• Асасий мақалилар
  • 16 Наурыз, 2018

Норуз — хошаллиқ мәйрими

Норуз – бирхил тил системисида сөзлишидиған милләтләрниңла мәйрими әмәс, бәлки башқиму милләтләрниң ортақ мәйрими. Көплигән еләт-милләтләр бу күнни миллий әнъәнивий мәйрәм сүпитидә нишанлайду.Хәлқимизму Норузни қутлуқ-хасийәтлик мәйрәм дәп билиду. Норуз алдида вә мәзгилидә, һәрқандақ киши яхши-соваплиқ ишларни қилишқа тиришиду вә өзгини рәғбәтләндүриду. Әҗдатлиримиз Норузни «хасийәтлик» дегән чүшәнчиси бойичә, кимки жил бешида, йәни Норуз вақтида соваплиқ иш қилса, шу кишигә жил бойи яхшилиқ несип болиду дәп билгән. Шуңлашқиму қедим замандин тартип, кишиләр жилниң аман-есән вә мәнпийәтлик болуп өтүшини арзу қилип, Норузға атап, һәрхил соваплиқ ишларни қилиш умумий адәткә айланған. Мәсилән, умумий җамаәт үчүн паравәнлик ишларни қилиш (мәктәп селиш, йол-көрүк ясаш вә башқилар), муқәддәс китапларни көчириш яки көчәргүзүш, ибадәт орунлириға қиммәтлик китап яки йәр-мал вәхпә қилиш әйнә шундақ чоң соваплиқ ишлар җүмлисидин болған. Ислам дини қобул қилинғандин кейинму бу адәт давамлишивәргән. Бу қутлуқ мәрикә күнлиридә кишиләр өзлиригә соваплиқ болуш үчүн яхши ишларни қилиш билән биллә, бир-биригә аманлиқ тиләтти. Өзара бир-бирини йоқлиғанда, сәйлә-тамашиләрдә, мәшрәп-сорунларда, Норуз ешиға еғиз тәккәндә, аманлиқ-яхшилиқ тилигән бейит-қошақларни ейтишатти. Әссаламу әләйкүм, Сизгә болсун қутлуқ күн. Пәсли җаһан һот кәлди, Жутлар өтүп қут кәлди. Норуз кәлди нур болди, Һәммә җанлиқ һур болди. Һәй, халайиқ, шатлиниң, Кәсип-карға атлиниң. Норуз күнлири һәрхил сорунлар түзүлүп, умумий хәлиқ сәйлиси болиду. Буниң шәкиллири наһайити нурғун. Уларни умумлаштуруп, «Тоққуз тоқу» (тоққуз мәрикә — мәрасим) дәп атиған: Норуз нағриси, Норуз тазилиғи, Соғ қоғлаш, Йоқлаш, Норуз еши, Норуз сәйлиси, Норуз йәрмәңкиси, Норуз мәшриви, Норуз рахәтмиси. Норуз — ялғуз дехан-чарвичиларниң мәйрими әмәс, бәлки умумий хәлиқ мәйрими. Хәлиқниң қиш-зимистандин аман чиқип, иллиқ аптапни арзулиған хошаллиғини ипадиләйдиған, өзлири туғулуп өскән зиминлириниң көркигә болған муһәббитини, һәрбир кәсип егисиниң өз ишлирини риваҗ тапқузушқа болған иҗтиһат-интилишлирини, өзара һиммәт-сахавитини, иттипақ-инақлиғини, бәхитлик әтигә болған үмүтварлиғини гәвдиләндүридиған әмгәк мәйримидур. Норуз — баһар мәйрими. Әҗдатлиримиздин башлинип, әвлатму-әвлат давамлишип кәлгән әнъәнивий мәйрәм. Шуңлашқа у йешиллиқниң тәнтәниси вә әҗдатлар яднамиси. Норуз пәйтидә әҗдатлиримиз өз қошақлирида Норузни «Хошаллиқ мәйрими, түн-күнниң тәңшилидиған пәйти» дәп язниң һәр күни Норуз болушини тилигән. Норуз мәйримиңлар мубарәк болсун, әзиз қериндашлар! (Имин Турсунниң «Норузнамә» китавидин ихчамлап елинди).

911 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы