• Маарип
  • 10 Тамыз, 2022

«Миллий маарип — милләт истиқбали»

Өз миллитигә пүтүн вуҗуди билән муһәббәт бағлаш, җан дили билән сөйүш һиссияти һәркимгә несип болувәрмәйду. Ейтқан сөзи билән турмуштики тутқан әмәлияти мас келидиған инсанлар наһайити аз. Әйнә шундақ камдин-кам учрайдиған хусусийәтләр җәмләнгән инсанлар – миллий маарипниң бүйүк намайәндилири, көрнәклик алимлар вә җәмийәт әрбаплири Коммунар Талипов билән Әнвәр Һаҗиев еди. 
Уйғуршунас алим, философия пәнлириниң намзити, мәрһум Коммунар Талипов қәйәрдә, қайси илмий мавзу үстидә ишлишидин қәтъий нәзәр, өз хәлқиниң тәғдири, мәдәнийити мәсилилири бойичә үзлүксиз ойда жүрди, у яки бу мавзулар бойичә әмгәклири билән көрүнди. Пәйдин-пәй өз хәлқигә мунасивәтлик илмий-әмәлий мәсилиләр униң үчүн әң муһим, биринчи дәриҗилик басқучқа көтирилди. Коммунар Талипов истедатлиқ алим болупла қалмай, маһир публицист еди. У мәтбуатта өз хәлқиниң тарихий сәһипилирини оттуриға қоюш вә муһакимә қилишқа паал қатнашти. Болупму миллий маарипниң тәғдиригә, әһмийитигә, уни тикләш вә риваҗландурушқа дайимән диққәт билән қарап, ойландуридиған, аччиқ, ақивити паҗиәлик тарихий савақлар асасида агаһландуридиған әстә қаларлиқ, ибрәтлик мақалиларни елан қилди. 
Һәрқандақ адәмниң қәдир-қиммити униң ели, хәлқи, җәмийәт үчүн қилған ишиниң маһийәт-мәзмуни билән өлчиниду. Шу нуқтәий нәзәрдин қарисақ, көрнәклик һоқуқшунас алим, әдлийә пәнлириниң доктори, профессор, һели мәрһум Әнвәр Һаҗиевму өзиниң пүткүл аңлиқ һаяти давамида елимиздә йүз бериватқан сәясий-иҗтимаий вә мәдәний җәриянларни әтраплиқ үгәнди, нурғунлиған муһим мәсилиләрниң өз вақтида йешилиши үчүн нурғун күч чиқарди. Җәмийәт үчүн шиҗаәтлик әмгәк қилип, һәқиқий алим, публицист, җәмийәт әрбаби сүпитидә кәң аммиға тонулди. Умумән, истедатлиқ алимлар, миллий маарип пешивалири вә җәмийәт әрбаплири Коммунар Талипов билән Әнвәр Һаҗиев өз һаятида илим-пән саһасида һармай-талмай әмгәк қилип, өз хәлқи үчүн көплигән пайдилиқ ишларни әмәлгә ашурди. 
Өткән йәкшәнбә күни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи вә мәзкүр җәмийәтлик тәшкилатниң Алмута шәһәрлик шөбиси, Абай намидики Қазақ миллий педагогика университети, ҖУЭМ йенидики Маарип кеңиши билән «Оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләр билән һәмкарлишиш» Аналитикилиқ мәркизи вә Алимлар кеңиши һәм Қазақстан Уйғур яшлири бирлигиниң уюштуруши билән Zoom суписи асасида онлайн шәкилдә көрнәклик уйғуршунас алим, публицист вә җәмийәт әрбаби Коммунар Талипов тәвәллудиниң — 75, көрнәклик һоқуқшунас алим, публицист вә җәмийәт әрбаби Әнвәр Һаҗиевниң туғулғининиң 65 жиллиғиға беғишланған «Миллий маарип — милләт истиқбали» мавзусида хәлиқара әнҗуман болуп өтти. Униңға алимлар, магистрлар, оқутқучилар, язғучилар, муәллимләр, журналистлар вә уйғур җәмийәтлик тәшкилатлириниң вәкиллири қатнашти. Әнҗуманға Абай намидики ҚазМПУ Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң чоң оқутқучиси, филология пәнлириниң намзити Шаирәм Баратова модераторлуқ қилди.

Шәмшидин АЮПОВ,
«Уйғур авази»

Илим-пән әһли билән биллә иҗадий зиялилар вәкиллири, шундақла Түркиядин, Қирғизстандин, Өзбәкстандин меһманлар қатнашқан мәзкүр әнҗуманни Шаирәм Баратова киришмә сөз билән ечип, уйғур зиялилириниң қатнишиши билән өткүзүлүватқан бу чарә-тәдбирниң мәхсәт-вәзипилирини чүшәндүрди. Андин дәсләпки сөз новитини ҖУЭМ рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси Шаһимәрдан Нурумовқа бәрди. Шаһимәрдан Үсәйиноғли әнҗуман иштракчилирини философия пәнлириниң намзити Коммунар Талипов тәвәллудиниң — 75, әдлийә пәнлириниң доктори Әнвәр Һаҗиевниң туғулғининиң 65 жиллиқ тойи билән қизғин тәбрикләп, өз ойини төвәндикичә йәткүзди:
— Бүгүнки хәлиқара әнҗуманға қатнашқучилар, доклад қилғучилар Коммунар Талипов вә Әнвәр Һаҗиевниң паалийитигә кәң тохтилиду дәп ойлаймән. Уларниң алим сүпитидә Қазақстанниң келәчигигә, униң риваҗлинишиға, болупму маарип саһасиға қошқан үлүши тоғрилиқ кәң тәһлил қилиду, әлвәттә. Пәйттин пайдилинип, мән бүгүн Коммунар билән Әнвәрни яхши билгәнликтин, уларниң илмий паалийәтлиригә әмәс, балилиқ һәм яшлиқ дәвирлиригә һәм уларниң инсаний хисләтлиригә тохтилип өтсәм. Коммунар мениңдин үч яш чоң. Иккимиз бир мәлиниң һәм ян хошна едуқ. Кичигимиздин биллә өстуқ. Коммунар кичигидин атисидин житим қалди. Коммунар билән иккимиз кичигимиздин һойлимиздики таллиқниң ичидә, өстәңниң бойида ойнап, тағниң муздәк сүйини ичип чоң болдуқ. Коммунар оттура мәктәпни әла баһалар билән пүтәрди. Бизниң өйдә, йәни дадам тарихчи болғанлиқтин, Ленинниң, Марксниң вә башқиму шу дәвирниң классиклириниң әсәрлири көп болидиған. Коммунар 9-10-синипларда оқуватқинида Коммунистик партияси классиклириниң әсәрлирини оқуп үгәнди. Мениң билидиғиним, 10-синипта у «Капитални» оқуп, дадамдин көп нәрсиләрни сорайдиған. У мәктәпни пүтәргән жилила оқушқа чүшти. Коммунар алий оқуш орниниму муваппәқийәтлик пүтәрди. Биринчиләрдин болуп философия пәнлириниң намзити болди. Қисқиси, ейтсақ, Коммунарниң адимий хисләтлири интайин көп. Коммунардәк кичик пейил адәм барду, бар болсиму, амма интайин аз. У мәктәптә оқуватқан пәйтлиридила өзиниң пикрини дәләләйдиған, интайин принципиал жигит сүпитидә көрүнгән еди. Әпсус, у дуниядин бәк яш кәтти.Униң ейтилмиған гәплири, йезилмиған илмий ишлири қалди. Мән ойлаймәнки, мана бүгүнки әнҗуманни өткүзүватқан шагиртлири, ини-сиңиллири болғанлиқтин, Коммунарниң йезилмиған илмий әмгәклирини әйнә шулар давамлаштуруши лазим.
Әнди Әнвәр Һаҗиев тоғрилиқ ейтсам, уму өзәмниң иниси. Һәйран қаларлиқ йери, бу икки улуқ оғланниң яшлиқ, болупму житимчилиқ дәври охшап кәтти. Алла өзиниң яхши көргән адимини дайим синақтин өткүзидекән, дәйдекәнғу. Мана мошу синақтин Коммунар билән Әнвәр муваппәқийәтлик өтти. Әнвәр билән айрим пәйтләрдә мәслиһәтлишәттуқ. Әнвәр, бая модератор ейтип өткинидәк, миллий маарипқа мунасип төһписини қошти.
Шаһимәрдан Үсәйиноғли шундақла сөзиниң ахирида Маһмут Қәшқәрий вә Йүсүп Хас Һаҗипқа охшаш дунияниң улуқ намайәндилириниң мирасини бүгүнки әвлатларниң давамлаштуруп келиватқанлиғини, Коммунар Талипов вә Әнвәр Һаҗиевтәк уйғур оғланлириниң әйнә шуларниң мирасхорлири екәнлигини билдүрди. У қазақ һөкүмитиниң ғәмхорлуғи астида Қазақстанда уйғуртиллиқ мәктәпләрниң моҗут болуп келиватқанлиғини алаһидә тәкитлиди. 
«Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, ҚХА әзаси Ершат Әсмәтов миллий маарип пешивалири, талантлиқ публицист вә җәмийәт әрбаплири, парлиған қош юлтузлар Коммунар Талипов вә Әнвәр Һаҗиев билән биллә өткүзгән унтулмас дәқиқиләрни, ғенимәт дәмләрни, уюштурулған сөһбәт һәм баш қошушларни әсләп, икки намайәндиниң өмүр китавиниң айрим сәһипилирини варақлиғач, өз әслимилири билән бөлүшти. 
ҚУЯБ рәиси, ҚХА әзаси Рустәм Хәйриев өз сөзидә яшларниң торбетини қуруп, мәхсус канал ечип, беваситә уйғур алим вә зиялилирини тонуштуруш тәкливини бәрсә, «Иттипақ» гезитиниң баш муһәррири, философия пәнлириниң намзити Әкбәрҗан Бавдун бүгүнки күндә Қирғизстанда уйғуртиллиқ мәктәп яки синипларниң болмиғанлиғидин, уйғур миллий мәдәнийитиниң, әдәбиятиниң, сәнъитиниң йоқилишқа қарап йүзләнгәнлигини ечиниш илкидә ейтти. У шундақла һазир дунияда бирдин-бир Қазақстанда оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрниң моҗут екәнлигини, әйнә шуларни сақлап қелиш үчүн қазақстанлиқ уйғурларниң елип бериватқан паалийәтлирини һәртәрәплимә қоллайдиғанлиғини, бу җәһәттә Қазақстан һөкүмити вә хәлқигә миннәтдарлиқ билдүридиғанлиғини илгири сүрди.
Ташкәнт шәһәрлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси Алимҗан Зайитовму миллий маарипниң уйғурлар тарихида муһим роль ойнаватқанлиғини тәкитлиди. У болупму Мәркизий Азиядики Қазақстан, Қирғизстан вә Өзбәкстан арисидики мәдәний алақиларни риваҗландурушқа бар күчини селишқа тәйяр екәнлигини билдүрди. У йәнә Өзбәкстандики уйғурларниңму ана тилидики мәктәпләрниң йоқлуғидин көп қийинчилиқларни көрүватқанлиғини оттуриға қойди.
Шуниңдин кейин тәбрик сөзләрни давамлаштурған ҖУЭМ рәисиниң орунбасари – Алий кеңәш вә Жигитбашлири кеңишиниң рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси Долқунтай Абдухелил, ҖУЭМниң иҗраий мудири Зихруллам Қурванбақиев, ҖУЭМ тәркивидики Алимлар кеңишиниң рәиси, биология пәнлириниң доктори, профессор Мәсимҗан Веләмов, Стамбул университетиниң доценти Мәхпирәт Камал (Түркия) Коммунар Талипов билән Әнвәр Һаҗиевниң пүткүл аңлиқ һаятини илим-пән тәрәққиятиға беғишлиғанлиғини һәм уларниң өз саһасини мукәммәл билидиған һәм һәрқандақ мәсилини әтраплиқ мулаһизә қилалайдиған чоңқур билим, кәңдаирилик ой-тәпәккүр егилири екәнлигини вә улар билән уйғур хәлқи һәқлиқ рәвиштә пәхирлинидиғанлиғини тилға алди. Натиқлар шундақла бу икки алимниң қолға кәлтүргән утуқлири, әмгәклири келәчәк әвлатқа яхши үлгә-нәмунә болидиғанлиғини тәкитлигәч, уларниң миллий маарипниң риваҗлинишиға қошқан зор төһписигә аит өз ой-пикирлири билән бөлүшти.
Әнҗуман җәриянида сөз новитини алған Абай намидики ҚазМПУ Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң доценти, филология пәнлириниң намзити Руслан Арзиев өзиниң «Миллий маарип тәрәққиятида Коммунар Талиповниң роли» мавзусидики докладида Коммунар Талиповниң һаяти вә илмий паалийитигә тәпсилий тохтилип, пикрини төвәндикичә изһар қилди:
— Мәлумки бийил – милләтпәрвәр алимлиримиз Коммунар Талипов билән Әнвәр Һаҗиевниң тәвәллудлири. Һаят болған болса, Коммунар ака 75 яшқа, Әнвәр 65 яшқа кирәтти. Уларниң өзара мунасивити зиялиларниң бир-биригә болған һөрмәтниң, бир-бирини қәдирләшниң үлгиси еди. Әнвәр Коммунар акиниң пикригә алаһидә диққәт қилатти, һесаплишатти. Әнвәр пикриниң өткүрлүги, миллий мәсилиләрдә кәскинлиги, жуқури тәшкилатчанлиқ қабилийити билән көрүнсә, Коммунар ака мәсилини әтраплиқ тәһлил қилиш, моҗут мәсилиләрдики қанунийәтләрни ениқлаш қабилийити билән пәриқлинәтти. Улар бир-бирини толуқтуруп туратти һәм бир-биригә инсаний, мәнивий еһтияҗлириму наһайити чоңқур еди. Коммунар ака илимдиму, кишилик мунасивәттиму һәқиқәтән данишмән инсан еди. Униң асаслиқ, салмақлиқ, чоңқур ойлири һәрқандақ адәмни бирдин өзигә җәлип қиливалатти. Шуңлашқиму Әнвәр оғуллириға Коммунар акини «Силәрниң данишмән акаңлар» дәтти.
Коммунар ака уйғуршунаслиққа кәч кәлсиму, мукәммәл уйғур әдәбий тили билән, уйғур тарихи вә мәдәнийити бойичә әтраплиқ билимлири билән һәм, әң муһими, һәрқандақ мәсилиниң түрлүк қирлиридин қарап, чоңқур тәһлил қилидиған, әсли маһийити бойичә баһалалайдиған философ сүпити билән кәлди. Шундақла Коммунар ака хәлқимиз һаятиға мунасивәтлик һәрқандақ бир мақалини пәқәт әқил таразисидинла әмәс, һәм жүригиниң чоңқур қатламлиридин өткүзүп йезишниңму үлгисини көрсәтти. Коммунар ака миллий маарипниң милләтниң моҗут болуп турушиниң асаси дәп қарайду. Буни 2003-жили йезилған «Йоқни бар қилиш тәс» намлиқ мақалисида образлиқ түрдә төвәндикичә чүшәндүриду: «Әгәр биз адәмниң бәдинини мәлум бир милләткә қияс қилсақ, у чағда маарипни ишәшлик түрдә шу милләтниң жүриги дейишкә болиду. Худди жүрәк адәмниң барлиқ әзалирини қан билән тәминләп, униң һаятлиғини сақлиғандәк, миллий маарипму һәрқандақ хәлиқниң тилини, әдәбиятини, сәнъитини, мәтбуатини, урпи-адәт вә әнъәнилирини, мәдәнийитини озуқландуруп, шу хәлиқниң миллийлигини сақлайдиған, давамлаштуридиған муһим саһадур». 
Коммунар ака жуқуридики пикирлирини хуласиләп мундақ язиду: «...милләтниң тәғдири, сапаси вә истиқбали әң алди билән миллий маарипқа бағлиқ. Пәқәт миллий маарипи ронақ тапқан хәлиқниңла миллийлиги толуқ сақлинип, ихтисадий-иҗтимаий турмушиму, мәнивий һаятиму изчил түрдә тәрәққий етиду, гүллиниду. Әксичә, маарипи суслашқан милләт – заваллиққа йүзләнгән милләт». 
Коммунар ака сабиқ Кеңәш иттипақида, кейинирәк мустәқил Қазақстанда миллий маарипимизниң тәрәққий етиши үчүн яритилип бериливатқан шараитлардин толуқ пайдиланмай келиватқинимизни ечинишлиқ билән тилға алиду. Бәзи зиялилиримизни миллий маарипқа ярдәм беришниң орниға, «уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрниң билим сүпити төвән, у йоқ-бу йоқ» дәйдиған пикирлиригә рәддийә бериду. Әлвәттә, Коммунар ака биртәрәплимә яқлашниң, ақлашниң тәрәпдари әмәс. Миллий маарипимиздики моҗут мәсилиләрниму тәһлил қилип өтиду. Алимниң пикричә, әң асасий мәсилә барни йоқ қиливалмаслиқта, чүнки йоқни қайтидин бар қилишниң мүмкин әмәслигидә. 
Нутқумни Коммунар акиниң һечқачан өзиниң актуаллиғини йоқатмайдиған һәм һәрқачан миллий шиар болуп қалидиған «өз хәлқи үчүн көйүнгән һәм униң келәчигини ойлиған һәрқандақ шәхс алди билән миллий маарипниң тәрәққияти үчүн күришиду» дегән пикри билән аяқлаштурушни тоғра көрдүм.
Қазақ миллий аграрлиқ университетиниң профессори, академик Шаймәрдан Шәрипов Әнвәр Һаҗиевниң һоқуқшунас алим сүпитидики паалийитигә қисқичә тохтилип өткәч, өз ой-пикрини төвәндикичә изһар қилди:
— Анатиллиқ мәктәпләрни сақлап қелиш, уларда оқушқа тегишлик балиларни топлаш, мәктәплиримизниң билим бериш сүпитини көтириш мәсилилири күн тәртивидин чүшмәйдиған, дайимлиқ статусқа егә болуши лазим. Жуқуридики мәсилиләр әтрапида иш елип баридиған түрлүк җәмийәтлик структуриларни ҖУЭМ йенида бирләштүрүш арқилиқ мәсилиләрни үгиниш, мониторинг вә аналитика жүргүзүш услублирини кәң даиридә қоллинип, нәқ һәмкарлишиш йоллирини издәштүрүш вә йешиш керәк. Йошуридиғини йоқ, мәктәплиримизни илмий-педагогикилиқ, методикилиқ җәһәттин тәминләш ишлиридиму һәмкарлиқ системиси толуқ рәтләнмигән. Бирқетимлиқ активистлар, һамийлар, меценатлар көрситидиған ярдәмләр көплигән проблемиларни һәл қилалмайду. Шуниң үчүн А.Розибақиев намидики 153- вә М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияләрниң тәҗрибисидики васийлиқ кеңәшлирини вә башқиму мәктәплиримиздә илғар тәҗрибә сүпитидә тарқитип, әйнә шундақ кеңәшләр тәркивигә алимлиримиз,зиялилиримиз, йәрлик активистлар, меценатлар киргүзүлүп, улар өз мәктәплиригә егидарчилиқ қилип, ғәмхор болса, һәмкарлиқниң йәрлик оргини болари сөзсиз. ҖУЭМниң структуриси әйнә шу кеңәшләр билән һәмкарлиқта изчил иш елип баралайду. Анатиллиқ мәктәплиримиздә билим бериш сүпити дайим вә давамлиқ нәзәрдә тутулса, шу арқилиқ уйғур тилида билим беридиған мәктәплиримиз риқабәттә тәң туруш дәриҗисигә көтирилип, уларда оқушқа қизиқиш өзидин өзи пишиду вә ата-аниларни, балиларни җәлип қилиш нурғун күч вә тәшвиқатни тәләп қилмайду.
 Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институтиниң йетәкчи илмий хадими, филология пәнлириниң намзити Рәхмәтҗан Йүсүпов Коммунар Талипов вә Әнвәр Һаҗиев билән болған шәхсий алақилириға тохтилип өтти. Натиқ болупму жигирмә жил мабайнида биллә ишлигән кәсипдиши вә устази Коммунар Талиповниң кәспий вә инсаний алаһидиликлиригә тәпсилий тохталди. У шундақла дуния уйғурлириниң барлиқ диққитиниң қазақстанлиқ уйғурларда болуватқанлиғини, шуниң үчүн миллий маарипқа бепәрва қаримайдиған қазақстанлиқ уйғурларни, җәмийәтлик бирләшмиләрни, барлиқ миллий маарип җанкөйәрлирини бу саһада бирлишип һәрикәт қилишқа чақирди.
«Мектеп» нәшрияти Уйғур редакциясиниң башлиғи Рәхмәтҗан Ғоҗамбәрдиев «Сөзи әмәлиятқа уйғун әзимәтләр» мавзусида доклад қилип, өз пикрини төвәндикичә изһар қилди:
— Коммунар Талипов вә Әнвәр Һаҗиев өзлири таллиған илим-пән саһалири, йәни философия вә әдлийәшунаслиқта йүксәк утуқлар қазанған, йүзлигән илмий мақалиларни вә илмий қиммити җуқури монографияләрни язған, иш-хизмитидиму мувапиқ һалда жуқури унван, лавазимларға еришкән, асаслиғи, пәқәт ейтишқила асан мошу утуқлирини өзлириниң чоңқур, һәртәрәплимә билим-иқтидари, һаят вә кәспий тәҗрибиси, тинимсиз, әстаидил әҗир-меһнити, әмәлий иш-һәрикити билән испатлиған, саһа мутәхәссислири билән кәсипдаш-хизмәтдашлирини қайил қилалиған истедатлиқ алимлардин еди. Нәқ мошу кәспий салаһийити һәм илмий нәзәрийәни беваситә һаят һәқиқити билән әмәлий уйғунлаштурушни билиш қабилийити уларни көпчиликкә йеқинлаштурди, шан-шөһрәт елип кәлди, исим-шәрипи пәқәт Қазақстанғила әмәс, бәлки йеқин вә жирақ чәт әлләргиму тонулди, җаниҗан хәлқиниң һәқиқий иптихариға айланди. Мениңчә һәм Коммунар ака, һәм Әнвар Һаҗиев «Улуқ болсаң — кичик бол», дегән хәлиқ даналиғи, һаят пәлсәпәсигә таянған адимий инсанлар еди. Уларни өзара, шундақла башқилар билән һәм йеқинлаштурғанму – нәқ мошу алий хисләт, сәмимийлик дәп ойлаймән. Чүнки, улар билән йеқин арилишип өткән бурадәрлиригә яхши аян болғинидәк, һәр иккилиси жуқурида қәйт қилинған жуқури унван-мәнсәплиригә қаримастин, кишиләр билән мунасивәттә бәк аддий, кичикпейил, башқиларни аңлашни, тиңшашни, ейтқан пикрини, һәтта орунлуқ тәнқитини қобул қилишни билидиған алий хисләтлик инсанлардин еди. Мәсъулийәтчанлиқ, изчиллиқ, мәрт-мәрданилиқ, сәмимийлик, әстаидийлиқ, башлиған ишиниң ахирини чиқармай тиним тапмаслиқму, бүгүн биз хатириләватқан алимлиримизниң тәбиитигә хас есил сүпәтлиридин еди. Өткән әсирниң 90-жилларниң биринчи йеримида җумһурийәтлик Қазақ радиосиниң уйғур тәһриратида ишлигән пәйтимдә, көплигән зиялилар қатарида, Коммунар акидин 1-2 мәртә сөһбәт елишқа муйәссәр болған едим. Сөһбәт қәрәлиниң узун-қисқилиғиға яки мавзуниң чоң-кичиклигигә қаримастин, Коммунар акиниң һәрқандақ мәсилигә жуқури мәсъулийәтчанлиқ билән қариши, сөзләш мәдәнийити, мәсилиниң маһийәт-әһмийитини ечиш маһирлиғи мени дәрру қайил қилип, көп нәрсиләрни үгинишимгә түрткә болған еди... Кейинирәк, йәни нәшрияттики ишимни давамлаштуруп жүргән вақтимда, «йеңи әвлат» намлиқ оқуш қураллирини ана тилимизға тәрҗимә қилиш ишлириғиму йеқиндин арилашти. «Қазақстан тарихи» «Дуния тарихи», «Җәмийәтшунаслиқ» охшаш дәрисликләрни тәрҗимә қилди. Аталғуларни орунлуқ пайдилиниш, йоқлирини раван, әқилгә мувапиқ кәшип қилиш, луғәтчилик мәсилилиригә аит ейтқан пикир-тәклиплири көпчилик, болупту биз, нәшрият хадимлири үчүн, бәк қиммәт һәм әһмийәтлик еди.
Истедатлиқ алим, мәшһур җәмийәт әрбаби, бүйүк намайәндә вә қәлими өткүр, хәлқимизниң тәғдиригә аит муһим һәм әһмийәтлик мавзуларни көтиришни вә униң мәхсәт-маһийитини ечип берәлигән маһир, һазирҗавап публицистлар сүпитидә Коммунар ака билән Әнвәр Һаҗиевни техиму йеқинлаштуруп, бир сәптә турушқа елип кәлгән мавзу яки саһа – бу, әлвәттә, миллий маарип мәсилиси, ана тилида билим беришниң әвзәллиги һәққидики мавзулар. Бу икки әзимәтниң тәшәббускарлиғи вә беваситә арилишиши, көплигән сәпдаш-мәсләкдашлириниң, карханичилиримизниң, саһа мутәхәссислири вә көпчилик амминиң қоллиши, һисдашлиғи билән өткән җумһурийәтлик илмий-әмәлий әнҗуманлар, баш қошушлар техи көпчиликниң ядида болса керәк. У жиғинға Маарип министрлигидин жуқури лавазимлиқ әмәлдарлар қатнашқан еди. Һазир ишәшлик ейтишқа болидуки, мустәқилликниң бешидики ихтисадий боһранлар овҗ алған, ислаһатлар жүрүватқан, планлиқ ихтисаттин базар ихтисадиға көчүш, йеңи җәмийәтлик түзүм бәрпа қилиштәк әшу еғир, чигич дәвир басқучида өткән муһим баш қошушлар түпәйли анатиллиқ маарипимиз сақлинипла қалмай, бәлки һәм қәддини руслиди дәп баһалисақ, реаллиқтин жирақлашмаймиз. Бу, әлвәттә, өз алдиға чоң мавзу... 
К.Талипов вә Ә.Һаҗиевниң мәтбуатта йоруқ көргән обзорлуқ мақалилири маарип маһийитини чүшиништә көпчилик амма үчүн күндилик һаят қолланмисиға айланди десәк, ашуруп ейтқанлиқ болмас. Мәсилән, «Тәдбиримиз қандақ болса – тәғдиримиз шундақ болмақ», «Барни йоқитиш асан, йоқни бар қилмақ тәс» (К.Талипов), «Шәхсий мәнпийәтләр әмәс, принциплар асасида бирлишиш зөрүр», «Сакура гүллигәндә учришимиз» (Ә.Һаҗиев) – дегәнгә охшаш көплигән публицистик мақалиләр сөзүмизгә испат. Тәкитләш лазимки, улар пәқәт йезип, ейтип қоюш биләнла чәкләнмиди. Бәлки язған-ейтқанлириға өзлири әмәл қилип, көпчиликкә үлгә, өрнәк болалиди. Хәлиқ тәғдири үчүн муһим мәсилә-мавзуларда сәпдаш, мәсләкдаш болса, инсаний мунасивәттә аға-ини сүпитидики қәдинаслардин болди.
Бүгүнкидәк хатирә күнидә ейтар пикир-тәкливим, тилигим: уларниң исмини әбәдийләштүрүш мәсилисигә диққәт бөлсәк, дегән мәсилә. Коча вә мәктәпләргә намини бериш, ишлигән яки яшиған җайлириға мемориал тахта орнитиш, топламлар чиқириш вә һаказа. Бу бизниң инсаний борчимиз. Гәпниң расти, бу чарилиримизниң әнди уларға лазимлиғи чағлиқ. Бирақ өзимиз үчүн, яш әвлатни шуларниң һаят, хизмәт паалийәтлириниң үлгисидә тәрбийиләш үчүн бу хил ишларни әмәлгә ашуруш бәк муһим һәм зөрүр. Мәктәпләрдә мәхсус булуң, мирасгаһлар ечиш вә жилида бир мәртә әдәбий кәчләрни изчил өткүзүшниңму тәрбийәвий әһмийити зор болидиғанлиғи талашсиз. Чүнки К.Талипов вә Ә.Һаҗиев XX әсирниң ахирқи чариги – XXI әсирниң бешидики һәм миллий маарипимиз, һәм қазақстанлиқ илим-пән саһасида парлиған, хәлқимизниң шан-шөһритини ашурған «қош юлтуз» еди.
Абай намидики ҚазМПУ Шәриқ филологияси вә тәрҗимә кафедрисиниң чоң оқутқучиси Шаирәм Баратова өзиниң «Миллий маарип тәрәққиятида Әнвәр Һаҗиевниң роли» мавзусидики докладида Әнвәр Һаҗиевниң илмий паалийитигә тохтилип өткәч, пикрини төвәндикичә изһар қилди:
— Әнҗуманда илгири сөзлигүчиләрниң бесим көпчилиги билән бирқатарда мәнму һәр икки бүйүк шәхс билән дидарлишиш бәхтигә муйәссәр болған едим. Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизидә беваситә Коммунар акиниң ишқа қобул қилиши түпәйли кәсипдаш ретидә бираз жиллар давамида биллә ишлигән болсам, Әнвәр Һаҗиев билән студент пәйтлиримдә «Ана мәктәп» намлиқ гезитни тәйярлаш җәриянида пат-пат көрүшүп турған едуқ. Алим һәрбир студент тәрипидин тәйярланған материалларни тәпсилий қараштуруп, муһакимә сәһнисини бәрпа қилатти. Чүнки униң яшларға дегән үмүт-ишәнчиси зор болидиған. Шу мәзгилләрдә анчә чоңқур һис қилип кетәлмигән болсамму, Әнвәр Һаҗиевниң мәзкүр гезитни тәйярлаш түпәйлиму миллий маарипимизға чоң төһпә қошқанлиғини бүгүнки күндә сезивелиш тәс әмәс.
Билими чоңқур, зеһни өткүр һоқуқшунас алимниң салмақлиқ мақалилирини тәпсилий үгиниш җәриянида күчсиз, аҗиз ейтилған ой-пикирләр тамамән байқалмиди, әксичә һәрбир җүмлә, һәрбир сөз наһайити орунлуқ қоллинилғанлиғи, йезиш стилиниң худди тил вә әдәбият саһалирида бәләнт утуқларға йәткән алимлар билән баравәрлигигә көз йәткүздуқ. Миллитигә һәқиқий көйүнгән зияли сүпитидә өзигиму һәм өзгиләргиму тәливиниң үстүн болғанлиғини ениқ байқилиду. Болупму, маарип, ана тил мәсилилиригә мунасивәтлик чоңқур пикир-мулаһизилири униң һәқиқий данишмән инсан екәнлигидин дерәк берәтти. 
Миллий маарип җанкөйәри қәлимигә мәнсүп «Ана тилиниң әвзәлликлири тоғрилиқ бәзи пикирләр» намлиқ мақалисида тилимизға хас қәдрийәтләрниң қиммитини техи чоңқур сезәлмәстин, балиларға сүпәтлик билим, сағлам тәрбийә бериштә миллий мәктәплиримизниң әһмийитини тоғра чүшинәлмәй келиватқанлиғимиз алаһидә тәкитлиниду (46-б.). Гәрчә бу мақалә 1989-жили, йәни оттуз үч жил муқәддәм йезилған болсиму, Әнвәр Һаҗиевни тәшвишләндүргән мәсилә бүгүнки таңдиму күн тәртивидин чүшмигәнлигини ечинишлиқ билән тилға алимиз. Раст, у мәзгилләрдә Кеңәш иттипақиниң сәясити түпәйли рус тилиниң тәсири бесим болди, әнди һазирқи вақитта бизгә қандақ һәм қайси мәсилиләрниң тосалғу болуватқанлиғини чүшиниш тәс. Мустәқил Қазақстан тәрипидин яритиливатқан шараиттин, өз ана тилидин, миллий мәктәплиримиздә билим елиштин ваз кәчмәклик у – миллитидин кечиш билән баравәр екәнлигини йошурушниң һаҗити йоқ. Миллий маарип мәсилиси Ә.Һаҗиев тәрипидин кейинки жилларда йезилған мақалилиридиму (2001, 2004, 2006) алаһидә қәйт қилинған. Алим: «Сүпәтлик билимни бала мәктәптә ана тили арқилиқ елиши мүмкин бу һечким инкар қилалмайдиған һәқиқәт!» дәп тәкитләйду. Демәк, мәрипәтпәрвәр алим ахирқи нәпәсигичә хәлиқ мәнпийитини көзлигән һалда бу мәсилиләрниң йешими тепилишини, һәрбир уйғурниң миллий виждан-ғуруриниң үстүн болушини чин дилидин истигән еди... Әпсус, биз миллий маарип мәсилисидә зәйиплик әһвалға чүшүп, әбгалиқ чаңгилидин чиқалмаслиғимиз түпәйли алимниң үмүт-ишәнчисини ақлалмай келимиз.
Әнвәр Һаҗиев уйғур тилида билим берилидиған мәктәпләр үчүн Миллий биртуташ тестниң муһим әһмийәткә егә екәнлигини төвәндикичә тәкитләп өтиду: «2007-жили 27-июль күни Қазақстан Җумһурийитиниң «Маарип тоғрилиқ» қануниниң қобул қилиниши мунасивити билән Миллий биртуташ тестқа қатнишишқа болған шәклән тосалғулуқлар елип ташланди. Лекин бизгә намәлум сәвәпләр билән Алмута вилайитидә уйғур тилида оқутулидиған мәктәпләр вә синипларниң учумкарлири, икки-үч мәктәптики азғина оқуғучилардин ташқири МБТқа киргүзүлмиди. Бу болсиму, балиларниң билим елиш һоқуқини чәкләйдиған, «Маарип тоғрилиқ» қанунға хилаплиқ қилиниш болуп һесаплиниду» (231-б.). Миллий маарип җанкөйәриниң бу пикриму бүгүнки күндә әһмийитини йоқатқини йоқ, чүнки Әнвәр Һаҗиевни беарам қилған уйғур тилида билим еливатқан оқуғучиларниң МБТқа қатнишиши техи көңлүмиз су ичәрлик һалда йешилмиди. Буниң өзи Қазақстан тәрипидин яритиливатқан мүмкинчиликләрни пайдилиништа техи аҗиз екәнлигимизниң бәлгүси болса керәк. Әгәр өз шагиртлиримизниң жуқури пәллиләрдин көрүнүшини истисәк, чоқум ата-аниларға, оқуғучиларға Миллий биртуташ тестниң маһийәт-әһмийитини чүшәндүрүшимиз лазим.
Шаирәм Бағдатқизи нутқини алимға болған һөрмитиниң ярқин ипадиси сүпитидә «Унтулмас әҗриң» шеири билән йәкүнлиди.
Ташкәнт шәһириниң Сергели вә Йеңи һаят наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң әзаси, «Тил — милләтниң ачқучи» иҗтимаий ториниң тәшәббускари Иззәтбүви Нәсирдинова «Миллий маарип вә аилә», Панфилов наһийәлик уйғур тили вә әдәбияти пәнлири бирләшмисиниң рәһбири, Х.Һәмраев намидики оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Бәхитҗан Разиев «Панфилов наһийәсидики уйғур тилида билим берилидиған мәктәпләрниң бүгүнки нәпәси», Бесағаш йезисидики 29-оттура мәктәпниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Нурбүви Исмайилҗанова «Талғир наһийәсидики уйғур тилида билим берилидиған мәктәпләрниң бүгүнки нәпәси», Түгмән уйғур оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Хәйринсахан Иминова «Уйғур наһийәсидики уйғур тилида билим берилидиған мәктәпләрниң бүгүнки нәпәси», Қорам оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Гүлчәһрәм Садирова «Әмгәкчиқазақ наһийәсидики уйғур тилида билим берилидиған мәктәпләрниң бүгүнки нәпәси», Маливай оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Риязәтбүви Мәңсүрова «Уйғур тилида билим алғучиларниң билим сүпитини ашуруш» мавзулирида доклад қилип, мәзкүр чарә-тәдбирниң техиму мәзмунлуқ өтүшигә зәмин яратти. 

Һә, өз хәлқиниң ғәм-тәшвиши, хошаллиғи билән яшиған Коммунар Талиповтәк, Әнвәр Һаҗиевтәк көрнәклик алимларниң һазир наһайити азлиғи сезилмәктә, ундақ алимларниң шөһрити вақит өткәнсири техиму ярқин билиниду. Демәк, шәхсий талант-қабилийити, тиришчанлиғи, дадиллиғи түпәйли өз хәлқиниң шөһритини ашурған мундақ шәхсләрниң намлири әвлатлар үчүнму әң есил ялдама сүпитидә қалдурулуши тегиш.

150 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы