• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 14 Қыркүйек, 2012

Жигитбашлири баш қошти

Өткән һәптидә Уйғур театриниң бенасида ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң мәҗлиси болуп өтти. Алмута шәһири вә униң  әтрапидики уйғур жутлириниң жигитбашлири қатнашқан бу баш қошушни ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Абдурешит Мәхсүтов ечип, униң күн тәртивидә сентябрь ейиниң ахирида өтидиған  Жигитбашлири күнини өткүзүш вә уйғур жутлирида болуватқан той-төкүн, нәзәр-чирақларни ениқ бир тәртипкә кәлтүрүш мәсилилириниң қарилидиғанлиғини елан қилди. Биринчи мәсилә бойичә Абдурешит Мәхсүтов әтраплиқ ейтип өтти. Мәлумки, мәзкүр кеңәшниң низамнамисида көрситилгинидәк, һәр жили сентябрь ейиниң ахирқи йәкшәнбиси Жигитбашлири күни дәп елан қилинған еди. Һазир бу чарә-тәдбирни өткүзүшкә қизғин тәйярлиқ көрүлүватиду. Униңға җай-җайлардин вәкилләрниң келиши күтүлмәктә. Иккинчи мәсилә бойичә сөз алған җамаәтчилик вәкиллири Вапахан Қурбанов, Җамалдин Қәмирдинов, Сабирҗан Ғаппаров вә башқилар өзлириниң ой-пикирлирини оттуриға салди. Һазир өлүм-житим ишлирида Жигитбашлириниң күч чиқириши түпәйли бир қатар әнъәниләр мәлум тәртипкә селинди, йәни, нәзир-чирақларда һәддидин ташқири исрапчилиққа йол қоюлмайдиған болди, кәлсә-кәлмәс нәзирләрни өткүзүш тохтитилди. Әнди той-төкүнләрдә болса, техичила чәлкәшликләр орун алмақта. Тойлардики елиқ-селиқ мәсилилири вә бәзи рәсим-қаидиләр мәлум тәртипкә кәлтүрүлгән болсиму, беваситә тойни өткүзүштә камчилиқлар техичила бой көрситип келиватиду. Мәсилән, тойларда миллий саз-әсваплирида ойнайдиған сазәндиләр азийип кетип бариду. Һазирқи «сазәндиләр» көпирәк заманивий техника васитисиниң ярдими билән тойларда хизмәт қилишни адәткә айландурмақта. Шундақла  тамадиларниң бәзи чағларда кәлсә-кәлмәс оюнларни уюштуруп, ләтипиләрни ейтип, тәртип даирисидин чиқип кетиш әһваллириму орун алмақта. Шундақла тойларни һарақ-шарапсиз, һәддидин ташқири исрапчилиқсиз өткүзүш мәсилилири әтрапида җиддий ойлинидиған пәйт кәлди. Ахирида жуқурида тәкитләнгән мәсилиләрни Жигитбашлири күнидә йәнә муһакимә қилип, бир тәрәп қилиш тоғрилиқ қарар қобул қилинди.

 Йолдаш МОЛОТОВ. 

 

1143 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы