• Асасий мақалилар
  • 20 Наурыз, 2024

«Адил адәм – Адил әмгәк – Адил тапавәт» бир-биридин аҗримайдиған чүшәнчиләр

Өткән җүмә күн Атырав шәһиридә елимиз Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң рәислигидә Миллий қурултайниң үчинчи олтириши өтти.
 Дөләт рәһбири өз сөзидә Миллий қурултайниң үчинчи олтириши Норуз мәйрими һарписида һәм хасийәтлик Рамзан ейиниң дәсләпки күнлири вә Жайық дәриясиниң бойида өтүватқанлиғи тәсадипи әмәс екәнлигини тәкитлиди.
— Даңлиқ Сарайшық шәһири мошу йәрниң әтрапида болған. Бу шәһәр Жоши Улусиниң вә Қазақ ханлиғиниң муһим мәмурий вә сода мәркизи болғанлиғи тарихтин мәлум. Улуқ Ипәк йолиниң бойиға орунлашқан бу шәһәр бир дәвирләрдә муһим геостратегиялик роль ойниған, сәясий, мәдәний мунасивәтләргә алаһидә тәсир қилған. Атақлиқ ханлиримиз орда қуруп, әлни башқурған. Қазақ ханлиғини күчлүк дөләткә айландурған Қасымхан мошу йәргә дәпин қилинған. Бир сөз билән ейтсақ, Сарайшық – тарихимизда алаһидә орун егиләйдиған шәһәр, — деди Президент. 
Президентниң пикричә, елимиздә хәлқимизниң бирлигини сақлаш наһайити муһим. Бу ишта зиялилар алаһидә роль ойнайду.
— Һазир җәмийәттики абройи жуқури шәхсләрниң бирлиги муһим. Улар яш әвлатқа үлгә болуши лазим вә бәрпакарлиққа йетиләйдиған сөзләрни ейтиши керәк. Бүгүнки таңда қедимда өткән вақиәләргә, тонулған шәхләргә мунасивәтлик муһакимиләр көпәйди. Иҗаткарлар, һәтта, Чиңғизханниң теги-тәкти ким дәп бәс-муназиригә чүшидиғанму болди. Кеңәш дәвридики шәхсләрни вә Алаш даһилирини селиштуруп, бир-биригә қарши қойиду. Нәқ мошу бәс-муназириләрдә һәқиқәткә йетиш қийин, йәткәнниң өзидиму хәлиқ арисиға иғва салидиған мошундақ зиддийәтләрниң һечбир һаҗити йоқ. Һәр дәвирниң өзигә хас алаһидиликлири бар. Һәрбир шәхс өзиниң көзқаришиға, дуниятонушиға қарап вә өз җәмийитиниң мәнпийитигә мувапиқ хизмәт қилди. Улар, йәни шу заманниң әрбаплири, бир пәйтләрдә тутқан мәвқәлиригә қарап тәнқит қилса, һазирқи әвлат кимниң хата, кимниң дурус дәп бәс-муназирә қилмақта. Умумән, илгәрки вә һазирқи тарихниң һәрхил дәвирлирини, шәхслирини бир-биригә қарши қоюшқа болмайду. Қандақла болмисун, мошуниң һәммиси – бизниң тарихимиз, —деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
 Дөләт рәһбири дөләт тилиниң қоллиниш даирисини кәңәйтиш мәмликәт сәяситиниң асасий йөнилиши болуп қаливеридиғанлиғини қәйт қилди. Қ.Тоқаев бу җәриянни алдики вақитта тәрәққий әткүзүшниң әң нәтиҗидар вә дағдам йоли сүпәтлик билим екәнлигини тәкитлиди. Униңдин ташқири, китапханилар паалийитини риваҗландурушқа бепәрва қарашқа болмайдиғанлиғини ейтип, йеқин арида Алмута вә Астана шәһәрлиридә тәвлүк бойи ишләйдиған заманивий китапханилар қәд қөтиридиғанлиғини тәкитлиди.
 Дөләт рәһбири келәчәккә ишәшлик қәдәм бесиш үчүн тарихимизниң даириси кәң вә чоңқур екәнлигини һис қилип, мәдәний мираслиримизни сақлап, уни тәшвиқат қилишимиз лазим дәп һесаплайду. Униң пикричә, Қазақстан – Улуқ даладики көчмәнләр цивилизациясиниң беваситә мирасхори. Дунияда Алтын Орда дегән нам билән тонулған даңлиқ Жоши улуси мәркизий Евразияниң кәң даласидики әң күчлүк дөләт сүпитидә етирап қилинған. 
— Жоши әвлади алтә әсир давамида мәркизий Евразияниң тәғдиригә беваситә тәсир қилди. Кәң байтақ далада бирпүтүн цивилизация қурушқа интилди. Жоши улуси Улуқ далада яшиған хәлиқләрниң әсирләр давамидики тәрәққият йөнилишини ениқлап турди. Жоши улуси, Рим империясигә охшаш, дөләт башқуруш ишини йеңи дәриҗигә көтәрди. Бийил Жоши улусиниң асаси селинғиниға 800 жил толди. Бүгүнки олтиришимизниңму мошу сәнә һарписида өтүши рәмзлик дейишкә болиду. Жоши улуси Қазақстанниң дөләтчилик әнъәнисидә алаһидә орун егиләйду. Елимизниң өтмүши, бүгүнки күни вә келәчиги униң тарихий мираси билән чәмбәрчас бағлиқ. Демәк, Алтын Орда тоғрилиқ хәлиқара аренидики чүшәнчә Қазақстан билән беваситә бағлиқ болуши лазим, — деди Президент. 
 Шуниң билән биллә, Дөләт рәһбири Қазақстанниң йәттә томдин ибарәт йеңи академиялик тарихини йезиш ишлири системилиқ рәвиштә жүргүзүлүватқанлиғини ейтти. Бу ишқа 250 алим, шуниң ичидә 60 чәтәллик мутәхәссис җәлип қилинди. Мошу әмгәкләрниң бир томи Жоши улусиға беғишлиниду.
 Қасым-Жомарт Тоқаев булту Қазақстан ЮНЕСКОниң дуниявий мираслар комитетиға әза болғанлиғини қәйт қилип, елимизниң тәкрарланмас тәбиий вә тарихий ядикарлиқлирини кәң тәшвиқат қилишқа чақирди. Бу турғудин қариғанда, Президент йәрасти мечитлирини вә тилсим тәбиити билән чәтәлликләрни қизиқтуридиған Үстирт қоруғини ЮНЕСКОниң дуниявий мираслар тизимиға киргүзүш бойичә тапшурма бәрди.
 Униңдин ташқири, Дөләт рәһбири Ешкиөлмес чатқилидики, Арпаөзен, Қулжабасы, Сауысқандық сайлиридики дала цивилизациясиниң миңжиллиқ шеҗириси һесаплинидиған петроглифларни һимайигә елиш үчүн һаҗәт чариләрни қобул қилишни, шундақла умумий тарихий-мәдәний мирасимизни сақлаш үчүн археологиялик паалийәтни бир системиға кәлтүрүшни тапшурди. 
 Дөләт рәһбири өз нутқида миллий бирпүтүнлүкни сақлаш мәсилисигә алаһидә тохталди. Президентниң пикричә, елимизниң мәнивий мустәқиллигини сақлап, уни күчәйтимиз десәк, әнъәнивий динимиз – суннитлиқ йөнилиштики ханафи мәзһәбида болушимиз лазим. Президент ислам дининиң Улуқ далада тарқишиға чоң төһпә қошқан, түрк дуниясидики сопилиқ илимниң асасини салған Ғоҗа Әхмәт Йәссавий мираслирини чоңқур тәтқиқ вә тәшвиқ қилишқа алаһидә диққәт бөлүш керәк дәп һесаплайду.
 Президент Миллий қурултай әзалири алдида сөзлигән нутқида җәмийәттики бәш проблемини, йәни наркотик содиси вә нәшихорлуқ, лудомания, турмуштики зорлуқ-зомбилиқ, буллинг вә агрессия, вандализм, исрапчилиқ билән пүткүл хәлиқ болуп күришип, тосалғу қоюшқа чақирди.
 Шуниң билән биллә Президент милләтниң йеңи обризини намайиш қилидиған қәдрийәтләргә тәпсилий тохталди. Улар – мустәқиллик вә вәтәнпәрвәрлик, бирлик вә өмлүк, адаләтлик вә җавапкәрлик, қанун вә тәртип, әмгәксөйгүчлүк вә кәспий билим, бәрпакарлиқ вә йеңилиққа интилиш. Дөләт рәһбириниң ейтишичә, елимиздики һәрбир граждан мошу асасий қәдрийәтләрни чиң тутуши керәк. Президент тәклип қилған «Адил граждан» чүшәнчиси мошуниң һәммисини өз ичигә алиду. Шуниң билән биллә бу Адаләтлик Қазақстан идеяси билән аһаңдаш. 
 — Биз мошу қәдрийәтләрни яш әвлат сәвийәсигә сиңдүрүшимиз керәк. Адил граждан дегинимиз – яхши хусусийәтләргә егә болуп, адил әмгәк қилидиған вә утуққа адил йол билән йетидиған адәм. Йәни адиллиқ билән адаләтликни һәммидин жуқури қойиду. Илғар пикирлик әл болуш үчүн пүткүл җәмийәт аң-сәвийәсини өзгәртип, йеңи қәдрийәтләрни сиңдүрүши лазим. Һәрбир граждан «адил граждан» дегән атқа лайиқ болса, елимиздә адил җәмийәт орнайду. «Адил адәм – Адил әмгәк – Адил тапавәт» — бир-биридин аҗримайдиған чүшәнчиләр. Мошу үч чүшәнчә илғар һәм тәрәққийпәрвәр әлгә айлинишниң ачқучи дейишкә болиду, — деди Қасым-Жомарт Тоқаев. 
Миллий қурултайда Парламент Мәҗлисиниң депутати Едил Жаңбыршин, җәмийәт әрбаби Оразалы Сәбден, Сенат депутати, «Возрождение» қазақстанлиқ немислар бирләшмиси» җәмийәтлик фонди вәсийләр кеңишиниң рәиси Евгений Больгерт, адвокат, «Құқық қорғаушылар» җәмийәтлик фондиниң тәңасасчиси Айман Омарова, Парламент Мәҗлисиниң депутати Никита Шаталов, Бала һоқуқлири бойичә вәкил Динара Закиева җәмийәттики муһим мәсилиләрни көтирип, өзлириниң пикирлирини оттуриға салди.
 Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Миллий қурултайда ейтилған йеңи идеялар билән тәклипләр чоңқур тәһлил қилинип, ениқ чариләр қолға елинидиғанлиғини қәйт қилди. Шундақла Миллий қурултайниң төртинчи олтиришини келәр жили Көкчетавда өткүзүшни тәклип қилди. 

1541 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы