• Саламәтлик сақчилири
  • 12 Сәуір, 2024

Кәспигә садиқ өткән шәхс

Мәшүр САСИҚОВ,
«Uiğur avazi»

Кәсип таллаш, әлвәттә, инсан һаятида муһим роль ойнайду. Шу арқилиқ у өз һаятини тәсәввур қилипла қалмай, «Қайси кәсип егиси болсамкин?» дегән соал үстидә нәччә мәртә ойлинидиғини айдин ениқ. Бүгүнки мақалимиз қәһримани – Батурин Рашидиноғли Әкбәров буниңдин 60 жил муқәддәм саламәтлик сақлаш саһасини таллавалған еди. Хаталашмиған екән, у пүткүл аңлиқ һаятини медицина саһасиға беғишлап, миңлиған кишиләрниң җениға дәрман болуп, уларниң алқишиға еришти.
«Хәлқимизниң саламәтлиги биринчи орунда туруши керәк. Уларни заманивий медицина арқилиқ давалаш яки һәрбир наһийә яки йеза-кәнтләрдики дохтурхана яки амбулаторияләрни йеңи әсвап-үскүниләр билән тәминләш һөкүмәтниң вәзиписи. Әнди аһалиниң саламәтлигини яхшилаш охшаш җавапкәрликниң һөддисидин чиқиватқан ақ халатлиқ инсанларни әмгиги өз лайиғида баһалиниши муһим» дәп тәкитлигән Президент Қасым-Жомарт Тоқаев кечәю-күндүз бизниң саламәтлик сақчилириниң айлиқ маашини пәйдин-пәй көтиришни тапшурди. Бу, әлвәттә, бекар әмәс. Сағлам әлниң келәчиги парлақ. Тени сақ адәм җәмийәткә пайда кәлтүрүшкә қадир. 
Батурин Рашидиноғли әйнә шу саһада йерим әсир әмгәк қилди. Жиллар бойи топлиған тәҗрибиси арқилиқ өз кәспигә садиқ болди. У алдиға кәлгән һәрқандақ бемарни чоқум роһий җәһәттин тәйярлиқтин өткүзәтти. Кәйпиятини көтирип, андин давалашқа киришәтти. Шу түпәйли уларниң ишәнчисигә еришкән Батурин акини көпчилик «Бизниң дохтур» дейишидиған. Әмгәк паалийитидә дайим әл-жут билән қоюқ мунасивәттә өткән Батурин ака 1944-жили Алмута вилайити Уйғур наһийәсиниң Ават йезисида туғулған. Атиси Рашидин Әкбәров гезит мухбири болса, аниси Мәрийәм Әкбәрова өй ишидики аял еди. Төрт жилға созулған уруш пүткүл Кеңәш Иттипақиниң хәлқини еғир күнләргә қойди. Мана шу уруш әвҗигә чиққан пәйттә дунияға кәлгән Батурин акиниң яшлиғиниң татлиғи болмиди. Тәңтушлири қатарида етиз-ериқ кечип, ата-анисиниң ярдәмчиси болуп өсти. Уларниң аилисидики тоққуз пәрзәнтниң тартмиғини көп. Ирадиси мустәһкәм вә келәчәккә болған арзу-үмүти бәләнт ата-ана әйнә шу балиларни һаятниң җапа-мәшәқәтлиригә қаримай, җәмийәткә ярамлиқ шәхсләрдин қилип тәрбийилиди. 
1950 – 1960-жиллири Чонҗа рус мәктивидә билим алған Батурин Рашидиноғли мәктәпни тамамлап, үч жил наһийәдики комуналлиқ мәһкимидә әмгәк қилди. Әдәбий китапларни бәс-бәскә чүшүп оқуйдиған шу дәвирниң оқуғучилири ушбу китаплардики қәһриманлар арқилиқ өзиниң келәчигини тәсәввур қилатти. Дохтурларниң әлниң саламәтлиги үчүн җанпидалиқ билән қилған әмгәклиригә мәһлия болған Батурин келәчәктә саламәтлик сақчиси болушқа бәл бағлиди. У 1963 — 1968-жиллири Алмута дөләт медицина институтида тәһсил көриду. Көпчиликкә мәлум болғинидәк, у вақитларда йеңи диплом алған кәсип егилири әмгәк паалийитини йезилардин башлатти. Батурин Рашидиноғли буниңдин истисна әмәс. Андин у Уйғур наһийәси Чарин йезисидики ағриқханиниң баш дохтури болуп тайинлиниду. Униң рәһбәрлигидики дохтурлар топи аһалидин сирт, Свердлов намидики Әмгәк Қизил Туғи орденлиқ колхозиниң язда яйлиғи, қишта қишлиғидики малчилирини арилап, уларғиму дәл вақтида медицинилиқ ярдәм көрситишкә тәйяр еди. Батурин ака Чариндин кейин 1974-жили наһийәлик санитарлиқ-эпидимиологиялик станциягә йөткилип, уни 1978-жилға қәдәр башқурди. 1978 – 2016-жиллири наһийәлик ағриқханиниң баш дохтури болуп ишлиди. Әстаидил әмгиги арқилиқ саламәтлик сақлаш саһасиға биркишилик үлүшини қошуп, «Саламәтлик сақлаш хизмитиниң әлачиси» бәлгүси билән мукапатланған Батурин Әкбәров «Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини». 
Шуни алаһидә тәкитләш лазимки, мақалә қәһриманимиз медицина саһасидики йеңилиқлар билән турақлиқ тонушуп, уларни күндилик иш-паалийитидә қоллинишни әнъәнигә айландуруш арқилиқ утуқ қазанди. Тинмай издинип, жиллар давамида топлиған тәҗрибисигә тайинип, өз кәспиниң маһири аталди. Ишәшлик ейталаймизки, у бемарлар саламәтлигини биринчи орунға қоюши түпәйли кәсипдашлири арисида иззәт-һөрмәткә сазавәр болса, инсан саламәтлигиниң әң есил байлиқ екәнлигини көздә тутти. Батурин Рашидиноғлиниң җүпти Шерин Әкбәрова өмүрбойи Чарин йезисидики М.Һәмраев намидики мәктәптә инглиз тили муәллими болуп әмгәк қилди. Улар бир оғул, үч қиз пәрзәнт тепип, бүгүнки күнләрдә нәврилириниң сөйүмлүк бова-момилири. 
Аримизда бир өмүр бир кәсиптә өткәнләр көп. Уларниң қатаридин орун алған мақалә қәһриманимиз бу күнләрдә шанлиқ тәвәллудини нишанлимақта. У яқниң хошаллиғиға ортақлашқан һалда, жуқурида тәкитлигинимиздәк, йүзлигән, яқ миңлиған бемарларниң дәрдигә дәрман болуштәк бәхиткә еришкән акимизни узунжиллиқ әмгигиниң һалавитини көрүш несип болсун, демәкчимиз.

32 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы