• Бизниң сөһбәт
  • 16 Наурыз, 2018

Долқунтай АБДУХЕЛИЛ: «Тиҗарәт пәқәт пайда көрүшла әмәс, у чоң җавапкәрлик»

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази»/ Мәлумки, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған мәктүплиридә кичик вә оттура тиҗарәтни тәрәққий әткүзүшкә алаһидә көңүл бөлүниду. Болупму ишләпчиқириш вә санаәт саһасиниң риваҗлиниш мәсилилири муһим әһмийәткә егә. Чүнки санаәт ихтисатниң мустәһкәм һули. Бу саһаға мунасивәтлик дөләт программилири қобул қилинди. Шу программилар даирисидә риқабәткә қабил мәһсулат ишләп чиқириватқан карханиларму көпәймәктә. Әйнә шундақ карханиларниң бири Алмутидики «MetallPromGroup» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи. Бүгүнки сөһбәтдишимиз әйнә шу ширкәтниң баш мудири  Долқунтай Абдухелил.Долқунтай ака, дәсләп өзинизни гезитханлиримизға тонуштуруп өтсиңиз, дегән тиләк бар. Мән Ғулҗа шәһиридә 1967-жили туғулдум. Дадам Абдухелил билән апам Дүрнисса он бир балини тәрбийиләп, қатарға қошти. Дадам наһайити қабилийәтлик һәм һүнәрвән болидиған. У атқа минсә – чавандаз, қолиға яғач алса, уста еди. Шундақла күмүчтин зәргарлиқ буюмларни, егәр-тоқум вә башқиму нәрсиләрни ясатти. Өзи кичик кархана ечип, жигирмә адәмни иш билән тәминлигән. Кейин Ғулҗидики чоюн заводини башқурди. Мән оттура мәктәпни тамамлиғандин кейин Ғулҗидики Суна Шияң университетиниң малийә-ихтисат факультетида билим алдим. Кичигимдинла дадамни әгишип жүрүп, әмгәк қилишқа адәтләндим. Чоң акилирим тиҗарәт ишлирини башлиғанда, уларға ярдәмләштим. Ойлисам, он икки йешимдин башлап тиҗарәткә киришиптимән. Өткән әсирниң 90-жиллири чегарилар ечилғанда, Қазақстанға келип, тиҗарәт билән шуғуллинишқа башлидим. Есиңларда болса, у вақитларда сода йеңидин башланған. Қизиқ йери, базарда херидар көп, товар йоқ. Биз товарлиримизни базарға киргүзмәйла дүңла сетиветәттуқ. Бу йәрдә мени һәйран қалдурған йәнә бир әһвал, адәмләр, башқисини ейтмиғанда, аддий нан сетивелиш үчүн дуканларда саатлап новәттә туратти. Завод-фабрикилар тохтап қалған, ишсизлиқ көпәйгән. Йәнә бир қизиқ йери, адәмләр сода қилиштин уюлатти. Қазақстанда тиҗарәтни кийим-кечәк сетиштин башлидим. Кейинирәк мошу йәрдики Гүли кичик апамниң тәкливи билән Қазақстанда бирәтола қелишни қарар қилдимдә, гражданлиқ алдим. Содида тапқан мәбләғни санаәт орнини ечишқа селишни тоғра көрдүм. Шундақ қилип, 2009-жили «Нур Муслим» труба ишләп чиқиридиған заводни ачтим. Кейинирәк ширкәт намини «MetallPromGroup» дәп өзгәрттуқ. – Биз билимизки, 2008 – 2009-жиллири дуниявий ихтисадий боһран овҗ алған пәйт. Әйнә шундақ қийин шараитта дәрһал пайда кәлтүрмәйдиған ишни қолға елиш тавакәлчилик болмидиму? Есиңларда болса, Президент Нурсултан Назарбаев шу жили Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә: «Боһран у пәқәт ховупла әмәс, шундақла ишбиләрмәнләр үчүн чоң имканийәт» дегән еди. Бу сөзләр мени илһамландурди. Униңдин ташқири тиҗарәтчи үчүн айрим шараитларда тавакәлчиликкә бәл бағлашму утуқ елип келиду әмәсму. Шуңлашқа бу ишта тавакәлчиликму болди. Бирақ, биз ишни башлаштин илгири, базар еһтияҗини үгәндуқ. Шу жиллири Қазақстанда қурулуш саһаси сүръәтлик тәрәққий әтти. Демәк, бу саһаға сүпәтлик қурулуш материаллири һаҗәт. Шу пәйттә биз чиқармақчи болған мәһсулатларда риқабәтчилик көп болди. Амма базардики мәһсулатниң сүпити төвән еди. Сүпәтлик мәһсулат болса, наһайити қиммәт болди. Бу чоң ширкәтләр үчүнму, аддий херидарлар үчүнму нақолай әһвалларни пәйда қилатти. Биз мошуни нәзәрдә тутқан һалда, сүпәтлик һәм баһаси башқиларға нисбәтән әрзән мәһсулатни чиқиришқа башлидуқ. Һәрхил көләмдики квадрат вә дүгләк трубилар, профнастил, төмүр чедирларни ишләп чиқардуқ. Заводни ачқанда он адәм билән ишни башлидуқ. Кечә-күндүз, дәм алмай, тиним тапмай ишлидуқ. Өзәм станоктиму турдум, жүкму чүшәрдим, әсвап-үскиниләрни ремонтму қилдим. Аста-аста херидарлиримиз көпәйди. Биз буйрутма алғанда, биринчи новәттә, мәһсулат сүпитигә вә уни тапшуруш қәрәлигә алаһидә көңүл бөлдуқ. Мошуниң һәммиси шериклиримизниң бизгә болған ишәнчисини ашурди. Алаһидә тәкитлисәм, мошу принциптин һечқачан қайтмидуқ. Дәсләп он адәм ишлигән болсақ, һазир заводта йүз әллик адәм әмгәк қиливатиду. Илгири бир жилда бәш миң тонна мәһсулат чиқарған едуқ. Һазир бу көрсәткүч йәтмиш миң тонниға йәтти. Заводниң бир жиллиқ айнилими һазир 1 миллиард тәңгини тәшкил қилиду. Илгири мәһсулат үчүн хам әшияни чәт әлләрдин алаттуқ. Бүгүнки таңда уни «Арселор Миттал» заводидин еливатимиз. Униң сүпити жуқури. Демәк, бизниң мәһсулатму сүпәтлик. Заводтики техникиму заман тәливигә лайиқ. Россиядин вә Хитайдин кәлтүрдуқ. Биз чиқириватқан мәһсулатларниң барлиғиниң Европа стандартлириға мувапиқ сертификатлири бар. Алаһидә тәкитләш лазимки, бизниң мәһсулат –йүз пайиз қазақстанлиқ мәһсулат. Бу Президентниң тиҗарәтчиләргә жүклигән вәзиписигә мувапиқ келиду. Һазир мәһсулатимиз Қазақстанниң барлиқ регионлирида сетиливатиду. Униңдин ташқири, Қирғизстан, Таҗикстан вә Россиягә экспортқа чиқириватимиз. Өткән жили Ташкәнттә өткән Қазақстан вә Өзбәкстан президентлириниң учришиши даирисидә Өзбәкстан – Қазақстан бизнес-форумиға иштрак қилдим. Һазир өзбәкстанлиқ шерикләр билән музакириләр жүргүзүватимиз. Йеқин арида Өзбәкстанға мәһсулатни экспорт қилиш планимиз бар. Бүгүнки таңда 30 түрлүк мәһсулат чиқириватимиз. – Һәрқандақ санаәт орниниң мустәһкәм һули – у шу йәрдә ишләватқан адәмләр. Бу җәһәттин қариғанда, заводқа мутәхәссисләрни қандақ таллайсиз? Жуқурида ейтқинимдәк, паалийитимизни дәсләп он адәм билән башлидуқ. Тиҗаритимизни йолға қоюш үчүн дәм алмай ишлигән күнләрму болди. Қийинчилиқларға бәрдашлиқ берәлмәй, кетип қалғанларму болди. Мутәхәссис таллиғанда униң билимигә, маһаритигә, ишқа болған интилишиға қараймән. Һазир заводқа әң заманивий техника кәлтүрүлүватиду. Дәсләп станокларни чиқарған заводларниң мутәхәссислири келип техникини орнитип, униңда ишләшни бизниң мутәхәссисләргә алтә ай яки бир жил давамида үгитиду. Кейин станокларда толуғи билән бизниң мутәхәссисләр ишләйду. Һаҗәт болған әһвалларда биз хадимлиримизни оқутимиз, үгитимиз, йетәкчи заводларда тәҗрибә елишиға шараит яритимиз. Ишчиларға ишләш, дәм елиш үчүн барлиқ имканийәтләр бар. Заводтики һәрбир ишчи яки хадим һәрқандақ мәсилә билән беваситә маңа мураҗиәт қилалайду. Той-төкүн, мусибәт ишлирида, балиларни санаторийларда дәм елишқа әвәтиш вә башқиму иҗтимаий мәсилиләрни дәрһал һәл қилишқа тиришимиз. Заводта он бәш милләт вәкили ишләйду. Коллективимизниң инақлиғи билән махтиналаймән. Келәчәктә завод паалийитини йәниму кәңәйтиш имканийити барму? Тиҗарәттә бүгүнки күн биләнла яшашқа болмайду. Ихтисадий көрсәткүчләр бойичә завод оттура дәриҗидики тиҗарәт категориясигә ятиду. Һазир биз пәқәт Қазақстандила әмәс, шундақла хошна дөләтләрдики мәһсулатимизға болған еһтияҗни, дуниядики қурулуш вә металлопрокат ишләпчиқириш саһасидики истиқбалларни тәһлил қиливатимиз. Базарда мошу мәһсулатларға болған еһтияҗ өсүватиду. Өткән жили Алмута шәһәрлик һакимийәт Алатав наһийәсидики индустриал зонида он төрт гектар йәр бөлүп, шу йәргә чоң завод селишни тәклип қилди. Һазир лайиһә-сметилиқ ишлири жүргүзүлүватиду. Йеңи завод селиш үчүн әң илғар, әң инновациялик техникиға буйрутма бәрдуқ. Йеңи завод селинса, йәнә 500 иш орни ечилиду. Умумән, планлиримиз көп. Аңлишимчә, өз паалийитиңиздә хәйрихаһлиқ ишлириға алаһидә көңүл бөлүветипсиз. Шу һәққидә ейтип бәрсиңиз? Тиҗарәт – бу пәқәт пайда тепишла әмәс, шундақла чоң җавапкәрликни тәләп қилиду. У – аиләң, қериндашлириң, әтрапиңдикиләр, хәлқиң, вәтиниң алдидики җавапкәрлик. Шуни чоңқур чүшиниш лазим. Ата-анамниң ейтип беришичә, бовимиз Әхмәт уста дегән киши сахавәтлик инсан болған екән. У һәптисигә бир қетим кәмбәғәлләрни, йоқсулларни жиғип, тамақ берәттекән. Имканийитиниң баричә муһтаҗларға ярдәм қилишқа тиришаттекән. Дадамму шундақ инсан еди вә бизниму шундақ тәрбийилиди. Тиҗарәтни башлиғанда әйнә шуни һечқачан унтумидим. Дәсләп қериндашларға, йеқинларға ярдәм бәрдим. Өткәндә «Қазақстан» телеканилидин журналистлар мураҗиәт қилди. Ениқ болушичә, Чимкәнт шәһиридә бәш балиси билән бир ана кочида қапту. Илгири улар пәтир яллап турған екән. Амма балилири ағриққа дучар болғандин кейин пәтир егилири чиқиривәткән. Балиларниң атисиму қечип кетипту. Мән дәрһал Чимкәнттики шериклиримгә телефон қилдим. Әһвал һәқиқәтәнму еғир екән. Ахири Чимкәнткә берип, барлиқ шараити бар өй елип бәрдуқ. 2017-жили Астанада ЭКСПО көргәзмиси өткәнлигини һәммимиз билимиз. Биз шу көргәзмини зиярәт қилиш үчүн 500 балини ата-анилири билән елип бардуқ. Көргәзмини зиярәт қилиш пәйтидә маңа йәнә бир ой кәлди. ЭКСПОда әң илғар технологияләр, инновациялик лайиһиләр намайиш қилинди. Демәк, буни қабилийәтлик, билимгә хуштар балилар көрүши керәк. Астанадин келипла, Алмалы наһийәлик һакимийәткә йолуқуп, пикримни ейттим. Наһийә мәктәплиридин 67 бала жиғилди. Уларниму ЭКСПОға әвәттуқ. Улар үч күн давамида Астанада болди. Барлиқ хираҗәтни өз зиммимизгә алдуқ. Роза вә Қурван һейтлирида дайим пенсионерларға, тәминати начар аилиләргә ярдәм берип келиватимиз. Балилар үчүн Төле би вә Гагарин кочилириниң қийилишида икки футбол мәйданчисини салдуқ. Көрүш қабилийити начар балилар арисида голболдин җумһурийәт чемпионатини өткүзүшкә һамийлиқ қилдуқ. Әлвәттә, бу йөнилиштики ишлиримиз көп. Һәммини тәкитлисәк, артуқ болуп кетәр. Қошумчә қилсам, хәйрихаһлиқ ишларни бизгә улуқ Алла пәриз қилған. Бу пани дуниядики һәрбир дуния-мүлүкниң сориғи бар. Алла һәммини, йәни байлиқниму, йоқсизчилиқниму синақ үчүн бәргән. «Байлиқ – қолниң кири» дегән сөз бар хәлқимиздә. Мусулман болғанлиқтин, муһтаҗларға ярдәм бериш – бизниң инсаний пәрзимиз. Сизниң жирақ чәт әлләргә чиқип кетиш имканийитиңиз болған болуши керәк. Немә үчүн Қазақстанни таллидиңиз? Мән иш бабида Азиядиму, әрәп дөләтлиридиму болдум. Хәлиқ көчүп кетишкә интилидиған Европа әллирини зиярәт қилдим. Әлвәттә, Европида һаят кәчүрүш, ишләш наһайити яхши. Амма менталитетимиз тамамән охшимайду. Шу әлләрдә туруватқан қандашлиримиз икки-үч әвлаттин кейин балилирини «жүтирип» қоюши еһтималдин жирақ әмәс. Уйғурлуғини унтуп қелиши мүмкин. Бу мениң шәхсий пикрим. Әнди Қазақстандики шараитни һәммимиз билимиз. Балилиримизниң ана тилида билим елишиға, тилимизни, мәдәнийитимизни сақлашқа капаләтләндүрүлгән имканийәтләр бар. Тиҗарәт қилимән дегән ишбиләрмәнләргә барлиқ шараит яритилған. Пәқәт қанун даирисидә, адил ишләшни билиш керәк. Йәнә қошумчә қилсам, хошна дөләтләрдики шериклиримиз биздики имканийәтләргә һәвәс билән қарайду. Бош вақтиңизда немә билән шуғуллинишни яқтурисиз? Көп җәһәттин бош вақтим йоқ. Бирақ шуниңға қаримай, һәптисигә үч қетим спортзалға баримән. Кичик вақтимизда, йәни Ғулҗида бокс яки күрәш билән шуғуллиниш имканийити болмиди. Һазир шараит яр бәргәчкә, бокс билән шуғуллинимән. Кичигимдинла футбол ойнап өстүм. Шу һәвәсим техичила бар. Арилап завод алдидики футбол мәйданчисида өзара мусабиқиләр уюштуримиз. Өзәм «Реал» футбол клубиниң ишқивази. Әң сөйүмлүк футболчим, исми ривайәткә айланған – Пеле. Бош вақтим болсила, балилирим билән сәйлә қилғанни яқтуримән. Аилиңиз һәққидә ейтип бәрсиңиз? Жуқурида ейтқинимдәк, мән көпбалилиқ аилидә чоң болдум. Он бир балиниң оттуранчиси. Уларниң иккиси вапат болуп кәтти. Бир сиңлим Америкида истиқамәт қилиду. Бир иним Норвегия граждини, һазир Қазақстанда, мениң йенимда ишләватиду. Қалғанлири ана-Вәтинимиздә. Өзәмниң он үч балам бар. Әндики арминим шуларни оқутуш, хәлқигә, вәтинигә хизмәт қилидиған инсанлардин қилип тәрбийиләш. Сөһбитиңизгә рәхмәт. Уйғур авазиниң ениқлимиси/ «MetallPromGroup» ширкити хәйрихаһлиқ ишлириға 2015-жили – 8 миллион тәңгә, 2016-жили 35 миллион тәңгә, 2017-жили 60 миллион тәңгә сәрип қилған. Долқунтай Абдухелил 2016-жили «Алтын жүрек» мукапити билән, 2017-жили «Алтын сапа» Президент конкурси даирисидә «Атамекен» Миллий тиҗарәтчиләр палатисиниң «Іскер» мәхсус мукапити билән, шу жили Москвада өткән «Металл ЭКСПО» көргәзмисидә «Признание» мукапити, Ташкәнттә өткән машина ясиғучилар форумида «Қүрметті машина жасаушы» атиғиға еришкән. Өткән жилниң ахирида Бүйүк Британиядә «Сократ» ордени билән тәғдирләнди. Бу орден Европа бизнес ассамблеяси (Оксфорд шәһири, Бүйүк Британия) тәрипидин тәсис қилинған. Бу алий мукапат билән җәмийәтниң, ихтисатниң, илим-пәнниң тәрәққиятиға зор төһпә қошқан алимлар, тиҗарәтчиләр мукапатлиниду. Алаһидә тәкитләш лазимки, Долқунтай Абдухелил «Сократ» ордени билән мукапатланған дәсләпки уйғур болуп һесаплиниду.

278 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы