• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 27 Наурыз, 2015

«Бир-биримизгә меһриван болайли»

Бу қетим Алмутидики «Достлуқ» өйидә башқичә бир баш қошуш өтти. Униң меһманлири һәрхил саһаларда ишләп, һазир һөрмәтлик дәм елишта жүргән вә һазирму иштин қол үзмигән анилиримиз болди.Баш қошушқа җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов риясәтчилик қилди. – Бүгүнки күндә ҖУЭМниң әтрапиға топланған ханим-қизлар өзлириниң паалийәтчанлиғи билән көзгә чүшмәктә, – дәп сөзини башлиди у. – Ханим-қизлар, Анилар, Нураний анилар кеңәшлири шулар җүмлисидиндур. Шундақла ҚУЯБ яшлар тәшкилатиниң әтрапидиму ханим-қизлиримиз хелә бар. Бүгүнки баш қошушни болса, Гүлҗаһан Муратова (сүрәттә)рәһбәрлигидики «Нураний анилар» кеңиши уюштуруватиду. Бүгүн биз исми хәлқимизгә яхши тонуш болған атақлиқ шәхсләрни көрүш имканийитигә егә болдуқ. Президент сайлими һарписидики анилиримизниң бүгүнкидәк паалийәтчанлиғиға пәқәт апирин ейтиш керәк. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан «Нураний анилар» кеңишиниң рәиси Гүлҗаһан Муратова җәмийитимизниң һәрхил саһалирида ишләватқан аниларни җәмийәтлик ишларға арилишишқа чақирди. Андин кейин минбәргә көтирилгән  Қазақстан хәлиқ артисти Зенәт Әкбәрова вә Росхан Җәмшитова, Султанқорғандики  «Нур мәдрисисиниң» мудири Патимәм һаҗим Шәрипова, ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова, артист Турдибүви Аблизова өз ой-пикирлири билән ортақлашти. – Бүгүн бизниң бешимизни қошуватқан Гүлҗаһан Муратовани яркәнтликләр «меһриван ана» дәп атайду, – деди новәттики натиқ, пешқәдәм устаз Мубарәк Исрайилова.  – Чүнки у жилиға икки қетим Яркәнткә берип, һал-оқити төвән аилиләргә өзиниң халисанә ярдимини көрситип туриду. Аңлишимчә, у Уйғур наһийәси билән Алмута шәһиридиму әйнә шундақ хәйрихаһлиқ паалийәт билән шуғуллинидекән. Бизгә бүгүнки күндә оюн-тамашидин көрә, мошундақ миллитимизгә пайда әкелидиған ишлар билән көпирәк шуғуллинишимиз керәк. Ахирида хәлқимизниң сөйүмлүк нахшичиси Толунай Әйсарова аниларға болған муһәббитини нахшиси арқилиқ изһар қилди. Шуниңдин кейин меһманлар һөрмитигә мәйрәмлик дәстихан йейилди.

Бәхтишат СОПИЕВ.

915 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы