• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 21 Сәуір, 2022

Һәмкарлишип ишләшкә ишәнчә билдүрди

Шәмшидин АЮПОВ, 
«Уйғур авази»

Өткән һәптидә «Өрлеу» БМММ» АҖ» Алмута вилайити бойичә кәспий тәрәққият институтиниң һозурида ҖУЭМ йенидики «Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш» Аналитикилиқ мәркизиниң әзалири билән учришиш болуп өтти. 
Учришишқа «Өрлеу» БМММ» АҖ» Алмута вилайити бойичә кәспий тәрәққият институтиниң мудири Гулшат Онланбекқизи вә мәзкүр институтниң Курстин кейинки қоллаш вә методикилиқ ярдәм көрситиш лабораториясиниң методисти Сәйлигүл Абләсәнова, ҖУЭМ йенидики «Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш» Аналитикилиқ мәркизиниң рәиси, «Туран дунияси» түркийтиллиқ хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров, Аналитикилиқ мәркәзниң әзалири Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов вә мәзкүр қурларниң муәллипи қатнашти. 
Баш қошуш җәриянида Карлин Мәхпиров Аналитикилиқ мәркәзниң мәхсәт-вәзипилири, бүгүнки күнгә қәдәр атқурулған иш-паалийәтләр һәм келәчәктә әмәлгә ашурулидиған чарә-тәдбирләр тоғрилиқ әхбарат бәрди вә уларни «Өрлеу» институти билән һәмкарлишип өткүзүшниң муһимлиғини тилға алди. 
Аналитикилиқ мәркәзниң әзалирини иллиқ қарши алған Институт мудири Гулшат Онланбекқизи җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин атқурулуватқан изгү ишлардин хәвәрдар екәнлигини тәкитлигәч, келәчәктә униң тәркивидики «Уйғур мәктәплири билән һәмкарлишиш» Аналитикилиқ мәркизи билән бирлишип ишләшкә ишәнчә билдүрди вә уларға өзиниң миннәтдарлиғини изһар қилип, ишлириға утуқ тилиди. 
Баш қошуш очуқ вә өзара чүшәнчә шараитида өтти. 

6520 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы