• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 16 Маусым, 2022

Жут хизмитидә

Мәшүр САСИҚОВ,
«Уйғур авази»

Зәйнәп Гашимова – Җамбул наһийәсидики барлиқ уйғур ханим-қизлириниң бешини қошуп келиватқан шәхс, җәмийәтлик ишларниң башламчиси. Мәйли миллий нәширлиримизгә муштири топлаш яки мәдәний чарә-тәдбирләрни өткүзүш болсун, у һәдимизниң тәшәббускар екәнлигигә йәрлик турғунлар гува. Йеқинда наһийәниң бирқатар йезилириниң жут активистлири Зәйнәп һәдиниң һөрмитигә кәч уюштуруп, дәстихан яйди.
Мәрасимға җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Сәнәм Беширова билән «Җанан» жәмийәтлик хәйрихаһлиқ фондиниң рәиси Мизангүл Авамисова рәһбәрлигидики бир топ башқарма әзалири қатнашти. Улар Зәйнәп Гашимованиң җәмийәтлик паалийитигә алаһидә тохтилип, у яқниң әмәлгә ашуруватқан ишлири өзгиләргә үлгә екәнлигини қәйт қилди. Шундақла меһманлар Зәйнәп Гашимоваға иллиқ тиләклирини изһар қилип, ҖУЭМ рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумовниң тәбригини йәткүзди вә ҖУЭМ тәсис қилған «Сахавәт» медалини тапшурди. Шундақла улар миллий мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзүш йолида ат чепиватқан Зәйнәп Гашимова кәби инсанлар һәрқандақ һөрмәткә лайиқ екәнлигини тилға елип, уларниң әмгиги вақтида баһалиниши керәклигиниму тәкитләп өтти.
Мәрасим давамида Җамбул наһийәсиниң йезилиридин кәлгән меһманларму Зәйнәп Гашимованиң  дайим җәмийәтлик ишларниң бешида жүридиғанлиғини, керәк йәрдә көпчиликниң дәрдигә дәрман болидиғанлиғини, хошаллиғиға ортақлишишни билиши түпәйли хәлиқниң һөрмитигә муйәссәр болуватқанлиғини тилға алди. 
Әлвәттә, өз новитидә, Зәйнәп Гашимова өзиниң һөрмитигә кәч уюштурған тәшәббускарларға миннәтдарлиқ билдүрүп, имканқәдәр жутниң хизмитини қилишқа тәйяр екәнлигини йәткүзди.

6171 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы