• Мәшъәл
  • 20 Наурыз, 2024

Мәхсәт — яшларни әмгәккә җәлип қилиш

Мәлумки, бийил «Zhas Projeсt» лайиһәси даирисидә 18 — 35 яш арилиғидики 280 адәмгә 1 миллион тәңгә көләмидә грант берилиду. Мәзкүр грантни елиш үчүн үмүткарлар өз регионидики иҗтимаий мәсилини һәл қилишни мәхсәт қилидиған лайиһә планини тәвсийә қилиши лазим. Илтимаслар 25-норуздин башлап 24-үмүткичә қобул қилиниду.
 Яшларни қоллап-қувәтләшни мәхсәт қилидиған бу лайиһә елимизниң 20 регионида әмәлгә ашурулиду. Грант бөлүш пәйтидә NEET категориясидики гражданларға, йәни ихтисадий, иҗтимаий, яки сәясий амилларға мунасивәтлик ишлимәйдиған, оқумайдиған яшларға алаһидә әвзәллик берилиду. Мәзкүр лайиһәниң алаһидиликлири вә мәхсити тоғрилиқ мәркизий коммуникацияләр хизмитидә брифингта Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги Яшлар вә аилә ишлири комитетиниң рәиси Қайрат Қамбаров тәпсилий ейтип бәрди.
«Тәкитләш лазимки, 2022-жилдин бу ян яшларни йәрлик җамаәтчилик ишлириға җәлип қилиш мәхситидә «Zhas Projeсt» грант программиси әмәлгә ашурулуватиду. Лайиһә һаятта әһмийити бар маһарәтләрни тәрәққий әткүзүшкә вә җәмийәт һаятиға қатнишишқа, шәхсий адәмләр билән иҗтимаий институтлар арисида ишәнчә орнитишқа, иҗтимаий лайиһиләрниң турақлиқ моделини қурушқа қаритилған. Иҗтимаий әһмийити бар бизнес-лайиһиләрни оқутуш вә әмәлгә ашуруш арқилиқ NEET категориясидики яшлар иҗабий вә нәтиҗидар паалийәткә җәлип қилишниң тәҗрибисигә егә болиду», деди Қайрат Қамбаров. 
 Грант алғандин кейин асасий тәләп – лайиһәни 4 ай ичидә әмәлгә ашуруш. Тәҗрибиси аз яшларниң пилотлуқ лайиһәлири үнүмлүк болуши үчүн һәрбир регионда қоллап-қувәтләш мәркәзлири ишләйду. Мәркәзгә кәлгән яш тиҗарәтчиләрдә пәйда болидиған иҗтимаий, ихтисадий, қанун саһасидики соалларға кәспий мутәхәссисләр мәслиһәт вә җавап бериду.
 Мәзкүр лайиһигә қизиққучилар болса, униң тәләплири билән Гражданлиқ тәшәббуслар мәркизиниң cisc.kz рәсмий сайтида вә мәхсус «Zhas Projeсt» сәһиписидә толуқ тонушалайду. Илғар лайиһиләр иҗтимаий торлар арқилиқ ениқлинип, жил ахирида мукапатлаш мәрасими уюштурулиду. 

320 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы