• Бизниң сөһбәт
  • 28 Наурыз, 2024

Долқунтай АБДУХЕЛИЛ: «Қурултай — җәмийитимизниң йеңи нәпәси»

Йеқинда Атырав шәһиридә өткән Миллий қурултайниң новәттики олтиришида Президент Қасым-Жомарт Тоқаев тәрипидин ейтилған пикир-тәклипләр һазир җәмийитимиздә қизғин муһакимә қилиниватиду. Өткәндә биз, мәзкүр мавзу әтрапида ҚХА кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Долқунтай Абдухелил билән учришип, сөһбәтләшкән едуқ.
— Долқунтай ака, сизниң пикриңизчә, Миллий қурултайниң маһийити немидин ибарәт?
— Мәлумки, Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Миллий қурултайни Адаләтлик Қазақстан қуруш мәхситидә тәшкил қилғанда, униң тәшәббусини елимиздики тонулған шәхсләр қоллап-қувәтлиди. Мениң пикримчә, Миллий қурултай – қазақстанлиқ җәмийәтниң йеңи нәпәси. У Дөләт рәһбиригә хәлиқниң тәләп-еһтияҗини беваситә йәткүзидиған мәйдан. Бу яхши идея. Мәсилән, қурултай әзалириниң тәкливи билән нәшихорлуқ вә наркобизнесқа қарши 2023 — 2025-жилларға беғишланған комплекслиқ план қобул қилинди. Миллий қурултай паалийитиниң асасий йөнилишлириниң бири – тиҗарәтни тәрәққий әткүзүш арқилиқ хәлиқниң паравәнлигини, һаят сүпитини ашуруш. Бу йәрдә әмгәк адиминиң һөрмитини ашуруш бойичә һөҗҗәтләрму, әхбаратлиқ бехәтәрлик доктринисини әмәлгә ашуруш плани, «Балилар – интернет – медиабехәтәрлик», «Тәтқиқат вә тәһлил мәркәзлирини тәрәққий әткүзүш», «Пидаийлар һәрикитини қоллаш» охшаш йол хәритилири ишқа қошулди. Шундақла «Бала тәрбийисиниң бирпүтүн» программисини тәйярлаш башланди һәм «Балилар китапханиси» программиси бәкитилди. Шуниңға мувапиқ 1770 китап ичидин оқушқа тәвсийә қилинидиған әдәбий китаплар тизими шәкиллиниватиду. Буниң һәммиси яш әвлатта мәдәнийәтни, инсанпәрвәрлик қәдрийәтләрни шәкил­ләндүрүшкә тәсир қилидиғини ениқ. Йәнә бир муһим лайиһә – Eqov порталида Quryltai қошумчиси ишқа қошулди. Қошумчида беваситә хәлиқтин чүшкән тәклипләр, пикирләр топлиниду. Бу йәрдә топланған пикирләр беваситә Дөләт рәһбиригә йәткүзүлиду, йәни у хәлиқ билән Дөләт рәһбири арисидики көрүккә айланди. 
— Президент өз нутқида «Өтмүш билән яшап һәқиқий рәвиштики тәрәққий әткән дөләтни қурушқа болмайду. Биз милләтниң упуқлирини кәңәйтиш үчүн йеңи қәдрийәтләр системисини шәкилләндүрүшимиз лазим» деди. Сизниң мошу мәсилә бойичә пикриңиз қандақ?
— Дөләт рәһбириниң милләтниң упуқлирини кәңәйтиш үчүн йеңи қәдрийәтләр шәкилләндүрүшниң лазим екәнлиги тоғрилиқ ейтқан пикри мәнтиқигә тоғра келиду вә һазирқи заман тәләплиригә мувапиқ. Әлвәттә, тарихий вә мәдәний қәдрийәтлиримиз биз үчүн, болупму яшлар үчүн әһмийәтлик. Уларни һөрмәт қилишимиз лазим. Амма һазирқидәк иҗтимаий мунасивәтләр, технологияләр тез өзгириватқан заманда, биз йеңи дәвиргә маслишишимиз һаҗәт. 
 Йеңи қәдрийәтләр системисини бәрпа қилиш, һазирқи заманниң турақлиқ тәрәққият, толерантлиқ, инновацияләр бойичә заманивий тәләпләр турғусидин қариғанда җәмийәтни тәрәққий әткүзүшкә тәсир қилиду. Бирақ бу йәрдә йеңи система әнъәнивий қәдрийәтләр вә йеңи услублар арисидики тәңпуңлуқни сақлашқа алаһидә көңүл бөлүш һаҗәт.
 Умумән алғанда, бу елимизни заманниң тәләплиригә, җәмийәтниң еһтияҗиға мувапиқ тәрәққий әткүзүшкә тәсир қилидиған тәбиий җәриян. 
— Президент өз сөзидә аилә қәдрийәтлиригә алаһидә көңүл бөлди. Мошу мәсилә бойичә сизниң пикриңизни билсәк. У қанчилик дәриҗидә муһим?
— Һәммимизгә мәлумки, аилә – җәмийәтниң һули, қәдрийәтләр, әнъәниләр, әхлақ принциплири шәкиллинидиған муһит. Аилә қәдрийәтлирини қоллаш мүҗәз-хулуқни, әтраптикиләргә һөрмәт билән қарашни, иллиқ вә сәмимий муһитни тәрбийиләшкә тәсир қилиду. 
 Шундақла нурғун иҗтимаий мәсилиләрни, шуниң ичидә житимлиқни, җинайәтниң алдини елиш, нәшихорлуқ мәсилилирини һәл қилишқа түрткә болиду. Инақ аилә сағлам җәмийәтни қурушқа ярдәм бериду. Шуңлашқа аилә қәдрийәтлирини күчәйтиш җәмийәтниң турақлиқ тәрәққиятини тәминләшниң муһим васитисидур. Дөләт тәрипидин аилә қәдрийәтлирини күчәйтишкә көңүл бөлүнүши җәмийәтниң паравәнлигини тәминләштики муһим қәдәм дәп һесаплаймән.
— Қасым-Жомарт Тоқаев дайим яшлар мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүп келиватиду. Елимиздә яшлар сәясити қандақ тәрәққий етиватиду, дәп ойлайсиз?
— Тәкитләш лазимки, йеқинда дөләтниң яшлар сәяситидә чоң өзгиришләр йүз бәрди. Яшларниң йеши 35 яшқичә көтирилди. Шуниң нәтиҗисидә елимиздики һәр үчинчи гражданни яш қазақстанлиқ дәп аташқа болиду. Бу муһим иҗтимаий өзгириш болуп, әнди яшлар елимизниң әһмийәтлик ихтисадий вә сәясий күчигә айланмақта. Демәк, Дөләт рәһбириниң яшларниң тәрәққиятиға, уларниң иқтидариға, елимизниң риқабәткә қабил болушиға қошидиған төһписигә алаһидә көңүл бөлүши хошал қилиду. Бу сәясәт яшларниң иқтидарини әмәлгә ашуруш бойичә қобул қилиниватқан, шуниң ичидә Миллий қурултайда қобул қилиниватқан чариләрдә өз әксини тепиватиду.
— Йәнә бир муһим мәсилә, Дөләт рәһбири милләтниң обризини ениқлайдиған асасий қәдрийәтләрни тәкитлиди. Уларни күчәйтиш үчүн немә һаҗәт?
— Җәмийәттики муһим қәдрийәтләрни күчәйтиш үчүн системилиқ қарарлар һаҗәт һәм униңға җәмийәтниң барлиқ әзалири қатнишиши лазим. Шундақла бу мәсилиләрни дөләт вә җәмийәтлик тәшкилатлар қоллиши һаҗәт. Мошуларниң һәммиси бирпүтүн миллийликни, өзара чүшәнчиләрни шәкилләндүрүшкә тәсир қилиду. У, өз новитидә, җәмийитимиздә турақлиқни вә уйғунлуқни тәминләйду. 
— Сөһбитиңизгә рәхмәт. 

Сөһбәтләшкән 
Йолдаш МОЛОТОВ, 
         «Uiğur avazi»
 

546 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы