• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 20 Шілде, 2023

«Миллий қурултай – хәлқимизни умумий мәхсәткә бириктүридиған әҗайип қурулум»

Мәлумки, 16-17-июнь күнлири Түркстанда «Адаләтлик Қазақстан — Адил граждан» мавзусида Миллий қурултайниң иккинчи жиғини болуп өтти. Униңда Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев жиғин иштракчилири алдида сөзгә чиқип, елимиз тәрәққиятиниң йөнилишини ениқлайдиған салмақлиқ ой-пикирлири билән бөлүшти. Аридин күн өтүп, җай-җайларда ушбу жиғинниң әһмийити һәм униңда алға сүрүлгән муһим мәсилиләр вә тәвсийә қилинған изгү башланмилар муһакимә қилинишқа башлиди. «Қазақстан уйғурлириниң җумһурийәтлик этномәдәнийәт мәркизи» җәмийәтлик бирләшмисиму өткән һәптидә Алмута шәһиридики җумһурийәтлик «Достлуқ өйидә» мошу мәсилигә мунасивәтлик жиғин өткүзди. ҖУЭМ рәиси, ҚХА Кеңишиниң әзаси Долқунтай Абдухелилниң риясәтчилигидә өткән мәзкүр баш қошушқа Миллий қурултай билән сәясий ислаһатларни чүшәндүрүш бойичә җумһурийәтлик методикилиқ мәркәз әзалири, сәясәтшунас алимлар, ҖУЭМниң башқарма әзалири, җәмийәтлик бирләшмиләр вә җамаәтчилик вәкиллири қатнашти.

Шәмшидин АЮПОВ,
«Uiğur avazi»

   – Түркстан шәһиридә болуп өткән Миллий қурултайниң иккинчи жиғинида Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев тәрипидин елимиз тәрәққиятиниң йөнилишини ениқлайдиған салмақлиқ ой-пикирләрниң оттуриға қоюлуп, бирқанчә изгү башланмиларниң тәвсийә қилинғанлиғи һәммиңларға аян, – дәп башлиди сөзини Президент йенидики Миллий қурултайниң һәм ҚХА Кеңишиниң әзаси вә ҖУЭМниң Пәхрий рәиси Шаһимәрдан Нурумов. – 16-июнь күни Қурултай әзалири үч топқа бөлүнүп, секция жиғинлириға иштрак қилдуқ. Мән Мәдәнийәт вә спорт министри Асхат Оралов билән Әхбарат вә җәмийәтлик тәрәққият министри Дархан Қыдырәли модераторлиқ қилған «Мәдәнийәт. Сәнъәт. Мәнавият» секциясигә қатнишип, сөзгә чиқтим. Нутқумда Миллий қурултайниң җәмийәттә тутқан орниға қисқичә тохтилип өткәч, бирқанчә муһим мәсилиләрни оттуриға қойдум. Секция жиғинида бирнәччә мавзу бойичә һәртәрәплимә, қизғин муһакимиләр өтти. Биз, қурултайға қатнашқучилар, Һөкүмәт әзалири билән пикир алмаштуруп, ойлиримизни оттуриға салдуқ. Тиң тәшәббуслар көтирилди.
 Әнди Миллий қурултайниң жиғинида сөзлигән сөзидә Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев дәсләп Миллий қурултайниң әһмийитигә тохталди. «Миллий қурултай бу — керилип олтиридиған жиғин әмәс. Тәнтәнилик өтидиған тойму әмәс. Әҗдатлиримиз муһим қарар қобул қилиш лазим болғанда яки елимизгә ховуп пәйда болғанда қурултай чақирған. Миллий қурултай – хәлқимизни умумий мәхсәткә бириктүридиған әҗайип қурулум» деди Дөләт рәһбири. Андин у һазирқи хәлиқара әһвалниң наһайити җиддий екәнлигини тәкитләп, мошундақ пәйттә вәтәндашлиримизниң бирлигини, өмлүгини күчәйтишниң муһим екәнлигини алаһидә қәйт қилди. Президент шундақла йеңи қазақстанлиқ җәмийәтни адил гражданларниң қелиплаштуридиғанлиғиға алаһидә тохталди. Шуниң билән биллә чегара әтрапидики наһийә, йезиларниң иҗтимаий-ихтисадий әһвалини яхшилаш мәсилисиниң стратегиялик мәхсәт сүпитидә дайим нәзәрдә болидиғанлиғини тәкитлиди. Шуниңдин кейин у көптомлуқ әл тарихини нәшир қилиш идеясигә, вәтәнпәрвәрлик мәсилисигә, әхбарат саһасиниң нәтиҗидарлиғини ашуруш, масс-медианиң тәсири, умумән, елимиздә әмәлгә ашурулуватқан кәңдаирилик ислаһатларға тәпсилий тохтилип, Адаләтлик Қазақстан қуруш үчүн әмәлгә ашурулидиған ишларниң асасий йөнилишлирини көрситип бәрди. 
 «Биз һазир хәлиқара әһвалниң илгири-кейин болмиған дәриҗидә җиддийлишиватқанлиғиға гува болуватимиз. Айрим дөләтләр өзигә һаҗәт күн тәртивини башқиларға теңишқа, уларни өз тәливигә беқиндурушқа тиришмақта. Бир-биригә қарши келидиған түрлүк идеяләр вә мәвқәләр тоқунуши қанат яйди. Бу тоқунуш геосәясәттә яки ихтисаттила болуватқини йоқ. Һәтта мәдәнийәт вә мәнавият, қәдрийәтләр системисини, башқичә ейтқанда, идеология саһасини өз ичигә алмақта. Мошуниң һәммиси дөләтләрниң вә хәлиқара бехәтәрлигигә тәсир қилмақта. Шуңлашқа Қазақстан Җумһурийити илгири-кейин болмиған дәриҗидә бирпүтүн болуши керәк. Адаләтлик Қазақстанни қуруш үчүн һәрбир вәтәндишимиз Адил граждан болушқа интилиши лазим. Шуниң билән биллә, яш әвлатни Адил граждан болушқа тәрбийилишимиз керәк. Шу чағда һәрбиримиз Вәтинимизни гүлләндүрүшкә һәссә қошимиз» дәп қәйт қилди Дөләт рәһбири.
 Президент миллий бирпүтүнлүгимизни күчәйтип, елимиздә йеңи қәдрийәтләрни сиңдүрүш үчүн системилиқ ишларни әмәлгә ашурушниң муһимлиғини ейтип, мошу ишлардики ениқ йөнилишләргә тохтилип өтти. Шуларниң биринчиси сүпитидә дөләт нишанлирини йүксәлдүрүш һаҗәтлигини тәкитлиди. Шундақла миллитимизниң тарихий аң-сәвийәсини йеңилашниң наһайити муһим екәнлигини, шундақла милләтниң йеңи хусусийити билим, илим-пән вә мәдәнийәт саһасини тәрәққий әткүзүш арқилиқ қелиплишидиғанлиғини қәйт қилди. 
 “Җәмийәттә нурғун көтирилидиған мәсилиләрниң бири — дөләт тили. Умумән, елимиздә тил сәясити парасәтлик жүргүзүлүватиду. Һәрхил этнос вәкиллириниң өз тилида сөзлишигә барлиқ шараит яритилған. Мошу мәвқәмиз өзгәрмәйду. Бу — ички турақлиқниң асасий амиллириниң бири» деди Дөләт рәһбири.
 Президентниң тәкитлишичә, Адаләтлик Қазақстанни қурушқа пүткүл җәмийәт болуп сәпәрвәр болушимиз керәк. Муһими, һәрбир гражданниң аң-сәвийәси йеңилиниши лазим. Қисқиси, Президентниң бу қетимқи нутқида көплигән йеңилиқларни аңлидуқ.
 Баш қошуш җәриянида Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң профессори, сәясәтшунаслиқ пәнлириниң доктори Жомарт Симтиков сөз болуватқан мәсилиләргә қисқичә тохтилип өтүп, чегара әтрапидики аһалилиқ пунктларниң әһвали йеримизниң туташлиғиға вә елимиз хатирҗәмлигигә беваситә тәсир қилидиғанлиғини вә әйнә шу чегара әтрапидики йезиларни арилап, турғунлар билән учришишларни өткүзүшниң зөрүрлүгини ейтти. «Ахыска» Түрк этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Шахисмайил Асиев Миллий қурултайниң новәттики жиғинида көтирилгән мәсилиләргә қисқичә тохтилип өткәч, Қазақстанниң гүллинишигә вә милләтләрара разимәнликниң, бирлик билән хәлиқләр достлуғиниң техиму мустәһкәмлинишигә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң қошуватқан төһписиниң бебаһа екәнлигини қәйт қилди. 
 Жиғин давамида сөз новитини алған Алмута шәһири Җәмийәтлик тәрәққият башқармисиниң этносларара мунасивәтләрни тәрәққий әткүзүш бөлүминиң йетәкчиси Назар Балғимбаев, «Алмута шәһири Уйғур этномәдәнийәт мәркизи» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Һосманҗан Обулов, «Туран дунияси» түркий хәлиқләр мәдәнийити җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров, Алмута шәһәрлик Жигитбашлири иттипақиниң рәиси Махмутҗан Мәңсүров вә башқиму этномәдәнийәт мәркәзлириниң рәһбәрлири муһакимә сөзгә чиқип, өз ой-пикирлири билән ортақлашти. 
 

5288 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы