• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 02 Ақпан, 2022

«Бизниң ишимизда «сениң-мениң» йоқ»

Йеқинда Алмута шәһәрлик «Достлуқ өйидә» җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенида қурулған «Ақсақаллар кеңишиниң бир топ әзалири ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов билән учрашти.
Учришишни кеңәшниң рәиси Ярмәһәмәт Кебиров киришмә сөз билән ечип, униң тәркивигә киргәнләрни тонуштурди. Шундақла у буниңдин бираз вақит илгири кеңәш әзалири өзара баш қошуп, келәчәктә қилидиған ишлириниң реҗилирини түзгәнлигини йәткүзүп, шулар әтрапида рәис билән мәслиһәтлишишни мувапиқ көргәнлигини ейтти. Болупму у кеңәшниң паалийити беваситә ҖУЭМ билән мунасивәтлик болидиғанлиғини қәйт қилип, асасий җәһәттин йеши йәткән вә көпни көргән ақсақаллардин тәркип тапқан кеңәш әзалири ҖУЭМ йенида паалийәт елип бериватқан һәрқандақ кеңәшләргә ярдәм беришкә тәйяр екәнлигини тилға алди.
Андин сөз новитини алған шаир Абдуғопур Қутлуқ «Ақсақаллар кеңиши» қурулуп, дәсләпки қетим учрашқинида алған тәсиратлири билән бөлүшкәч, барчини иҗил-инақлиққа чақирди вә һазир өзара талаш-тартиш қилидиған заман әмәслигини ейтқан һалда, барлиқ қериндашларниң һөкүмәт тонуған һәм бүгүнгә қәдәр, һөрмәт қиливатқан ҖУЭМ әтрапида топлишип иш қилишниң муһимлиғини тәкитлиди. Шундақла шаир уйғур язғучи-шаир яки бүйүк инсанларниң тәвәллудлирини нишанлаш, ана тилимизда нәшир қилиниватқан һәрқандақ мәтбуат васитилирини қоллап-қувәтләштә атқуридиған ишларниң йетип-ашидиғанлиғини қәйт қилди. Шаир, әң муһими, вәтинимиз Қазақстанда яшаватқанлиғимиз түпәйли, шу дөләт қанун-қаидилиригә әмәл қилған һалда, инақ яшаш билән биллә бамәслиһәт қилған ишларниң нәтиҗидарлиқ болидиғанлиғини алаһидә тәкитлиди.
Новәттә сөзгә чиққан натиқлар, җүмлидин ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Долқунтай Абдухелил, униң орунбасарлири  – Сабит һаҗим Йүсүпов билән Талғир наһийәсиниң баш жигитбеши Октябрь Қурбанниязов вә башқилар «Ақсақаллар кеңишиниң» ишиға утуқ тиләп, униң рәиси Ярмәһәмәт Кебиров тәҗрибилик вә җәмийәтлик ишлардин убдан хәвири бар шәхс сүпитидә бу ишларниң һөддисидин бемалал чиқидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. 
Ахирида сөз алған ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Нурумов кеңәш әзалиғиға аброй-инавити жуқури, көпчиликкә сөзи өтидиған шәхсләрни қобул қилип, һөрмәт қилиш вә уларниң мәслиһитигә қулақ селишниң муһимлиғини тәкитлиди. Болупму, яшлар билән ишләш, уларға билмигинини үгитиш лазим екәнлигини тилға алди. Әң муһими, рәис еһтияҗға қарап иш тутуш билән биллә қанун асасида һазир елимиздә муһим һесаплинидиған бирлик вә достлуқни риваҗландурушқа күч селиш керәклиги тоғрилиқ әтраплиқ сөз қилди.
 

8252 рет

көрсетілді

251

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы