• Маарип
  • 25 Қаңтар, 2024

Оттура билим бериш сүпитини қандақ көтиришкә болиду?

Шәмшидин АЮПОВ,
«Uiğur avazi»

Мәлумки, кейинки жиллири оттура билим бериш саһасида әмәлгә ашурулуватқан ислаһатлар иҗабий нәтиҗисини бериватиду. Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаевниң тәшәббуси билән 2019-жили дәсләпки қетим «Муәллим мәртивиси тоғрилиқ» қанун қобул қилинип, муәллимләр һәддидин зиядә тәкшүрүшләр билән өз хизмитигә мувапиқ кәлмәйдиған иш-паалийәтләрдин бошитилди вә айлиқ мааши ахирқи төрт жил ичидә икки һәссигә көпәйди. Муһими, җәмийәттә муәллим мутәхәссислигиниң абройи ешип, мәктәпни әла баһаға тамамлиған учумкарлар педагог мутәхәссислигини көпирәк таллайдиған болди. Умумән, бүгүнки күндә билим сүпитини көтириш мәхситидә, хелә тилға аларлиқ ишлар атқурулуватиду. Шундиму оттура билим бериш сүпитиниң техичә төвән екәнлигини, аччиқ болсиму, етирап қилишимиз керәк. Педагогика пәнлири академиясиниң рәһбири, педагогика пәнлириниң доктори, профессор Асқарбек Қусайыновниң «Егемен Қазақстан» гезитиниң мухбириға бәргән сөһбитини оқуғандин кейин, әйнә шундақ хуласигә кәлдуқ. Профессорниң пикригә нәзәр ағдуруп көрәйли: «Оттура билим бериш системиси — наһайити мурәккәп система. Униңму система шәкилләндүргүчилири болиду. Биз униң сәккизини ениқлидуқ: оқуғучиларниң билим сүпити; билим стандартлири билән оқуш программилириниң сүпити; оқуш әдәбиятниң сүпити; педагог кадрларниң кәспий билиминиң сүпити; билим мониторингиниң сүпити; роһий-адәмгәрчилик вә вәтәнпәрвәрлик тәрбийә бериш сүпити; илмий-тәтқиқат ишлириниң сүпити; башқуруш системисиниң сүпити; маддий-техникилиқ базиниң сүпити. Һәрбир система шәкилләндүргүчиниң сүпитини көтириш үчүн нурғун ишлар атқурулуши керәк. Академик А.Колмогоров «Бир яхши дәрислик йезишниң қийинлиғи бир реактивлиқ учақ қураштуруш билән баравәр» дегән екән. Демәк, елимизниң 7,5 миң мәктивидә оқуватқан 3,5 миллион балиниң билим сүпитини көтириш қийинчилиғини һәр түрлүк сәккиз реактивлиқ учақ ясаш билән селиштурушқа болиду. Бу ишларниң һәммиси илмий асаста изчил жүргүзүлгән мәмликәтләрдила сүпәт жуқури», — дәйду Асқарбек Қабыкенұлы.
Тәкитләш лазимки, Япония, Җәнубий Корея, Финляндия, Канада мәмликәтлиридә ана тилини оқутушқа, тәрбийә беришкә көпирәк көңүл бөлинидекән. Оттура билим бериш саһасида сүпәтлик билим бериш билән биллә аңлиқ тәрбийә бериш мәхситиму көздә тутулидекән. Салаһийәтлик мутәхәссисләрниң пикригә вә дуниявий тәҗрибиләргә асаслинип гәп қилидиған болсақ, миллий мәнивий-адәмгәрчилик тәрбийә ана тилида берилгән әһвалдила бала пухта вә аңлиқ тәрбийә алидекән. Һә, униң үчүн балилар ана тилини йетүк өзләштүрүши керәк. Шундақ екән, биз бүгүн һеч иккиләнмәй, пәрзәнтлиримиз билән нәврилиримизни ана тилида билим бериватқан мәктәпләрдә оқутушимиз керәк. Қазақ яки уйғур балилири немә үчүн өзиниң ана тилида оқуши керәк? Пәқәт қазақ яки уйғур болуп қелиши үчүнла әмәс, әң алди билән әтраплиқ билим, аңлиқ тәрбийә елиш үчүн өз ана тилида оқуши лазим. Чүнки балиниң талантини, қәлбини сағлам шәкилләндүрүп, пәрвиш қилидиған, әвзили, пухта вә чоңқур билим һәм вәтәнпәрвәрлик тәрбийә берәләйдиған, адәмгәрчилик хисләтләргә үндәйдиған, миллий урпи-адәтләрни сақлашқа дәвәт қилалайдиған — у анатиллиқ мәктәп. Һә, ана тилида билим алған бала дөләт тили – қазақ тилини җәзмән пухта өзләштүрүп кетәләйду дегән сөз. Униң мисаллири нурғун.
Ечинарлиғи, һазир нурғунлиған ата-анилар өзлириниң тапқан байлиқлирини, пуллирини балилириниң ана тилида билим елишиға сәрип қилмайватиду. Улар адәттә җиһаз, чәт әл машинисини елишқа зоқлинидудә, амма ана тилини риваҗландуруп, уни әвлатлар қәлбигә сиңдүрүшкә көңүл бөлүватқанлар санақлиқла. Шуңлашқа та һазирғичә көпчилигимиз өзимизни өзимиз «пәпиләп» яшаватимиз. Бу һаләтни өзгәртидиған вақит аллиқачан кәлди. Муһими, бүгүн биз тәйярға һәйяр болмастин, балилиримизниң ана тилида чоңқур билим елишиға интилишимиз керәк. Бүгүнки реаллиқ —Қазақстан территорияси бирпүтүн, бөлүнмәс зимин. У зиминда яшаватқан барлиқ хәлиқләр, һәрбир пухра, өзиниң миллити, келип чиқишидин қәтъий нәзәр, баравәр һоқуққа егә. Дөлитимизниң барлиқ қанунлирида, рәсмий сәяситидә мошу принцип алға сүрүлгән. Һә, қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликни әң алди билән мәмликәткә, дөләт тилиға, өз хәлқигә, тилиға, мәдәнийитигә болған һөрмәт асасида, бир милләтниң вәкилини етирап қилиш, униң мәдәнийитигә, еһтияҗлириға чүшиниш билән қараш асасида шәкилләндүрүш мүмкин. Әнди бир-бириниң еһтияҗлирини, қәдрийәтлирини инкар қилиш асасида елип берилған тәрбийә һечқачан нәтиҗилик болмайду. Умумән, яшлар арисидики тәрбийә, идеологиялик иш мәсилиниң мошу тәрәплирини һесапқа алған һалда жүргүзүлүши лазим.
...Профессор Асқар Қусайыновниң тәъбири билән ейтсақ, «ички резервларни пайдиланғач, билим сүпитини көтириш 1-синиптин башлап 11-синипқичә илмий асаста изчил жүргүзүлидиған болса, шу чағда оқуғучиларниң билим сүпитини оттура һесап билән 60 — 80 пайизға көтирәләймиз. Униң үчүн келәчәктә бирқанчә йөнилиштә иш елип берилиши лазим. Алди билән, тәхминән 15 жилға молҗаланған көләмлик билим бериш ислаһитини әмәлгә ашурған әвзәл. Асасий мәхсәт — «Билим-һүнәр-мәшиқ» парадигмисидин оқуғучиларниң салаһийитини шәкилләндүридиған нәтиҗигә йүзләнгән билим бериш парадигмисиға өтүш. Алди билән ушбу парадигма асасида узун жиллар давамида паалийәт жүргүзүватқан мәмликәтләрниң тәҗрибисини чоңқур тәтқиқ қилип, өзимизниң миллий алаһидилигимизни инавәткә алғач, миллий билим бериш мәзмунини ясишимиз керәк».
Президент Қасым-Жомарт Тоқаев сәккизинчи қетим чақирилған Парламент депутатлириниң биринчи сессиясидә: «Билим бериш системисидики менеджментни яхшилашқа алаһидә әһмийәт берилиши тегиш. Мәзкүр саһаға һәқиқий кәспий мутәхәссисләрни җәлип қилиш һаҗәт. Биздә Президент йенида яшлар кадр резерви бар. Әйнә шуниңға охшаш билим саһасиға өзгириш елип келидиған миң мутәхәссис мәхсус тәйярлиқтин өтидиған болиду. Мошуниңға мунасивәтлик тегишлик программа қобул қилиниду», дегән еди. 
Әнди йеқинда Алмута шәһиридики «Достлуқ өйидә» болуп өткән учришишта маарип министри Ғани Бейсембаев мәхсус вә инклюзивлиқ билим бериш мәсилилиригә Һөкүмәт билән министрлик тәрипидин алаһидә көңүл бөлүнидиғанлиғини ейтти. «Мошу йөнилиштә башқиму реҗилиримиз бар. Мәсилән, Миллий үзлүксиз инклюзивлиқ билим бериш мәркизини қуруш. Инклюзия билән мәхсус билим бериш мәркизини иккигә бөлүш планда бар. Мәхсус билим беришни айрим тәрәққий әткүзүш керәк», – деди министр. 
Хуласә шуки, бүгүнки күндә оттура билим бериш дәргаһлирида оқуватқан 3,5 миллион оқуғучиға миллий тәлим-тәрбийә һәм роһий-адәмгәрчилик тәрбийә бериш иш-паалийәтлирини йүксәлдүрүшниң вақит күткүзмәйдиған вәзипә екәнлигини әсла ядимиздин чиқармаслиғимиз керәк.

73 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы