- Җәмийәтлик тәшкилатларда
- 28 Наурыз, 2024
Мәркәзниң йеңи рәһбәрлири сайланди
Түнүгүн Алмута шәһәрлик «Достлуқ өйидә» Медев наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң жиғини болуп өтти.
Униңға мошу наһийәдә истиқамәт қиливатқан уйғур жут-җамаәтчилигиниң вәкиллири, ҖУЭМ рәиси Долқунтай Абдухелил, Алмута шәһәрлик Жигитбашлири иттипақиниң рәиси Махмутжан Мәңсүров, ҚУЯБ рәиси Рустәм Хәйриев һәм Алмутиниң башқа наһийәлириниң жигитбашлири қатнашти.
Жиғинни киришмә сөз билән ачқан Долқунтай Абдухелил жиғинниң күн тәртиви вә мәхсити билән тәпсилий тонуштурди. Елан қилинған күн тәртивигә мувапиқ, Медев наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәислигигә, баш жигитбеши лавазимиға намзатлар тәвсийә қилинди. Очуқ аваз бериш йәкүнлири бойичә Медев наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси болуп Әлишер Әзизов, баш жигитбеши болуп Абдурахим Мәмәтразиев, яшларниң жигитбеши болуп Ришат Мәхсүтов сайланди.
3089 рет
көрсетілді0
пікір