• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 12 Наурыз, 2012

Кәңәйтилгән мәҗлис өткүзүлди

Йеқинда М.Қәшқәрий намидики Җамбул вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң кәңәйтилгән мәҗлиси болуп өтти. Униңға мәзкүр җәмийәтлик тәшкилатниң башқарма әзалири, зиялилар, яшлар һәм җамаәтчилик ишлириниң активистлири иштрак қилди. Жиғинни мәркәз рәиси Муһәббәт Турдиева киришмә сөз билән ечип, өткән жили әмәлгә ашурулған ишларға тәпсилий тохталди вә башқарма әзалирини мәркәз ишини җанландурушта паалийәтчанлиқ көрситишкә чақирди. Шуниңдин кейин Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Җамбул вилайәтлик кативатиниң рәһбири Лариса Лысова сөзгә чиқип, мәркәзниң бир топ әзалириға хатирә бәлгүләрни тапшурди. Баш қошушта сөз алған җамаәтчилик ишлириниң активистлири Абдуқадир Мәмәтов, Қурван Мәмәтов, Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Гүлбәһрәм Зайитова вә мәзкүр қурларниң муәллипи өзлириниң пикир-тәклиплири билән ортақлишип, мәркәзниң кәлгүси паалийитигә утуқ тилиди.

Әхмәтҗан РӘХИМОВ.

Тараз шәһири.  

1161 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы