• Асасий мақалилар
  • 29 Наурыз, 2018

«Уйғур авазиниң» өзи, уйғурниң чоң утуғи», — дәйду лотерея оюнида утуққа еришкән муштирилиримиз

Бәхтишат СОПИЕВ, “Уйғур авази”/ Илгири хәвәр қилғинимиздәк, «Уйғур авази» – өйүмизниң бәрикити» намлиқ лотерея оюниниң йәкүни чиқирилип, мукапат егилири ениқланди. Йеқинда шу утуқлирини алған гезитханлиримиз өзлириниң хошаллиғи билән бөлүшүп, гезит һәққидә икки еғиз ләвзини билдүрүшниму унтумиди. – Мән «Жаркент Арасанға» йолланма утувалдим, – деди челәклик Давутҗан ЙҮСҮПОВ. – Бу өйдикиләр үчүн ханим-қизлар мәйримигә күтүлмигән соға болди. Шәхсән мән «Уйғур авазиниң» турақлиқ муштирилириниң бири. Көп йәрләрдә уни тәшвиқат қилидиған «қилиғимму» бар. Чүнки у, өзәңлар ейтқандәк, һәммимизниң бәрикити. – Уйғурниң авази болған гезит һәққидә икки еғиз ейтип өтәй, – деди утуқ егилириниң бири, чонҗилиқ Әхмәт БЕКТАШОВ. – Мән бу гезитни «Коммунизм туғи» пәйтидин әтивалап оқуймән. Униң намини өзгәртиш тоғрилиқ мәсилә көтирилгәндә мән «мошу гезитни «Уйғур авази» дәп атиса, исмиға җисмиға яришаттидә» дегән ойда болған едим. Нәқ шундақ болди. У – уйғурниң авази, көзи һәм сөзи. Бүгүнки күндә гезит уйғурниң ким екәнлигидин толуқ мәлумат бериватиду. Әпсуслинарлиқ йери, муштирилиримиз сани көпийидиғанниң орниға азийиватиду. “Гезитқа йезилайли, қериндашлар, бир нәрсә утувелиш үчүн әмәс, «Уйғур авази» намлиқ утуғимизни сақлап қелиш үчүн муштири болайли”, дегүм келиду. – «Уйғур авази» билән Уйғур театри бизниң қош қанитимиз,– деди лотерея оюниға қатнишип, кир жуйғуч машина утувалған чоңақсулуқ Чимәнгүл ТУРДИЕВА. – Мән көп жиллар мабайнида йезимиздики Мәдәнийәт өйигә рәһбәрлик қилдим. Һәрдайим жутдашлиримға қош қанитимизни сақлап қалайли, дәп қахшаймән. Худаға шүкри, жутдашлирим һәр иккилисини қәдир тутиду. Йолдишим иккимиз гезитни тақәтсизлик билән күтимиз. Йәнә бир сани кәлгичә, конисини қайта оқуп чиқимиз. Бу қетим гезиттин утуққа еришкинимизни оқуп, жүрәк йерилмиди, униң бериси болди. Сөйүмлүк гезитимиз өйүмизгә бәрикәт елип кәлди. – Бизниң жутта «Уйғур авазини» 158 аилә оқуйду, – дәйду Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Достлуқ йезисидин кәлгән Халбүви ДУГАНОВА.–Махтинип қояй, муштириларниң көпийишигә мениңму үлүшүм бар. Ундақ десәм, «тонуш арқилиқ утувапту» демәңлар, гезит хадимлирини бүгүн биринчи қетим көрүватимән. Өзәм наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң Достлуқ йезисидики шөбисиниң рәиси. Мону тәләйни қаримамсиләр, өткәндә «Жаркент-Арасанға» берип дәм елип кәлгән едим. У йәрдики шараит наһайити яқти. Йәнә бир қетим бериш нийитимму йоқ әмәс еди. Йеқинда гезитни қолумға елип, өз көзүмгә өзәм ишәнмәй қалдим. Мән мәзкүр дәм елиш җайиға йолланма утуваптимән. «Уйғур авазини» турақлиқ оқуған, уни җай-җайларда тәшвиқат қилған адәм чоқум утуққа еришидекән, мениң буниңға көзүм йәтти. – Райымбек наһийәсиниң Сүмбә йезисида 55 аилә яшаймиз, – дәйду новәттики муштиримиз Алик РОЗИБАҚИЕВ. – Растини ейтсам, йезимизда «Уйғур авази» муштирилириниң сани санақлиқла. Мән – шуларниң бири. Бу гезитни оттуз жилдин бери қолумдин чүшәрмәй келиватимән. Амитим келип, газ плитисини утувалдим. – Тарихий вәтинимиздин чиқип, Җамбул наһийәсиниң Узунағаш йезисида туруватқинимға хелә жил болди, – дәйду Һасанҗан САБИТОВ. – Шу вақитта бу яққа келип биринчи хошал болғиним, ана тилимизда «Коммунизм туғи» намлиқ гезитимиз бар екән. Кейин аста-аста уни оқуйдиған болдуқ. Һазир «Уйғур авазисиз» һаятимни тәсәввур қилалмаймән. У бизниң аилигә телевизор елип кәлди. Миннәтдарлиғим чәксиз. – Мән рус тиллиқ уйғурларниң бири, амма тенимдә уйғурниң қени орғуп туриду, – дәп өз хошаллиғи билән ортақлашти Талғир наһийәсиниң Бесағаш йезисидин кәлгән Әсқәрҗан МАГАМЕДОВ. – Бизниң немимиз қалди? Ана тилимиздики мәктәпләр, гезит вә театр. Буларни биз көз қаричиғумиздәк сақлишимиз керәк. Гезит хадимлири чәттин һамийларни җәлип қилип, мошундақ лотерея оюнлири арқилиқ муштирилар санини көпәйтишни қолға апту. Һамийларға көп рәхмәт. Биз униңсизму гезитқа муштири болушимиз керәк. Келәчәк әвлатқа мону биз утувалған соғилар әмәс, гезитимиз мирас болуп қалиду. – Бу гезитни оқумайдиған һоқуқум йоқ, – деди Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Рахат йезисидин кәлгән Шамәшрәп ВЕЛИВАЕВ. – Биринчидин, мән уйғур. Иккинчидин, һелиму ядимда, дадам рәмити бу гезитни сеғинип күтәтти. Униң һаяттин өткинигә он жилдин ешипту. Шу вақитта дадам: «Мени рази болсун десәң, «Уйғур авазиға» йезилишни унтума» дегән еди. Ата вәсийитигә садиқ болуп яшаватимән. Балилиримниму шундақ тәрбийиләватимән. Бизму, өз новитидә, мукапатқа еришкән гезитханлиримизға бизни қоллап-қувәтләп, җай-җайларда муштирилиримизниң көпийишигә күч чиқириватқанлиғи үчүн миннәтдарлиғимизни изһар қилдуқ. Лотерея оюнида амәтлик болған бәзи муштирилиримиз, бәлгүлүк сәвәпләргә бола, келәлмәй қалғанлиғини ейтип, биздин әпу сориди. Улар утуқлирини халиған вақтида редакциядин елип кетәләйду.

160 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы