• Асасий мақалилар
  • 07 Наурыз, 2024

Ислаһатлар қанун турғусидин тәминлиниду

Дөләт рәһбири Сенат рәиси Мәулен Әшимбаевни қобул қилди. Президентқа Парламент Сенатиниң ислаһатларни қанун турғусидин тәминләш бойичә әмәлгә ашурулған ишларниң йәкүнлири вә келәчәк планлар һәққидә һесават берилди.
 Мәулен Әшимбаевниң ейтишичә, Дөләт рәһбириниң елимизни вә регионларни тәрәққий әткүзүшкә қаритилған тапшурмилириниң әмәлгә ашурулуши Сенат үчүн асасий әвзәллик болуп һесаплиниду. 
 Һазир аялларниң һоқуқлири билән балиларниң бехәтәрлигини тәминләш, саламәтликни сақлаш, трансфертлиқ баһа бәлгүләш, миграция, алақә вә рәқәмләштүрүш, илим вә маарип мәсилилиригә мунасивәтлик қанунлар сенаторларниң муһакимисидә. Сенаторлар илим, сот системисини ислаһатлаш, органикилиқ мәһсулатлар айнилими, бехәтәр әмгәк шараитини риваҗландуруш вә әмгәкчиләрниң әмгәк һоқуқлирини һимайә қилиш бойичә 10 қанун лайиһисини Мәҗлис муһакимисигә тәвсийә қилди. 
 Бийил Бюджет, Қурулуш, Су, Селиқ вә Рәқәмлик кодексларни, шундақла «Дөләтлик сетивелиш» вә «Иссиқ энергетикиси» тоғрилиқ қанун лайиһилирини қараш планлиниватиду.
 Сенат рәиси Дөләт рәһбириниң тапшурмиси билән қурулған Қазақстанниң Турақлиқ тәрәққияти саһасидики миллий мәхсәтлири билән вәзипилириниң әмәлгә ашурулушиға мониторинг жүргүзүш бойичә парламентлиқ комиссияниң паалийити тоғрилиқ әхбарат берилди. 
 Шундақла Президентқа Дуниявий вә әнъәнивий динлар лидерлири қурултийи кативатиниң паалийити тонуштурулди. Һазир мәзкүр қурултайни тәрәққий әткүзүшниң 2023 — 2033-жилларға беғишланған концепцияси әмәлгә ашурулуватиду.
 Спикер Мәулен Әшимбаев Президентқа Сенатниң мәслиһәт депутатлири билән аридики паалийитиниң риваҗлиниватқанлиғини ейтти. Буниңға «Өңір» депутатлиқ топи билән Сенат йенидики йәрлик вакаләтлик органлар билән өзара һәрикәт қилиш бойичә кеңәш паал ишләватиду.
 Бийил елимиздики мәслиһәт институтиниң қурулғиниға 30 жил толиду. Мошуниңға мунасивәтлик үмүт ейида хәлиқара конференция өткүзүш мәхсәт қилинмақта.
 Учришиш ахирида Президент елимиздә жүргүзүлүватқан ислаһатларни қанун турғусидин қоллашниң роли муһим екәнлигини қәйт қилди. Қасым-Жомарт Тоқаев регионларниң тәрәққиятиға имканқәдәр ярдәм көрситиш дөләт сәяситиниң муһим йөнилиши дәп һесаплайду. Униң пикричә, бу ишқа йәрлик вакаләтлик органларниң депутатлирини җәлип қилиш лазим. 

1592 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы