• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 15 Маусым, 2023

Ақсақаллар кеңишиниң рәиси сайланди

Йеқинда Талғир наһийәсиниң Бесағаш йезисида Қазақстан уйғурлири җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи Талғир наһийәлик шөбисиниң новәттики мәҗлиси болуп өтти. Униңға ҖУЭМниң башқарма әзалири, тәвәдики йезиларниң жигитбашлири, Ақсақаллар кеңәшлириниң әзалири вә башқиму җамаәтчилик ишлириниң активистлири қатнашти.
 Баш қошушни киришмә сөз билән ачқан ҖУЭМ Жигитбашлири кеңиши рәисиниң орунбасари – Талғир наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Октябрь Қурбанниязов жиғинниң күн тәртивидә бирла мәсилә – мәркәз шөбиси йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәисини сайлаш мәсилисиниң қарилидиғанлиғини ейтти. Бу вәзипигә үч адәмниң – Қизил Ғәйрәт йезисидин Җамалдин Әлиевниң, Туздыбастав йезисидин Реһимҗан Тоқаевниң вә Бесағаш йезисидин Аббас Турдиевниң намзатлири көрситилди. Мәлум сәвәпләргә бенаән, алдинқи иккиси өз намзитини еливетишни өтүнгәндин кейин, жиғин қатнашқучилириниң очуқ аваз бериши нәтиҗисидә мошу күнгичә Бесағаш йезилиқ Ақсақаллар кеңишини башқуруп келиватқан Аббас Турдиев бир еғиздин Талғир наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси болуп сайланди. 
 Жиғинда нутуқ сөзлигән ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Олжабек Нуғманов билән Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кебиров, Талғир наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Мәрүпҗан Рәһманов вә башқилар Аббас Турдиевниң йеңи хизмитидә миллий мәдәнийитимизни тәрәққий әткүзүш, җәмийитимиздики бирлик-иттипақлиқни қолға кәлтүрүш, умумән, җамаәтчиликниң үмүт-ишәнчисини ақлаш йолида адил хизмәт қилишиға тиләкдашлиқ билдүрди. 
 

5330 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы