• Хуш хәвәр
  • 26 Қыркүйек, 2018

Мунасип мукапат

Йеқинда Москвадин хуш хәвәр кәлди. Композитор һәм нахшичи, «Мотор Роллер» топиниң йетәкчиси Илияс Авутов Россия ветеранлар комитетиниң медали вә Россия Федерацияси Һәрбий пәнләр академиясиниң дипломи билән мукапатланди. Мәзкүр диплом Илиясқа Улуқ Вәтән урушини хатириләшкә вә яш әвлатқа вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийә беришкә қаритилған композиторлуқ иҗадийити үчүн берилди. Мукапатланғанлар арисида «Роскосмос» корпорациясиниң баш мудири Дмитрий Рогозин, РФ Тәргәв комитетиниң рәиси Александр Бастрыкин, РСФСР хәлиқ артисти Михаил Ножкин, «Рен ТВ» телеканилидики «Һәрбий сир» программисиниң муәллипи Игорь Прокопенко вә башқа һәрбий саһаға мунасивити бар жирик шәхсләр бар. Мукапат тапшуруш тәнтәниси «Сталинград чақириғи» тәшкилати уюштурған «Улуқ Вәтән урушиниң тарихини бурмилаш фактлири вә Россияниң һәрбий сәяситигә қарши һәрикәт йоллири» мавзусидики муназириләр пәйтидә өткүзүлди. Композитор вә иҗрачи Илияс Рәһимҗан оғлиниң йетәкчилигидики топ өзиниң алаһидә услубтики, болупму вәтәнпәрвәрлик роһтики нахшилири билән пәриқлиниду. Иҗтимаий торларда композиторниң паалийитигә пикир бәргүчиләр сабиқ кеңәш әллиридә «Мотор Роллерға» тәңкәш топниң йоқлуғи вә Илиясниң вәтәнпәрвәрлик һәм һаятий нахшилириниң һәрқандақ адәмгә көтирәңгү роһ вә хуш кәйпият беғишлайдиғанлиғи һәққидә язиду. Минәмҗан АСИМОВ.

183 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы