• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 02 Шілде, 2015

Изгү ишлар йәкүни

Йеқинда бирқатар изгү ишларниң бешида болуватқан «Инайәт» ассоциациясиниң һесават жиғини болуп өтти. Униңда асасән 2014-жилниң апрель ейи билән мошу жилниң июнь айлири арилиғида ассоциация тәрипидин әмәлгә ашурулған чарә-тәдбирләрниң йәкүни чиқирилди. Һесават жиғин мошу вақит мабайнида Ассоциация паалийитигә йеқиндин арилишип, уни һәртәрәплимә қоллап-қувәтлигән биртоп шәхсләргә, җүмлидин «Дока Принт» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиниң мудири Роман Григоренкоға, Ж.Елебеков намидики эстрада-цирк колледжи мудириниң тәрбийә вә иҗадий ишлар бойичә орунбасари Зафар Арзиевқа вә Т.Жүргенов намидики Қазақ миллий академиясиниң доценти Ақмарал Илиясоваға Тәшәккүрнамиларни тапшуруш тәнтәниси билән башланди. Андин Ассоциация рәиси Турғанҗан Розахунов мәзкүр җәмийәтлик тәшкилат паалийитигә әтраплиқ тохтилип, әмәлгә ашурулған ишлар бойичә һесават бәрди. Шундақла у ассоциацияниң тәшәббуси һәм уюштуруши билән өткән бирқатар чарә-тәдбирләргә тохталди вә мәзкүр паалийәтләрни өткүзүшкә һәртәрәптин яр-йөләк болған сахавәтлик инсанларға миннәтдарлиқ билдүрди. Һесават жиғин давамида Уйғуршунаслиқ мәркизиниң рәиси Рисаләт Кәримова, сәясәтшунас Қәһриман Ғоҗамбәрдиев, әдәбиятшунас алим Рабик Исмайилов, «АтамекенАгро» корпорациясиниң рәиси Кинтал Исламов, пән докторлири Шерипҗан Надиров билән Абләт Камалов вә башқилар Ассоциацияниң қурулғиниға анчә көп вақит болмисиму нурғунлиған изгү ишларға түрткә болуватқанлиғини қәйт қилип, униң паалийитигә жуқури баһа бәрди. Ахирида тарих пәнлириниң доктори Абләт Камалов ассоциацияниң йеңи «Мәшрәп» лайиһиси бойичә доклад оқуди. Тәкитләш лазимки, алимниң нутқи қатнашқучиларда алаһидә қизиқиш һасил қилип, униң әмәлиятта өз әксини тепиш йоллири қизғин бәс-муназирә қозғиди.

Фируза НӘВИРДИНОВА.

842 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы