• Мәшъәл
  • 20 Наурыз, 2024

«Утуққа қандақ йетишкә болиду?»

Утуққа қандақ йетишкә болиду? Мошу соални һазир яшлар өзлиригә көп қойиду, дәп ойлаймән. Чүнки шәхсән өзәмму бу соалға талай қетим җавап тепишқа тиришқан едим. Бир қаримаққа, оңай соалдәк билиниду. Сәвәви, һазир яшларға ишләш үчүн, билим елиш үчүн, тәрәққий етиши үчүн барлиқ шараит-имканийәтләр бар. Әйнә шундақ имканийәтләрни пайдилинип, мәнму азду-тола утуқларға йәттим. Шуңлашқа мошу мақаләм арқилиқ яшлар билән утуққа йетишниң айрим сирлири билән бөлүшүшни тоғра көрдүм.
 Мән Алмутида туғулуп, чоң болдум. Анатиллиқ мәктәпни тамамлап, өзәм таллиған алий оқуш орнида билим алдим. Кичигимдинла иҗадийәт билән шуғуллинишқа тириштим. Балилар театрида сәһнигә чиққан пәйтлиримму болди. Студент пәйтимдә җәмийәтлик ишларға паал қатнишишқа башлидим. Сәпдашлирим билән биллә Алмутидики алий оқуш орунлирида билим еливатқан уйғур студентлириниң бешини қошуп, һәрхил чарә-тәдбирләрни өткүзүп турдуқ. Сөйүмлүк гезитим «Уйғур авазиға» мақалиларни йезипму жүрдүм. Дадам Ташмәһәмәт билән апам Юлтузай биз, төрт пәрзәндини, заманға лайиқ тәрбийилиди, бизниң билим елишимиз, өсүп-йетилишимиз үчүн барлиқ шараитларни яритип бәрди. Шуниң үчүн уларға болған миннәтдарлиғим чәксиз. Һазир өзәм үч балиниң аниси болған пәйтимдә, уларниң қәдригә йетиватимән һәм мәнму пәрзәнтлиримгә яхши тәрбийә беришкә тиришиватимән. 
 Алий оқуш орнини тамамлап, елимиздики чоң ширкәтләрниң биригә ишқа орунлаштим. Мошу вақит ичидә аилә қуруп, үч пәрзәнтлик болуп үлгәрдим. Бәхтимгә һәммә нәрсә тәл-төкүз. Амма, көңлүмниң бир йеридә маңа йәнә бир нәрсә йәтмәйватқандәкла, һис қилаттим. Арминим өз алдимға бир иш ечиш, балилар билән ишләш еди. Униң өзигә чушлуқ сәвәвиму бар. Мошуниңдин 12 жил илгири достлирим өзлири ачқан балилар мәркизиниң ечилиш мәрасимиға тәклип қилишти. Шу йәрдә келәчәк йолдишим билән тонушуп қалдим. Кейин чоң оғлумиз мошу йәрдә шуғулланди. Һазир кичик қизимму мошу йәргә келиватиду. Оттуранчи оғлум еһтияҗға муһтаҗ, алаһидә бала. Бәш яшқа кирсиму техи тили толуқ чиқмиди. Арминим әйнә шу оғлумни реабилитация қилиш. Худайим буйриса, бу мәхситимгә йетимән дәп ойлаймән. 
Мошуниңдин алтә ай илгири кәчтә еһтияҗға муһтаҗ алаһидә балилар реабилитация қилиш тоғрилиқ һөҗҗәтлик фильмни көрүп, ширкәттики ишимдин сирт, оғлум вә униңға охшиған балилар билән ишләшни арзу қилдим. Қизиқ йери, әтиси йолдишим Дилшат йеңи жилдин кейин һелиқи достлиримиз мени балилар мәркизигә ишқа тәклип қиливатқанлиғини ейтти. Хошаллиғимдин көзүмдин яш чиқип кәтти. Мана, икки ай болди, мән һаятимни кәскин өзгәртип, арзу қилған ишим билән шуғуллиниватимән. Йеңи кәсипдашлирим билән мәркәзниң паалийитини риваҗландурушқа қизғин киришип кәттуқ. Өзәм ана болғанлиқтин, балиларға немә керәклигини, ата-аниларниң тәләплирини яхши һис қилимән. Һазир мәркәзгә логопед, психолог, репетиторларни тәклип қилдуқ. Балиларниң фортепиано билән шуғуллинишиға имканийәт яритиватимиз, арт терапия, мәтинни чапсан оқушни үгитидиған топлар ишқа қошулди. Қазақ тилини үгитидиған алайтән курс ечилди. Әндики мәхситим, уйғур тилини үгитиш бойичә муәллиплик курс тәйярлаш. Шундақла балиларға уссул, актерлиқ маһарәт курслирини тәклип қилмақчимиз. 
 Әлвәттә, Алмута охшаш чоң шәһәрдә балилар мәркәзлири нурғун. Риқабәт жуқури, демәк, биз утуққа йетишимиз үчүн көп әмгәк қилишимиз лазим. Мәркәздә биз балиларға оқушни, йезишни үгитиш биләнла чәклинип қалмаймиз. Биз балилиримизниң билим елиши үчүн бехәтәр, меһриванлиқ, һисдашлиқ һөкүм сүргән кәңликни тәминләшкә тиришимиз. Уларни чоңларға һөрмәт билән, кичикләргә иззәт билән қарайдиған, меһриван, әмгәкчан, инсанпәрвәр қилип тәрбийиләшкә интилимиз.
 Шундақ қилип, утуққа қандақ йетишкә болиду? Мениңчә, һәммә нәрсә чоң арманлардин башлиниду. Арманға йетиш үчүн мәхсәт ениқ болуп, қәтъий ирадә болуши шәрт. Әлвәттә, әмгәк һәм билим һаҗәт. Шундақла өзгиришләрдин қорқмаслиқ, өзәңгә болған ишәнчә, әң муһими, қиливатқан ишиң сөйүмлүк иш болуши лазим. Чүнки ишқа хошал, жуқури кәйпиятта барсаң, әтрапиңдикиләрму шундақ муамилә қилиду. Йәнә бир муһим нәрсә, мәхсәткә йетиш үчүн һәрқандақ пурсәт-имканийәтни қолдин бәрмәслик керәк. Һазир Қазақстанда ишләш, тиҗарәт қилиш, билим елиш үчүн барлиқ шараитлар бар екәнлиги һәммимизгә мәлум.

 Муһәббәт СЕМӘТОВА.

53 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы