• Мәшъәл
  • 20 Наурыз, 2024

Парижға йолланма алди

Һазир язда Парижда өтидиған Олимпиада оюнлириға һәрхил спорт түрлиридин лицензиялик турнирлар давамлишиватиду. Өткән һәптидә ХХҖниң Тайан шәһиридә таеквондодин лицензиялик турнир өтти. 

Йолдаш МОЛОТОВ, 
«Uiğur avazi»

 Униңда Қазақстан талланма командиси Парижға икки йолланма елишқа муйәссәр болди. Биринчи лицензияни 80 килограмм салмақ дәриҗисидә һүнәр көрситидиған Батырхан Төлеуғали йеңивалди. Қошумчә қилсақ, Батырхан Париж Олимпиадисиға баридиған Қазақстан командисида әң яш спортчи екән. У һазир 17 яшта. Иккинчи лицензияни йерим финалда филлипинлиқ рәқивини тиз пүктүргән Самирхон Абабакиров (58 кг.) алди. Әпсус, тәҗрибилик Жансель Дениз (+67 кг.) Мунира Абдусалимовадин йеңилип қелип, лицензиясиз қалди.
 «Биз үч йолланма елишни мәхсәт қилған едуқ. Амма иккини елишқа муйәссәр болдуқ. Хошал қилидиғини, Олимпиадиға яш спортчилар бариду. Батырхан июльда 18 яшқа толса, Самирхон сентябрьда 21гә кириду. Уларниң келәчиги алдида. Келәчәктә йеңи олимпиадилиқ циклда талланма командиға нурғунирақ яшларни җәлип қилишни планлаватимиз», деди ҚҖ Таеквондо федерациясиниң баш кативи Олжас Беспаев.
 Тәкитләш лазимки, Тайандики турнирға Азияниң 33 дөлитидин 96 спортчи қатнашти. 
 Қошумчә қилсақ, қазақстанлиқ таеквондочилар Олимпиада оюнлириға 2004-жилдин башлап қатнишиватиду. Афинида Адилхан Сағындықов, Беҗинда Арман Чилманов вә Лия Нуркина, Лондонда Нурсултан Мамаев, Гульнафис Айтмухамбетова, Феруза Ергашова, Риода Руслан Жапаров, Айнур Есбергенова, Токиода болса, Руслан Жапаров вә Жансель Дениз һүнәр көрсәтти. Қазақстан командисиниң Олимпиадидики әң чоң утуғи – Беҗинда Арман Чилманов бронза медалини алған еди. 

56 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы