• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 26 Қыркүйек, 2018

Йеңи жигитбешиниң йеңи башланмиси

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Алмута шәһиридики Достлуқ мәһәллисигә Азат Ибрагимовниң (сүрәттә солда) жигитбеши болуп сайланғанлиғиға анчә көп болғини йоқ. Мошу жилниң апрель ейида сайланған Азат ака бу жуқури җавапкәрликни тәләп қилидиған вәзипигә дәрһал қизғин киришип кәтти. У көп ойланмайла һәрбир жутдишиниң алдиға берип, ярдәмчилири билән мәһәллини кочиму-коча арилашқа башлиди. Тонумиғанлар билән тонушти, муң-зари барларниң һалидин хәвәр алди. Бу җәриянда уйғурларниң әң муһим мәсилиридин болған миллий нәширләргә муштири топлаш вә театр абонементлирини тарқитиш бойичә тәшвиқат ишлирини жүргүзүшниму ядидин чиқармиди. Тәкитләш керәкки, бу паалийәтләр асасән жут мөтивәрлиридин тәркип тапқан Ақсақаллар кеңиши билән һәмкарлиқта әмәлгә ашурулди. Кеңәш әзалири пат-пат баш қошуп, келәчәктә атқурулидиған ишларни муһакимә қилиду һәм уларниң утуқлуқ болушиға барини салиду. Йеқинда биз әйнә шу Достлуқ мәһәллисидики Әли Әхмәтов рәһбәрлигидики Ақсақаллар кеңишиниң новәттики жиғиниға (сүрәттә) дахил болдуқ. Уларниң ейтишичә, йеңи жигитбешиниң тәшәббуси билән барлиқ коча жигитбашлириға ениқ тапшурмилар берилипту. Җүмлидин җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң муштирилириниң санини илгәрки жилларға қариғанда хелила көпәйтишкә алаһидә көңүл бөлүнүветипту. Буниңдин ташқири, язғучи-шаирларниң әсәрлириниң, ана тилимизда йоруқ көрүватқан нәширләрниң тарқилишиға ярдәмлишиш охшаш ишларда бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқириш һаҗәтлиги турақлиқ ейтиливетипту. Бу баш қошушта кеңәш әзалиридин Савут һаҗим Ибрагимов, Зерип Молотов, Махмут Ашимов, Әркин Имрәмзиев вә Бәһрәмҗан Қадиров салмақлиқ пикирлирини оттуриға салған һалда, көпчилик билән иш елип беришниң нәқәдәр еғир екәнлигигә қаримай, нийитидин қайтмайдиғанлиғини билдүрди. Шундақла улар сайланғанлиғиға бари-йоқи йерим жил толмиған йеңи жигитбеши – Азат Ибрагимовниң паалийитигә жуқури баһа берип, униң йәниму әлгә нәп беридиған ишларни қилалайдиған әзимәт екәнлигигә ишинидиғанлиғини қәйт қилишти. Көрүп туруптимизки, Достлуқ мәһәллисигә йеңидин сайланған йеңи баш жигитбешиниң дәсләпки қәдәмлири оңушлуқ болуватиду. Демәк, у зиммисигә чүшкән вәзипиниң һөддисидин бемалал чиқидиғанлиғиға жут әһли толуқ ишиниду. Алмута шәһири.

900 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы