• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қыркүйек, 2022

Скверға нами берилиду

Астанадики мәркизий истираһәт беғидики скверларниң биригә Бүйүк Британияниң падишаси Елизавета ІІниң нами берилиду. 
 Қазақстан Җумһурийити Сенатини рәиси Маулен Әшимбаев падиша Чарльз ІІІниң намидин Букингем сарийида дөләт, һөкүмәт, хәлиқара тәшкилатлириниң рәһбәрлири һәм Европа, Йеқин Шәриқ вә Азиядики падишилар аилилириниң әзалири үчүн өткүзүлгән матәм рәсмийитигә иштрак қилди.
«Падиша Чарльз ІІІ билән болған сөһбәт давамида Сенат рәиси Дөләт рәһбири намидин тәзийә изһар қилди һәм Президентниң қарариға бенаән, Астанадики мәркизий истираһәт беғидики скверларниң биригә падиша Елизавета ІІниң нами берилидиғанлиғини қәйт қилди», дәп тәкитләнгән тарқитилған әхбаратта. 
 Бүйүк Британияниң йеңи падишаси өзиниң 1996-жили Қазақстанға болған сәпирини иллиқ туйғулар илкидә әсләп, тәзийә билдүргәнлиги үчүн мәмликәт рәһбәрлиригә вә Қазақстан хәлқигә миннәтдарлиқ изһар қилди.
 Тәкитләш лазимки, 70 жил давамида Бүйүк Британия тәхтидә падиша болған Елизавета ІІ 2022-жили 8-сентябрь күни вапат болған еди.

120 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы