• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 14 Қазан, 2021

Һесават жиғини өтти

Өткән дүшәнбә күни Алмута шәһири Жетису наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң биржиллиқ һесават жиғини өтти. Униңға наһийәдики уйғур жутлириниң жигитбашлири, Ханим-қизлар кеңәшлириниң рәһбәрлири,  шундақла җәнубий пайтәхттә паалийәт елип бериватқан бирқатар жәмийәтлик тәшкилатлар вәкиллири вә башқа меһманлар қатнашти. Жиғинни киришмә сөз билән ачқан Жетису наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси вә мәзкүр наһийәниң баш жигитбеши Рамиль Шәрипов жиғинниң күн тәртиви билән тонуштурғандин кейин асасий мәсилиләргә тәпсилий тохталди.

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Уйғур авази»

– Һәммимизгә мәлум, Алмутидики Жетису наһийәси уйғурлар зич орунлашқан наһийәләрниң бири, – деди у. – Һазир наһийәмиздә 24 уйғур мәлиси бар. Жутларниң жигитбашлири бирликтә, өмлүктә ишләп келиватиду. Биз миллитимиз мәдәнийитигә, сәнъитигә, урпи-адәтлиригә мунасивәтлик һәрқандақ ишларда алдинқи сәптин көрүнүп келиватимиз десәк мублиғә болмайду. Жил бешида биз нурғун мәдәний чарә-тәдбирләрни өткүзүшни мәхсәт қилған едуқ. Әпсус, елимизда елан қилинған карантин чарилиригә мунасивәтлик бу планларни әмәлгә ашуруш мүмкин болмиди. Өткән жили биз асасән хәйрихаһлиқ ишлар билән шуғулландуқ. Өйлиригә от кәткән жутдашлиримизға маддий ярдәм көрсәттуқ. 1-июнь Балиларни һимайә қилиш күни «Үмүт нури» хәйрихаһлиқ фондиниң уюштуруши билән нака балиларға беғишланған акциягә қатнишип, өзимизниң соғилирини, ярдимимизни тапшурдуқ. Әнди карантин чарилири бираз юмшитилғанда, жутумизниң пәхри, атақлиқ боксчи, һели мәрһум Кәримҗан Қурбановниң  хатирисигә беғишланған өсмүрләр арисида футболдин турнир өткәздуқ. Бу турнирни әнъәнивий өткүзүшни мәхсәт қиливатимиз. Умумән, өткән жили биз хәйрихаһлиқ ишларға 1 миллион 200 миң тәңгидин ошуқ мәбләғ хәшлидуқ. Мошуниң һәммиси өмлүгимиз, бирлигимиз түпәйли әмәлгә ашти. Мана һазир миллий нәширләргә муштири топлаш мәвсүми башланди. Жилдиқидәк жутдашлиримиз бу иштиму алдинқи сәптә болиду, дәп ойлаймән. Буниңға биз барлиқ күчимизни сәпәрвәр қилимиз, әлвәттә. 
Шуниңдин кейин сөз алған «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, «Азия бүгүн» гезити баш муһәрририниң орунбасари Тельман Нурахунов бийилқи муштири топлаш ишиниң җәрияни, гезитларниң бүгүнки нәпәси һәққидә кәң тохтилип өтти. Җумһурийәтлик Уйғур театриниң администратори Абдусаттар Турдибақиев өз сөзидә театрниң новәттики 88-мәвсүминиң репертуари вә ишләш тәртиви билән тонуштурди. Андин ҚХА Алмута шәһәрлик шөбиси йенидики Анилар кеңишиниң рәиси Маһинур Исрайилова вә Алмута шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Қасимҗан Исрайилов вә Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Роза Абубәкриева Алмута шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң иш-паалийити, әмәлгә ашурулған ишлар һәққидә тәпсилий тохтилип өтти. Өз новитидә, сөз алған «Алмута шәһәрлик жигитбашлири иттипақи» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Абдумеҗит Иминов Жетису наһийәсидики жутларниң жигитбашлириниң әмгигини жуқури баһалап, уларниң ишиға утуқ тилиди. Шундақла йеңидин сайланған «Алим» вә Қулагер жутлириниң жигитбашлириға мәхсус гуванамиләрни тапшурди.
Жут намидин сөз алған Жетису наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Реһимәм Өмәрова, Айнабулақ-3 жутиниң жигитбеши Турғанҗан Йолдашевлар миллий нәширләрниң паалийитигә мунасивәтлик айрим проблемиларға тохтилип, өзлириниң баһалиқ тәклиплирини тәвсийә қилди. 
Жиғин ахирида жиғилғанлар Жетису наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң биржиллиқ паалийитигә қанаәтлинәрлик дәп баһа бәрди. 

4455 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы