• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 09 Қыркүйек, 2021

«Қәдәм» һозурида — спортчилар

Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң новәттики учришиши «Қәдәм» телевизиясиниң һозурида спортчилар билән болуп өтти. 
Мәзкүр баш қошушта Штаб рәиси, «Туран дунияси» түркийтиллиқ хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров сөзгә чиқип, оқуш жилиниң башлирида Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби йенида қурулған язғучилар, алимлар, журналистлар, қаримлар, жигитбашлири, рәссамларара штабларниң оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән зич алақида иш елип беришни қанат яйдуридиғанлиғини, шуниң үчүн елимизгә тонулған даңлиқ спортчиларара штаб қурушниңму муһим екәнлигини тәкитләп, көпчилик билән бирликтә иш елип бериш вақтиниң йәткәнлигини тилға алди. 
Дәсләп сөзгә чиққан Қазақстанниң хизмәт көрсәткән тренери Илияс Анайәтов оттуз жилдин ошуқ вақит мабайнида грек-рим күриши бойичә  бирнәччә шагирт тәйярлиғанлиғини ейтти. У спортниң яшларни яман адәтләрдин сақлашта, уларниң тениниң сақ, нийитиниң таза болушида муһим рол ойнайдиғанлиғини билдүргәч, келәчәктә шагиртлири ичидин олимпиада чемпионлириниң тәрбийилинип чиқишиға үмүт қилидиғанлиғини билдүрди.
Көпчиликкә яхши тонуш «Сакура» кәспий спорт клубиниң чоң тренери, хәлиқара дәриҗидики хизмәт көрсәткән спорт маһири, каратэ бойичә көплигән хәлиқара мусабиқиләрниң ғалиби Гафур Тохтиев 1990-жилдин бери бокс, каратэ, кикбоксинг вә спортниң башқиму түрлири бойичә йүздин ошуқ җумһурийәтлик вә хәлиқара мусабиқиләргә қатнашқанлиғини қәйт қилди. У ахирқи икки жил мабайнида таҗсиман вируси мунасивити билән көплигән мусабиқиләр кейингә қалдурулған болсиму, йеқин-арида уларниң қайтидин башлинидиғанлиғини әскәртти. Гафур Тохтиев Штаб әзалири билән учришиш вә өзиниң ярдәмчиси һәм икки шагиртини – көплигән мусабиқиләрниң ғалиплирини тонуштуруш пурситини яритип бәргән «Қәдәм» телевидениесигә миннәтдарлиғини изһар қилди. У спортниң яшлар арисида тәрғип қилиниши үчүн елимиздә барлиқ мүмкинчиликләрниң яритилғанлиғини, болупму уни мәктәпләрдә риваҗландурушниң муһимлиғини тәкитлигәч, мошу йөнилиштә өзиниң әмәлий ярдимини көрситип келиватқан «АЗМК» төмүр-бетон мәһсулатлири заводиниң мудири Әхмәтҗан Шардиновқа рәхмитини ейтти. 
Қазақстан спортиниң футбол саһасида узун жиллар мабайнида мәшиқләндүргүчи болуп келиватқан, шундақла Алмута вилайити Талғир наһийәлик Спорт комитетиниң рәиси Салайдин Салмахунов болса, ҖУЭМ йенидики Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штабиниң ишини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини, әслидә миллий мәктәпләрни қоллаш ишлирини жүргүзүшниң аллиқачан вақти йәткәнлигини, чүнки келәчәктә даңлиқ спортчиларниң әйнә шу анатиллиқ мәктәпләрдин учум болидиғанлиғини тәкитлиди. 
ҖУЭМ йенидики Спорт комитетиниң рәиси Әкрәм Нурдунов Штаб ишини қоллап, спортчиларара штабни қурушқа толуқ асас бар екәнлигини қәйт қилди. У бу жили Қазақстан Җумһурийити мустәқиллигиниң 30 жиллиғи һарписида оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләргә һәмкарлишиш мәхситидә Штаб билән бирлишип қилидиған ишларға тәйяр екәнлигини ейтти. 
Учришиш ахирида оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлиқ орнитиш мәсилиси муһакимә қилинип, спортчиларниң өзара тәклиплири асасида Штаб рәислигигә ҖУЭМ йенидики Спорт комитетиниң рәиси Әкрәм Нурдуновниң намзити бир еғиздин қобул қилинди. 

Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ, 
ҖУЭМ йенидики Уйғур мәктәплиригә һәмкарлишиш штаби рәисиниң орунбасари.

3701 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы