• Асасий мақалилар
  • 18 Маусым, 2018

Президент йеңи мәйрәм тәсис қилди

Әнди Қазақстанда Миллий домбра күни нишанлиниду. Мошуниңға мунасивәтлик Пәрманни Дөләт рәһбири сешәнбә күни имзалиди, дәп хәвәрлиди Президент мәтбуат-мәркизи.«Җәмийәтни миллий мәдәнийәт вә бирпүтүнлүкни сақлаш һәм йеңилаш идеяси әтрапида җипсилаштуруш мәхситидә июль ейиниң биринчи йәкшәнбә күнини Миллий домбра күни дәп бәкитиш тоғрилиқ қарар қобул қилинди. Қазақстан Җумһурийитиниң Һөкүмитигә мошу Пәрманни әмәлгә ашуруш бойичә чарә-тәдбирләрни қобул қилиш жүкләнди», дәп тәкитләнгән Президент Мәтбуат-мәркизиниң тарқатқан әхбаритида. Бу Пәрманниң орунлишини назарәт қилиш Президент Мәмурийитигә тапшурулди. Пәрман елан қилинған күнидин башлап күчигә кириду. Демәк, бийил қазақстанлиқлар бу мәйрәмни дәсләпки қетим нишанлайдиған болиду.

201 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы