимҗан дәсләпки күндин башлапла бешини көтәрмәй оқушқа башлиди. Униңдин башқа спорт мусабиқилиригиму паал қатнишатти. Һәрбий мәктәп әмәсму, тәртип шундақ еди. Мәнму униңға қарап қизиқтим. Бир күни иккимиз өзара оқушта мусабиқигә чүшүшкә келиштуқ. Мәхситимиз һәр иккилимиз оқуватқан взводниң әң жуқури пәллиси сержант унваниға йетип, балиларни башқуруш еди. Үч жил оқуш җәриянида бу арминимизға йәттуқ. Алимҗан пүткүл мәктәпниң алди болуп, оқушни әла баһаларға тамамлиди. Кейин йолланма билән Чегаричилар институтиға оқушқа чүшти. Мениңда ундақ мүмкинчилик болмиди. Алимҗанға қарап мотивация елип, йолини тепип, мәнму мәзкүр институтқа чүштүм. Мән «2-заставида», у «5-заставида» хизмәт қилдуқ. Йәнә шу баяқи өзара мусабиқә башланди. Алдимиздики төрт жил мабайнида өзимиз хизмәт қиливатқан «заставиниң» башлиғи дәриҗисигичә көтирилип, институтни қизил дипломға пүтиришимиз керәк. Мәзкүр билим дәргаһиға бизгә охшаш һәрбий мәктәпни тамамлиған, 11-синипни пүтәргән вә һәрбий хизмәттин кәлгән балилар жиғилди. Бизниң үчжиллиқ һәрбий тәҗрибимиз бар дәп махтансақ, армиядин кәлгәнләрниң көзқариши тамамән башқичә еди. Мәктәптин кәлгәнләрниң оқушқа қизиқиши үстүн, амма һәрбий тәртиптин анчә хәвири йоқ еди. Спорт мусабиқилиридә «Бауыржанниң балилири» алдинқи орунлардин көрүнәттуқ. Алимҗан оқуштиму, спорт мәйданидиму биринчиләрдин болди. Бу йәрдә оқуш җәриянида мән униңдин һәқиқий һәрбийләргә хас мүҗәзни байқашқа башлидим. Көп өтмәй, у өзиниң «застависиға» старшина болуп топниң алдиға чиқти. Кәйнидин мәнму униң изини бесип, заставиға рәһбәрлик қилдим. Бир күни тәтилгә чиққанда Алимҗан маңа:
— Адаш, кәттуқ бизниң өйгә берип дәм елип қайтайли, — деди.
— Уйғур наһийәсигиму? — дәп соридим хошаллиғимдин.
—    Һә-ә, шундақ. Өзәңму арман қилип жүрәттиңғу, — деди.
Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисиға болған дәсләпки сәпирим наһайити оңушлуқ болуп, мән бир уйғур аилиси билән достлишиш арқилиқ пүтүн бир милләтни тонуп билдим, десәмму болиду. Алимҗанниң ата-анилири Батур ака билән Рабийәм һәдә мени худди өзиниң балисидәк күтивалди. Бақиевлар аилиси билән йеқиндин тонуштум. Әр-аял Чонҗа йезисидики чегаричилар отрядида ишләйдекән. Уларниң Арман исимлиқ йәнә бир пәрзәнди болуп, у бизниң һәрбий кийимимизгә қизиқип йенимиздин кәтмиди. Уму келәчәктә ата-аниси вә акиси охшаш чегаричи болушни халайдиғанлиғини ейтқан еди. Ейтмақчи, һазир Арман чегара хизмитиниң подполковниги.
Уйғур наһийәсигә болған сәпиримдә Рабийәм һәдиниң ләззәтлик таамлиридин дәм тарттим. Шу вақитта мән уйғурларниң ләңмән, манта, чөшүрә қатарлиқ таамлиридин еғиз тәгдим. Җүсәй манта, пөрә, бедә чөшүрә... Мундақ тәмлик таамларни унтуш мүмкин әмәс. Төрт жилниң ичидә Алимҗанниң жутиға пат-пат баридиған болдум. Бақиевлар аилиси арқилиқ уйғурниң рәсим-қаидилири, урпи-адәтлири билән тонушуп, уларниң болупму меһмандостлуғиға һәйран қалдим. Һәр қетим Чонҗиға берип қайтқинимизда Батур ака бизни йолға селип: «Яхши оқуңлар, балилирим» дәп узитатти. 
Алимҗан иккимизниң өзара «мусабиқиси» иҗабий нәтиҗә берип, һәр иккилимиз институтни қизил дипломға тамамлидуқ. Шу вақитта биз әлачи лейтенатларға халиған вилайәт яки наһийәдики чегаричилар застависида хизмәт қилиш мүмкинчилиги берилди. Мән нәгә бараримни билмәй ойлинип қалдим. Алимҗан адәттикидәк:
—    Адаш, кәттуқ, Уйғур наһийәсигә, — деди.
Бу гәп мениң қулиғимға иссиқла аңланди. «Уйғур» десә көз алдимға Бақиевлар аилиси келәтти. 
— Әнди у яққа меһманға әмәс, чегарини қоғдашқа атлинимиз. Техи алдимизда талай «мусабиқиләр» бар. Унтуп қалмиғансән, — күлди у.
Шундақ қилип, 2000-жили, Уйғур наһийәсигә келип, Алимҗан 5-, мән 6-заставиға орунлаштуқ. Бизни застава башлиғиниң орунбасари қилип бәкитти. Иккимиз йәнә хошна болдуқ. У Сүмбидә, мән Нарынқолда. Амма аримиз бурунқидәк йеқин болмисиму, пат-пат көрүшүп туримиз. Иш-тәҗрибимиз билән бөлүшимиз. Оқуш билән ишниң пәрқи барғу. Бу институттики заставиға охшиматти. Алимҗан дәсләпки күнләрдин башлапла, һәрбийләргә хас мүҗәзи билән ишқа бешичила кирип кәтти. Бу қетим у мениңдин озуп чиқип, биринчиләрдин болуп, ариға икки жил селип, застава башлиғи болди. Адәм балисида «мән сениңдин қалаттиму» дегән принцип барғу. Мәнму уни қоғлап йәттим. Чүнки аримизда бир-биримизгә бәргән вәдә бар әмәсму? 
Чегаричи офицерниң новәттики пәллиси комендант. Бу 5-6 заставиниң үстидин қарайдиған лавазим. Бурун Кеңәш Иттипақиниң пәйтидә бу лавазимда подполковник яки полковник унванидикиләр олтиратти. Биз комендантниң орунбасари лавазимиғичә көтирилсәк, чоң бәхит еди. 2000-жили Чегаричилар институтидин йүздин ошуқ лейтенат учум болуп, һәр яққа маңғанда, шундақ арман билән атланғинимиз ядимға чүшиватиду. 
Алимҗан аримизда биринчиләрдин болуп, 2004-жили «Жалаңаш» чегаричилар комендатурисида комендантниң орунбасари болди. Мән Үчарал йөткилип, шундақ лавазимға олтардим. Аримиз жирақлишип кәтсиму, телефон арқилиқ сөзлишип туримиз. Илгәркидәк пат-пат учришишлар йоқ. 2007-жили у маңа телефон қилип, Щучинск шәһиридики Миллий мудапиә университетиға оқушқа чүшкәнлигини хәвәрлиди. Бу оқуш орниға чүшүш асан әмәс екәнлигини яхши билимән. Униң ишиға, оқушқа болған интилишиға қизиқип һәм қизғинип қарайдиған болдум. Алимҗанни тәбрикләп, «мән сениң кәйниңдә қалдимғу, йол-йоруқ көрсәтмәмсән» дедим. 
Мусабиқимиз давамлашти. Мән «әтә-өгүн» дәп жүргичә Алимҗан университетни пүтәрди. Кейин мән униң намидин мәзкүр университетқа йолуқтум. «Бақиев» дегән фамилияни аңлиған оқутқучилар мени қучақ йейип қарши алди. Мениң достум мәзкүр университетни қизил дипломға пүтирипту. Униң устазлар алдида аброй-инавити наһайити үстүн екән. У өзиниң әмгәксөйгүчлүги, ишләмчанлиғи, кәспигә болған җавапкәрлиги түпәйли аброй қазинипту. Бу мени хошал қилди. Алимҗанниң кәйнидә мәнму университетни тамамлидим. Алекениң йәнә бир есил хислити достқа садиқ еди. Буни униң билән арилашқан йүздин ошуқ чегаричи офицерлар яхши билиду.
Әнди маңа Алимҗанни «қоғлап» йетиш қийинға чүшти. Мәлум сәвәпләргә бола, мән истипаға чиқтим. У комендатуридин отрядқа кәтти. У хизмәт бабида көтирилип, Атырав, Ақтав, Жанибек, Қостанай, Ақтөбә вилайәтлиридики чегаричилар отрядиға йөткилип, һәрхил җавапкәр хизмәтләрдә болди. Отрядтин штабқа көтирилип, Қазақстан Җумһурийити Миллий бехәтәрлик комитетиниң Чегара хизмити «Батыс» регионлуқ штабиниң Дөләт чегара күзити бөлүмигә авушти. Алимҗанниң мону бир кичикпейиллиғиға һәйран қалимәндә, у иш бабида көрсәткән әрликлириниң бириниму маңа ейтматти. Униң мукапатлири һәққидә кейин уқтум. У дөләт чегарисини күзитиштә көрсәткән хизмити үчүн І, ІІ, ІІІ дәриҗилик «Мінсіз қызметі үшін», І, ІІ, ІІІ дәриҗилик «Ұлттық қауіпсіздік қалқаны», «Шекара қызметінің үздігі», «Ұлттық қауіпсіздікті қамтамасыз етудегі үлесі үшін», шундақла у Қазақстан Җумһурийити Президенти тәсис қилған «Шекараны үздік күзеткені үшін» медальлири билән тәғдирләнгән екән.
2019-жили у Ақтөбә вилайәтлик Чегаричилар хизмити департаментиниң башлиғи болуп тайинланди. Униң Дөләт чегарисини қоғдаштики әмгиги баһалинип, униңға муддитидин илгири полковник унвани берилди. 2020-жили у Ақтөбидә департаментниң йеңи бенасини селишқа күч чиқарди. 
Қәдинас ағинәм 2021-жили Мудапиә министрлиги йенидики Баш штаб академиясигә оқушқа чүшкәндә, бу хуш хәвәрни аңлап, жүригим йерилмиди, униң бериси болдум. У йәнә җиддий оқушқа киришип кәтти. Бир йерим жил бурун учрашқинимизда уни бағримға бесип, тәбрикләп: «сән бизниң аримиздин биринчиләрдин генерал унванини алисән» дедим. Мән униңға чоқум ишинәттим. Сәвәви, у мәзкүр академияни  қизил дипломға пүтириш алдида туратти. Ағинәм тоғрилиқ әсләтмәмни мошу йәрдә түгәтсәм, яхши болатти. Буниң у йеқиға йезишқа қолумму бармайватиду. «Хәп» дәп ич-ичимдин, тит-тит болимән. Булту апрельда җан ағинәм тоғрилиқ кәлгән шум хәвәргә мошу кәмгичә ишәнгүм кәлмәйду. Униң тениға чиққан кичиккинәң бир яра, тәпсә төмүр үзидиған, билимлик, әқиллик, һәқиқий полковник вә келәчәк генералдин бизни бевақит айриди. У бари йоқи 44 яшта еди... 
Дулат ТЕЗЕКБАЕВ,
истипадики майор

СҮРӘТТӘ: Алимҗан қизи Карина вә оғли Әлишер билән.

30 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы