• Асасий мақалилар
  • 07 Наурыз, 2018

Президент һозурида

Нурсултан Назарбаев әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң ректори Ғалимқайир Мутановни қобул қилди. Учришиш давамида университетниң илмий ихтидарини тәрәққий әткүзүш мәсилилири вә «Төртинчи санаәт инқилави шараитидики тәрәққиятниң йеңи имканийәтлири» намлиқ Мәктүпниң асасий йөнилишлиригә мувапиқ кадрларни тәйярлашниң кетип бериши муһакимә қилинди. Дөләт рәһбири университет әмәлгә ашуруватқан ишларниң нәтиҗилирини тилға елип, алий оқуш орунлириниң аләмшумул ихтисадий вә технологиялик өзгиришләр шараитиға маслашқан яш мутәхәссисләрни тәйярлаш ишидики ролиға диққәт ағдурди. Сиз узақ жиллардин буян мәмликәтниң әң чоң вә баш университетлириниң биригә рәһбәрлик қилип келиватисиз. Бу йәргә чәт әлләрдин оқуш үчүн келиду. Қазақстан алий оқуш орунлириниң арисида университет жуқури рейтингқа егә, – деди Қазақстан Президенти. Ғалимқайир Мутанов Нурсултан Назарбаевқа алий оқуш орунлирини өзгәртиш вә оқуш җәриянини заманивий тәләпләргә маслаштуруш нәтиҗилири тоғрилиқ доклад қилди. Бизниң асасий мәхситимиз – алий оқуш орнини дуниявий дәриҗидики тәтқиқат университети қилип өзгәртиш. Бу пәқәт йетәкчи мутәхәссисләрни тәйярлашнила әмәс, бәлки илим-пән вә инновацияләрни тәрәққий әткүзүш мәсилилирини өз ичигә алиду. Умумән, университетлар инновациялик ихтисатниң драйвери болуши керәк, – деди әл-Фараби намидики ҚазМУ ректори. Ғалимқайир Мутанов Дөләт рәһбиригә ІТ саһасидики лайиһиләрни вә йеңи технологияләрни әмәлгә ашуруш тоғрилиқ әхбарат бәрди, шундақла университет базисида қурулуватқан ІТ-технопарк даирисидә алий оқуш орунлириниң өзара һәрикитини йолға селиш җәрияни тоғрилиқ сөзләп бәрди. Әл-Фараби намидики ҚазМУ ректори бәргән әхбаратқа қариғанда, һазир алий оқуш орни студентлириниң 60 пайиздин ошуғи тәбиий пәнләр бойичә билим еливатиду. Учришиш ахирида Қазақстан Президенти бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. *** Нурсултан Назарбаев «Назарбаев Әқлий мәктәплири» мустәқил билим бериш тәшкилати башқармисиниң рәиси Күләш Шәмшидиновани қобул қилди. Учришиш давамида Назарбаев Әқлий мәктәплири паалийитиниң асасий йәкүнлири вә тәрәққият истиқбали муһакимә қилинди. Дөләт рәһбири мәмликәт оттура билим бериш системисида Назарбаев Әқлий мәктәплириниң алаһидә роль ойнайдиғанлиғини тәкитлиди. Бу мәктәпләр һәммиси үчүн үлгә болуши керәк, йеңи мәктәпләрни ачқанда, биз уларниң тәҗрибисини һесапқа алимиз. 2008-жилдин буян Әқлий мәктәпләрни 5 660 адәм түгәтти, уларниң һәммиси үч тилда әркин сөзләйду. Биз пүткүл җәмийәткә Қазақстанда үч тилда оқушниң толуқ әмәлгә ашурулидиған иш екәнлигини көрсәттуқ, – деди Нурсултан Назарбаев. Өз новитидә Күләш Шәмшидинова Қазақстан Президентиға Әқлий мәктәпләрниң оқутқучилар тәркивини шәкилләндүрүш бойичә жүргүзүлүватқан иш тоғрилиқ әхбарат бәрди. Мошу жилларда Сизниң қоллап-қувәтлишиңиз түпәйли чоң иш жүргүзүлди. Биздә 2 800 муәллим ишләватиду, уларниң 195 чәтәллик оқутқучилар, 183 – «Болашақ» хәлиқара программиси бойичә чәт әлләрниң йетәкчи алий оқуш орунлирида билим алғанлар, шундақла Назарбаев Университетиниң учумкарлири. Бүгүнки күндә оқутқучилар тәркивидә 4 пән доктори, 22 пән намзити вә 719 магистр бар, – деди Күләш Шәмшидинова. Униңдин ташқири билим бериш тәшкилатиниң рәһбири оқуғучилар тәркивини шәкилләндүрүшниң конкурслуқ асаста әмәлгә ашурулуп, униң пәқәт үмүткарларниң қабилийити билән ениқлинидиғанлиғи тоғрилиқ сөзләп бәрди. Учришиш ахирида Дөләт рәһбири Назарбаев Әқлий мәктәплири системисини техиму тәрәққий әткүзүш бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

124 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы