• Әхбаратлар еқими
  • 10 Наурыз, 2017

Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң 8-март – Хәлиқара ханим-қизлар күнигә мунасивәтлик йоллиған тәбриги

Қиммәтлик ханим-қизлар! Ярқин, парлақ вә әң пак мәйрәм — Хәлиқара ханим-қизлар күни мунасивити билән сәмимий тәбригимизни қобул қилғайсиләр! 8-Март — алаһидә көкләм күни. У қәлбимизни һаят бәхш әткүчи, өз муһәббити билән исситқучи, хошал қилғучи вә еғир дәқиқиләрдә қоллап-қувәтлигүчи Аялға болған әң изгү вә сәмимий һис-туйғулар билән бейитиду. Мошу күни пүткүл Қазақстан хәлқи ханим-қизлиримизға һөрмәт билдүриду вә уларниң бәрпакарлиқ ролиға тазим қилиду. Бүгүн силәр, Қазақстан ханим-қизлири, сәясәттә вә бизнеста, илмий-ишләпчиқириш вә иҗтимаий-мәдәний саһаларда йетәкчи орунни егиләватисиләр. Течлиқ вә разимәнлик, изгүлүк вә хатирҗәмлик, йоруқлуқ вә үмүт-ишәнчә һәдийә қиливатисиләр. Хәлиқара ханим-қизлар күни һәммимизгә турмушниң һаятий муһим қәдрийәтлири болған инсанпәрвәрликни, миннәтдарлиқни, шәпқәтликни, пикирдашлиқни яхши һәм чоңқур чүшиниш имканийитини бериду. Әң муһими, силәр бизниң муқәддәс дияримизға һаят бәхш етиватисиләр, балилиримизни — Ұлы Дала Елі гражданлирини тәрбийиләватисиләр. Бизниң анилиримиз, ярлиримиз, һәдә-сиңиллиримиз вә қизлиримиз! Һаят силәр арқилиқ зөрүр мәзмунға, йөнилишкә вә даналиққа егә болуватиду. Шундақ екән, мошу мәйрәмлик баһар күни силәрниң шәрипиңларға әң иллиқ сөзләр ейтилсун! Чин қәлбимиздин силәргә мошу қуяшлиқ мәйрәмни сөйүмлүк әрләр, бәхитлик балилар, садиқ ағиниләр вә достлар билән қарши елишиңларни тиләймиз. Силәрниң арзу-арманлириңлар әмәлгә ашсун, көзлириңларда нәм болмисун! Течлиқ вә разимәнлик, өзара чүшәнчә вә шат-шадиманлиқ дайим силәргә яр болсун! Мәйримиңлар билән, бизниң сөйүмлүк ханим-қизлар! Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Кеңиши.

644 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы