• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 28 Мамыр, 2015

ҖУЭМ йенида аталғушунаслиқ кеңиши қурулди

Өткән һәптидә җәнубий пайтәхттики Достлуқ өйидә өткән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи мәҗлисигә асасән шаир-язғучилар, алимлар вә журналистлар қатнашти. «Дүгләк үстәл» териқисидә өткән бу баш қошушни ҖУЭМниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов ечип, мәсилиләр асасән мәдәнийәт мәркизи йенида аталғушунаслар кеңишини қуруш, миллий таамлар намлирини уйғурчә аташ, уйғур әдәбиятидики тәңқит вә Уйғур театри репертуарини тәләпләр дәриҗисигә йәткүзүштин ибарәт екәнлигин ейтти. Шундақла у оттуриға қоюлған мәсилиләрни иҗабий һәл қилиш һәм бу йөнилиштә һәмкарлиқта иш елип бериш лазим екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Сөз новитини алған «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов жуқурида қәйт қилинған мәсилиләрниң һәқиқәтәнму муһим вә әһмийәткә егә екәнлигини ейтти вә миллий мәнпийитимизгә мунасивәтлик һәрқандақ мәсилидә, қайси саһада хизмәт қилишидин қәтъий нәзәр, зиялилиримизниң паалийәтчанлиқ көрситиши лазимлиғини тәкитлиди. «Дүгләк үстәл» давамида нутуқ сөзлигүчиләр, җүмлидин шаирә вә алимә Патигүл Мәхсәтова, филология пәнлириниң доктори, профессор Мунәввәр Юнусова тил мәсилиси бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлишип, бу җәриянға йеқиндин яр-йөләк болушқа һәрдайим тәйяр екәнлигини йәткүзди. Йеза егилиги пәнлириниң доктори, академик Мәһәмәтҗан Абдуллаев, шаир Илахун Һошур, малийәчи Һәмраҗан Аблизов, Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтиниң илмий хадими, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов, ҖУЭМ йенидики Уйғур тилида билим беридиған мәктәпләр ассоциациясиниң рәһбири Шавкәт Өмәров, «Уйғур авази» гезити баш муһәрририниң орунбасари Мухтәрҗан Җумаров күн тәртивидики мәсилиләр бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлашти. Ахирида қатнашқучиларниң қоллап-қувәтлиши билән илгәрки моҗут аталғушунаслар кеңиши ҖУЭМ йенида қайтидин қурулуп, униң рәислигигә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов сайланди. *** Сешәнбә күни Алмутидики Достлуқ өйидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң кәңәйтилгән мәҗлиси болуп өтти. Уни ҖУЭМниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов киришмә сөз билән ечип, бүгүнки баш қошушта қарилидиған күн тәртивидики мәсилиләр билән тонуштурди. Дәсләп Шаһимәрдан Үсәйин оғли рәһбәр болуп кәлгән вақит мабайнида әмәлгә ашурулған ишлар бойичә һесават бәргәч, һелиму һәрхил саһаларда һәл қилинишни күтүп турған мәсилиләр йетәрлик екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Шундақла у җай-җайларда өткүзүлгән барлиқ чарә-тәдбирләр қанун даирисидә болуп, хәлқимиз мәнпийитини көзлигән һалда уюштурулғанлиғини йәткүзди. Андин ҖУЭМниң бюро әзаси, юрист Шәмшиқәмәр Абдурахманова Конституцияниң 20 жиллиғиға бағлиқ «Конституция дегинимиз немә?» мавзусида доклад қилди. Новәттә сөзгә чиққан ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова мундақ деди: — Буниңдин топ-тоғра үч жил илгири 26-май күни Шаһимәрдан Үсәйин оғли рәис болуп сайланған еди. Бүгүнки жиғинму әйнә шу сәнәгә тоғра келиватиду. Мошу вақит ичидә ҖУЭМниң паалийити техиму җанлинип, көплигән тилға аларлиқ ишлар әмәлгә ашурулди. Келәчәктә йәниму хәлқимизниң мәдәнийитини, сәнъитини, маарипи билән мәтбуатини сақлап, уни риваҗландуруш бойичә бирқатар чарә-тәдбирләрни өткүзүш мәхсәт қилиниватиду. Тәкитләш лазимки, мәзкүр баш қошушта сөзгә чиққан башқиму натиқлар мәркәзниң үч жиллиқ паалийитигә жуқури баһа бәрди. Шуниңдин кейин ҖУЭМниң рәиси Ш.Нурумов «Уйғурларниң миллий ассоциациясиниң» рәһбири Тамара Мәмәтоваға, «Уйғур авази» гезити баш муһәрририниң биринчи орунбасари Иврайим Баратовқа вә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң баш жигитбеши Турсунмәһәмәт Абдусемәтовқа Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 20 жиллиғиға мунасивәтлик тәсис қилинған юбилейлиқ медальларни тәнтәнилик рәвиштә тапшурди. Мәшүр САСИҚОВ.

870 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы