• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 21 Қыркүйек, 2012

Зиялилар баш қошти

Өткән һәптидә Алмутидики Достлуқ өйидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән бир топ уйғур зиялилири баш қошти. Учришишни қисқичә киришмә сөз билән ачқан ҖУЭМниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов мәркәз тәрипидин әмәлгә ашурулуватқан ишларға  қисқичә тохтилип, андин күн тәртивидики мәсилиләр билән тонуштурди. — Бүгүн мән, алим, язғучи-шаир, журналист, рәссам, сәнъәткарларниң бешини қошуп, улар билән очуқ сөһбәттә болушни тоғра көрдүм, — дәп башлиди сөзини  Ш.Нурумов. — Зиялилар бизниң әйнигимиз. Силәргә қарап хәлқимизгә баһа берилиду. Хәлқимизниң муһим проблемилириму пәқәт  силәр арқилиқ һәл қилиниду. Гәпни уйғур алимлиридин башлисақ, немишкә бизниң мәтбуатимизниң карван беши болған «Уйғур авази» гезитида алимлиримизниң хәлқимизниң  тарихиға аит қизиқарлиқ мақалилири турақлиқ йоруқ көрмәйду? Һәтта биз техичә өтмүштә хәлқимиз қолланған ай намлириниму әслигә кәлтүрәлмәйватимиз. Раст, язғучи-шаирлиримизниң әсәрлирини гезиттин вә улар өз мәблиғи һесавиға нәшир қиливатқан китаплиридин оқуватимиз. Мошу йәрдә ейтип кетидиған бир нәрсә, иҗадийәт билән шуғуллиниватқан акилирим рәнҗимисун, һазир һесапта бар, амма сүпити төвән китаплар көпийип кәтти. Әдәбий тәнқитниң йоқлуғидин әйнә шундақ ядимизға кәлгәнни язидиған болдуқ. Ойлаймәнки, бу хилдики камчилиқларни түзәп, әдәбий тәнқитни җанландуридиған  вақит аллиқачан йәтти. Чүнки салмақлиқ йезилған әдәбий тәнқитни, хаталашмисам, өткән әсирниң ахирилирида оқуған болсақ керәк. Әһвал мошундақ болса, иҗаткарлиримиздин яхши әсәр күтүшниңму орни йоқ дәп ойлаймән. Натиқ шундақла асасән уйғур шаир-язғучилириниң китаплири чиқиватқан «Мир» нәшрияти йенида қолязмиларни тәһрирләйдиған, нәшир қилинған китапниң сүпитигә җавап беридиған вәкилниң (у муһәррир яки җәмийәтлик асастики кеңәш болуши мүмкин) болуши лазимлиғини, алимлиримиз болса, заман тәливидин пәйда болуватқан йеңи ибариләрни бир изға селиш мәхситидә аталғушунаслиқ саһасида паал ишлиши керәклигини тилға алди. Андин күн тәртивидики мәсилиләр бойичә Уйғуршунаслиқ мәркизиниң башлиғи Рисаләт Кәримова, алим-тәтқиқатчилар Абдуләзиз Абдуллаев, Абдуллам Самсақов, Бәһрим Ғлавдинов, Мәһәмәтҗан Абдуллаев, Алимҗан Тиливалди, язғучи-шаирлар Әхмәтҗан Һашири, Абдухалиқ Махмут, Илахун Җелил, Тельман Нурахунов, Авут Мәсимов, Уйғур театриниң бәдиий рәһбири Әхмәтҗан Қадиров, журналистлар Аидәм Пәхирдинова, Гүлҗамал Әмәтбақиева сөзгә чиқип, шәхсий ой-пикирлири билән ортақлашти.

Бәхтишат СОПИЕВ.   

 

783 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы