• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 15 Тамыз, 2019

Муһим сәнәни жуқури дәриҗидә өткүзүш үчүн

Бурнакүн Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң новәттики жиғини болуп өтти. Униңға Медев (Тарим Тайиров), Алмалы (Батур Ниязов), Наурызбай (Йүсүпҗан Турдимәмәтов), Бостандық (Абдумеҗит Иминов), Әвезов (Бурһандин Таҗидинов), Жетису (Мәһәмәтҗан Самсақов), Алатав (Ярмуһәмәт Кибиров) вә Талғир (Октябрь Қурбанниязов) наһийәлириниң баш жигитбашлири вә ханим-қизлар кеңәшлири билән мәдәнийәт мәркәзлириниң рәислири қатнашти. Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Баш қошушта ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң рәиси, медицина пәнлириниң намзити Әбәйдуллам Җаппаров бийил ХІ әсирдә яшап иҗат қилған бүйүк уйғур шаири, әдип вә философ Йүсүп Хас Һаҗипниң туғулғининиң 1000 жиллиғини атап өтүш керәклигини йәткүзди. Натиқ шундақла өз сөзидә тонулған меценат һәм мәркәз рәисиниң орунбасари Долқунтай Абдухелилниң һамийлиғида шаирниң «Қутадғу билик» китавиниң нәшир қилинғанлиғини қәйт қилип, әйнә шу нәширни тонуштуруш мәрасимини өткүзүштә көпчиликни «бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқиришқа» чақирип, әһмийити зор сәнәгә тәйярлиқни һазирдин башлаш керәклигини һәм бу ишта жигитбашлириниң пикри етиварға елинидиғанлиғини тәкитлиди. — Һәқиқәтәнму уйғурни дунияға тонутқан шаиримизни хатириләш кечини һәм униң китавини тонуштуруш мәрасимини көпчиликниң ядида қалғидәк вә жуқури дәриҗидә уюштуримиз дәйдекәнмиз, мәхсус илим-пән билән шуғуллиниватқан мутәхәссисләрсиз биз жираққа баралмаймиз, – деди ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмуһәмәт Кибиров. –Һә, биз, жигитбашлири билән ханим-қизлар, қолумиздин кәлгинини қилишқа тиришимиз. Уйғур хәлқиниң һаятида қандақла вақиә йүз бәрмисун, мәйли хошаллиқ яки қайғу-һәсрәт болсун, униңға биринчи жүгрәйдиған жигитбашлири. Жутидики ишларни демигәнниң өзидә, униң сиртидики барди-кәлди муюмларға иштрак қилишларму бизниң зиммимиздә. Бу қетимму биз бу ишниң һөддисидин чиқимиз. Сөз новитини алған Долқунтай Абдухелил нутқини «бирликтин» башлиди. У өзиниң мәдәнийәт мәркизиниң ишлириға арилишиватқанлиғиға көп болмисиму, көпинчә йәрләрдә бирлик билән өмлүкниң йоқ екәнлигини ейтип, мундақ деди: — Қериндашлар, бизгә бөлүшидиған һечнәрсә йоқ. Тунҗа Президентимиз – Елбасы Нурсултан Назарбаев ейтқандәк, хәлиқниң течлиғи, бирлиги вә өмлүги бизниң байлиғимиз. Демәк, биз шу байлиғимизни йоқитивалмаслиғимиз лазим. Рәисимизниң ким болушидин қәтъий нәзәр, униң әтрапиға топлансақ, биз яман күндә қалмаймиз». Баш қошуш давамида Йүсүп Хас Һаҗип тәвәллудиниң 1000 жиллиғини қәйәрдә вә қандақ өткүзүш бойичә бир топ шәхсләр өзлириниң пикир-тәклиплири билән ортақлашти. Уларниң көпчилиги мошу «Достлуқ өйини» мувапиқ көрди. Ахирида әдипниң тәвәллудини нишанлаш бойичә тәшкилий топ қурулуп, униңға Әбәйдуллам Җаппаров (рәис), ҖУЭМ йенидики Алимлар кеңишиниң рәиси Мәсимҗан Веләмов, Долқунтай Абдухелил, Алмута шәһиридики «Промкомбинат» мәһәллиси Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Санийәм Бавдинова, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбиси Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Модәнгүл Җүмәева, Әвезов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси вә баш жигитбеши Бурһандин Таҗидинов, ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Сабит һаҗим Йүсүпов вә ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова әза болди.

876 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы