• Бизниң сөһбәт
  • 25 Қаңтар, 2024

Қизларниң муқәддәс дәргаһи

Қазақ миллий қизлар педагогика университети – елимиздики алдинқи қатарлиқ алий оқуш орунлириниң бири һесаплиниду. Қизларниң қара чаңириғиға айланған мәзкүр билим дәргаһиниң 80 жиллиқ тарихи бар. Бу, әлвәттә, аз вақит әмәс. Йеқинда аталмиш университетниң филология институти Қазақ тилиниң теорияси вә методикиси кафедрисиниң профессори, педагогика пәнлириниң доктори, Қазақстан Педагогикилиқ Пәнләр академиясиниң академиги Айгүл Амантайқизи Сатбекова билән болған сөһбитимиз әйнә шу билим дәргаһиниң тарихидин башланди. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Uiğur avazi»

 – Қазақ миллий қизлар педагогика университетиниң (ҚазМҚПУ) елимиздики оқуш орунлириниң арисида орни бөләк. Биринчидин бу – җумһурийитимиздики пәқәт қизлардин педагог кадрларни тәйярлайдиған бирдин-бир алий оқуш орни. Университет бәрпа болғандин бу ян  қелиплишиш вә риваҗлиниш йолини бесип өтти. Атақлиқ зиялилар әмгәк қилған билим дәргаһида мошу вақит арилиғида йәтмиш миңдин ошуқ мутәхәссис тәйярланди. Көплигән алимлиримиз чоң-чоң тәтқиқат әмгәклирини мошу университетта йезип, көпкә тонулди. Елимизниң тәрәққиятиға зор үлүш қошуп келиватқан оқуш орни бүгүнки күндә Қазақстанниң алий билимлик педагог кадрларни тәйярлайдиған мәркәзгә айланди. 
Университетимизниң бир өзгичилиги – миллий тәрбийигә чоңқур көңүл бөлүнүшидә десәм, тоғра болиду. Биз тәрәққий әткән дөләтләрниң илғар технологиялирини қобул қилайли, мәйли тилиниму үгинәйли, мәдәнийитидинму хәвәрдар болайли. Бирақ тәрбийә миллий болуши керәк! Ушбу оқуш орниниң асасий алаһидилигиму шуниңда. Чүнки биздә оқуп, билим еливатқан студентларниң көпчилиги – йезиниң қизлири. Улар  мутәхәссислик егиләп, йезиға қайтиду. Алған билимини йезиниң балилирини тәрбийиләшкә сәрип қилиду.
 – Демәк, тәрбийә – студент қизларға қоюлуватқан асасий тәләп десәк болидекәндә...
– Әлвәттә, биз қизларниң билими билән қатар тәрбийисигә бәкирәк әһмийәт беримиз. Аристотельдин кейинки иккинчи устаз Әбу Насыр әл-Фарабиниң: «Адәмгә әң биринчи билим әмәс, тәрбийә керәк, тәрбийисиз берилгән билим инсанийәтниң әшәддий дүшминидур» дегән ибарисини унтимаслиғимиз лазим. Бу һәқ ейтилған сөз. Қизлар университети – 80 жилдин бери елимизниң һәр тәвәсидин кәлгән қизлиримиздин билимлик мутәхәссис тәйярлапла қоймай, уларниң тәрбийисигә, миллий әнъәнилиримиздин чәтнимәй, инсаплиқ, иманлиқ болуши үчүн әмгәк қилип, сәвийәлик әвлат тәрбийиләшни нәзәрдә тутуватқан муқәддәс мәһкимә. Даналар: «Хәлқиңни тәрбийиләймән десәң, қизиңни тәрбийилә» дәп бекар ейтмиған. Қиз дегән – келәчәк ана. Әнди аниниң җәмийәттики роли һәммигә аян. Шуңлашқа қизларни оқутидиған билим ордимизниң жүки еғир. Билим билән қатар, университетимизда қиз тәрбийиси алдинқи орунда туриду.
 – Әнди билим дәргаһиниң утуқлириға тохтилип өтсиңиз?
 – Әлвәттә, еғизға толтуруп ейтқидәк утуқлиримиз нурғун. Қазақ миллий қизлар педагогика университети елимизниң алий билим бериш системисида жуқури инавәткә егә. Оқуш орни қурулған күндин башлап, Оттура Азиядики билим бериш саһасиниң алаһидә үлгиси, кәспий қабилийәтлик илмий вә педагогикилиқ мәктәпләрниң булақ көзи болди. ҚазМҚПУниң билим сапасиға жуқури баһа берилип, университетларниң 2024-жилқи World Universities Rankings дәп атилидиған дуниявий рейтингтин орун алди. Буниң университетимиз үчүн әң чоң утуқларниң бири болғини раст. Атап өтүш керәкки, бу рейтингқа бийил 108 дөләттин 1904 университет киргән. Әнди Қазақстандики 120 алий оқуш орнидин мундақ утуққа 29 билим дәргаһи еришти. 
Шуниң билән биллә ҚазМҚПУниң 15 билим бериш программиси Германиядә иқбали зор хәлиқарилиқ ACQUIN агентлиғиниң аккредитациясидин утуқлуқ өтүп, сапа сертификатиға еришти. У 6 жиллиқ муддәткә берилди. Аддий тилда ейтқанда, ACQUIN аккредитацияси университетимизниң билим бериш программисиниң хәлиқара оқутуш стандартлириға мувапиқ келидиғанлиғини тәстиқләйду. Бу университетниң дуния миқиясидики абройини ашуруп, чәтәллик студентларни җәлип қилишқа йол ачиду. Академиялик сапани тәминләш бөлүминиң мәлуматичә, мошу аккредитацияниң арқисида Қизлар университетиниң учумкарлири чәт әлләрдә хизмәткә орунлишалайду. Шундақла студентлиримизниң аләмниң алдинқи қатарлиқ алий оқуш орунлирида академиялик программилири бойичә билим елишиға имканийәт яритиду. 
 – Чәт әл демәкчи, чәтәллик университетлар билән мунасивитиңлар қандақ? 
– ҚазМҚПУ атмишқа йеқин чәтәллик оқуш орунлири билән һәмкарлиқта паалийәт елип бериватиду. Келишимләргә мувапиқ, қош дипломлуқ билим бериш программиси бойичә студентларни оқутуш, йетәкчи алимларниң дәрислирини уюштуруш, шундақла PhD докторантлири билән магистрантлирини тәклип қилиш, бирләшкән илмий-тәтқиқат ишлирини жүргүзүш қатарлиқ мәсилиләр қараштурулған. Ахирқи йеңилиқлардин бирнәччисигила тохтилип өтидиған болсам, өткәндә Гонконг билим бериш университетиниң президенти Джон Ли Чи Кин Қазақстанға қилған сәпиридә, биздә қош диплом программисини әмәлгә ашуруш тәкливини бәрди. Университет ректори Гүлмира Қанай Гонконг билим бериш университетиниң президенти билән өзара һәмкарлиқ тоғрилиқ 3 жиллиқ меморандумға қол қойди. Мошу һөҗҗәт даирисидә бирләшкән магистрлиқ билим бериш программиси тәйярлинип, студентлар билән оқутқучиларни Гонконгқа әвәтиш вә бирләшкән илмий-тәтқиқат ишлирини жүргүзүш ишлири қолға елинмақчи. Умумән, чәтәллик алимлар университетимизға һәр жили қәдәм тәшрип қилип туриду. 
 – Мәсилән...
 – Алабама университетиниң профессори доктор Ванг Харрис Сандра Эшин Тәбиәтшунаслиқ институтиниң студентлириға бир жил бойи инглиз тилида дәрис бәрди. Кореядики Пучон университетиму биз билән һәмкарлишишниң тәрәпдари екәнлигини ейтти. «Бизниң Қазақстан билән бирлишип ишлигүмиз келиду, шуниң ичидә Қазақ миллий қизлар педагогика университетиниң тәҗрибиси бизни қизиқтуриду», деди Пучон университетиниң проректори Сонг Ю Джин әпәнди ректоримиз билән учрашқанда. 
Университет рәһбәрлиги билим сапасини көтириш һәм хәлиқара мунасивәтләрни мустәһкәмләш мәхситидә, Қазақстандики АҚШ әлчиханисиниң тәкливигә бенаән, Баш консуль билән келишим түзүп, нәтиҗидә студентлиримизға билим беришкә АҚШтин инглиз тили муәллими Лакиша Эдвартс кәлди. 
Университет ректори Гүлмира Қанай Бүйүк Британиягә иш бабида барғинида Норланд колледжиниң мудири Джанет Роуз билән учришип, мәктәпкичә оқутуш вә тәрбийиләш мутәхәссислирини тәйярлаш мәсилилирини муһакимә қилди. Норланд колледжиниң рәһбәрлиги йеқинда ҚазМҚПУға рәсмий сәпәр билән келидиғанлиғини хәвәрлиди. Шу җүмлидин ректоримиз Бүйүк Британиягә болған сәпиридә Sussex университетиниң вице-канцлери Робин Банерджи билән учришип, 2024-жилдин башлап магистратура вә докторантура бойичә қош диплом программисини башлашни муһакимә қилди. Мошу йәрдә буниңғичә университетимизниң 15 докторанти билән оқутқучисиниң жуқурида қәйт қилинған билим дәргаһида билимини йетилдүрүш программисидин утуқлуқ өткәнлигини тәкитләп өтмәкчимән. 
Оғлақ ейиниң бешида университетимизға көрнәклик америкилиқ алим Дуглас Харман кәлди. Бу учришиш, болупму филологларниң алаһидә қизиқишини ойғатти. Йәнә бир йеңилиқ  – ректоримизниң мәхсус тәкливи билән исми дунияға мәлум устаз, «Аләм муәллими» дунияйүзлүк мукапитиниң 2020-жилқи саһиби Ранжит Дисалениң университетимизға қәдәм тәшрип қилишидур. У яшларни ХХІ әсирниң устази болушқа чақирди. Шундақла Малайзияниң хәлиқара мәдәний коммуникация мәркизи баш мудириниң орунбасари Бэнджамин Леонг Так Ханг биләнму учришиш өтүп, икки тәрәп меморандумға қол қойди. Бу келишимму Қизлар университети үчүн йеңи мүмкинчиликләр ачиду. Ениғирағи, пәқәт Малайзияниңла әмәс, Хитайниң алдинқи қатарлиқ алий оқуш орунлириға студентларни әвәтишкә зәмин яритиду. Шуниң билән биллә профессорларғиму мошу келишимниң асасида халиқара дәриҗидә билимини йетилдүрүш курслириға қатнишишқа мүмкинчилик яритиду. 
– Айгүл Амантайқизи, Сизниң оюңизчә, билим сүпитигә қандақ қол йәткүзүшкә болиду?

– Хәлиқ устази Ахмет Байтурсыноғли: «Билим – қабилийәткә йетиләйдиған пәләмпәй, һә қабилийәт шу билимни әмәлгә ашурушни билишниң маһарити» дегән еди. Демәк, қайси әсирдә болмисун, билим вә қабилийәтниң биринчи орунда туридиғанлиғини байқавелиш тәс әмәс. Бүгүнки студент – йеңи заманниң адими. Шуңлашқиму униң тәғдиригә бепәрва қарашқа һәққимиз йоқ. Бизниң университетниң қозуғи – қизлар. Қизлиримизниң бойидин адәмгәрчилик, иман, парасәт, милләтпәрвәрлик, ишбиләрмәнлик, сәнъәтни сөйүш, миллий роһ қатарлиқ хисләтләрни көргүмиз келиду. Биздә билим алған қиз – бир өйниң уютқисиға айлинар ана, талай шагиртниң саватини ачидиған педагог-мутәхәссис. Тәрәққият дәвриниң еқими билгиниң билән тохтап қалмай, дайим издинишни тәләп қилиду. Устазлиқ – изгүлүк билән парасәтниң бешида туридиған кәсип. Амма өмүр мәктивиму – чоң мәктәп. Муәллимликтин башланған өмүрлүк тәҗрибә йемиши – сапа, йилтизи – сәвийә болғандила, һәқиқий устаз қелиплишиду. Бир сөз билән ейтқанда, сәвийәлик яш – сапалиқ ишниң капалити дегән болар едим. 
 – Иҗтимаий торлардики: «Кэмбридж университетиниң профессори ҚазМҚПУда йеңидин ечилған диссертациялик кеңәшниң тәркивигә кирди» дегән әхбарат көзүмизгә челиқип қалди. Мошу тоғрилиқ толуғирақ ейтип бәрсиңиз?
 – Қазақ миллий қизлар педагогика университетида «Чәт әл тили: икки чәт әл тили» билим бериш программиси бойичә диссертациялик кеңәш ечилди. Кеңәш атақлиқ профессорлардин тәркип тапти. Шуларниң бири – Кэмбридж университетиниң профессори Элейн Уилсон. Алимниң Хирша индекси – 12. Бу алим тәтқиқатлириниң зөрүрийитиниң жуқури вә лингвистика саһасиға қошқан үлүшиниң зор екәнлигини көрситиду. Университет илмий кеңишиниң қарариға бенаән, диссертациялик кеңәшниң рәислик хизмити маңа жүкләнди. Рәисниң орунбасари болуп PhD доктор Жанат Бисенбаева, илмий кативи болуп PhD доктор Сандуғаш Тилеубай тайинланса, педагогика пәнлириниң докторлири, тонулған профессорлар Гүлмира Майлыбаева билән Сақыпжамал Узақбаева кеңәшниң турақлиқ әзалири болуп сайланди. Исми аталған алимларниң билими билән қабилийити кеңәшниң абройлуқ хизмитигә зор үлүш қошидиғанлиғи сөзсиз. Буниңғичә Қазақстанда «Чәт әл тили: икки чәт әл тили» билим бериш программиси бойичә бари-йоқи икки диссертациялик кеңәш болған. Шуларниң бирила Алмутида еди. Йәнә бир диссертациялик кеңәшниң ечилиши докторантлар үчүн кәспий турғидин өсүш билән биллә дуниявий дәриҗидики алимлардин тәлим елишқа мүмкинчилик яритиду. 
– Сизниң шәхс, устаз, алим болуп шәкиллинишиңизгә кимләр тәсир қилди? 
– Орунлуқ соал. Мениң шәхс сүпитидә шәкиллинишимгә, әң алди билән иқбал қилған – ата-анам. Һәр иккилиси – инавәтлик устаз, жут-җамаәт арисида абройи үстүн инсанлар. Рәмити дадам қириқ жилдин ошуқ мәктәп мудири хизмитини атқурди. Бүгүнки таңда Қизилорда вилайити Жаңақорған наһийәсидә униң исми билән атилидиған, йәни Амантай Сатбеков намидики чоң коча бар. Анам Ибираева Зылиқа һөрмәтлик дәм елиштики устаз, Қазақстан Җумһурийити Билим бериш саһасиниң әлачиси, шундақла «Алтун һалқа» саһиби. 
Мән һазир өзәм паалийәт елип бериватқан университетниң учумкари. Қазақ тилиниң мутәхәссислири – Сейилбек Исаев, Әбжан Қурышжанов, Әбжаппар Аблақовтәк бүйүк алимларниң шагирти болғанлиғимдин пәхирлинимән. Кейин маңа алаһидә үлгә болған инсанларниң бири – Шәмшә Көпбайқизи Беркимбаева болди. Дөләт вә җәмийәт әрбаби сүпитидә елимизгә тонулған парасәтлик шәхстин үлгә алдим. Шәмшә апайниң сөзләш мәдәнийитиниң өзи бир дуния. У һәрхил лавазимлиқ хизмәтләрдә болуп, узун жиллар мабайнида Қазақ миллий қизлар педагогика университетини башқурди. Дөләт хизмитиниң қайси саһасида ишлимисун, өзиниң уюштуруш қабилийити билән көзгә чүшти. Шуңлашқиму Шәмшә Көпбайқизини мениң шәкиллинишимгә алаһидә тәсир қилған устазлиримниң бири дәп һесаплаймән. Университеттики қириқ жилға йеқин иш-паалийитимдә әйнә шу устазлиримдин топлиған билим-тәҗрибәмгә таяндим. 
– Қириқ жил аз вақит әмәс. Мошу мизан арилиғида көплигән шагиртларни тәрбийиләп чиқтиңиз. Уларниң арисида мәғрурланғидәк, үмүтиңизни ақлиғанлири көп болса керәк? 
 – Устаз тәрбийилигән шагиртлири көктә пәрваз қилип, егиз чоққилардин көрүнгәндә өзини әң бәхитлик сезиду. Мана шундила устазниң мәртивиси өсүп, беши көккә йетиду. Махтанғидәк шагиртлирим бар. Мәсилән, PhD доктор Бағила Сабденова Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетида хизмәт қилиду. Гүлазия Ахантаева – Қазақ миллий аграрлиқ университетиниң, Айгерим Тасыбек – Хәлиқара бизнес университетиниң чоң оқутқучилири. Камилә Карпович, Малика Абдреш, Сымбат Батырбек, Назерке Муқаш, Дамира Мыханова вә башқиму көплигән шагиртлирим мәктәпләрдә мудир, мудирниң орунбасари охшаш лавазимлиқ хизмәтләрни аброй билән атқуруп кәлмәктә. 
Һазирқи шагиртлиримниң арисидиму келәчигидин зор үмүт күткүзүватқанлар бар. Сәпәр ейида мениң илмий йетәкчилигим билән Әсел Советбай исимлиқ магистрантим Санкт-Петербург шәһиридә өткән хәлиқара конференциягә илмий доклади билән қатнишип, биринчи дәриҗилик диплом билән мукапатланди. 
 – Мәзмунлуқ сөһбитиңизгә рәхмәт. Ишлириңизға утуқ тиләймиз!

153 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы