• Хуш хәвәр
  • 11 Қаңтар, 2024

Йеңи жилни 20 000дин ошуқ муштири билән башлидуқ

Бәхтишат СОПИЕВ,
«Uiğur avazi»

Буниңдин сәккиз жил илгири җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишигә рәһбәрлик қилған мәрһум Абдурешит Мәхсүтов гезитимиз арқилиқ сәпдашлириға: «Келәчәктә «Уйғур авази» муштирилириниң санини 20 миңға йәткүзимиз» дегән шиар билән мураҗиәт қилған еди. Баш жигитбешиниң бу мураҗиитини мәдәнийәт мәркизиниң җай-җайлардики шөбилири, жут атилири болған мәдәнийитимиз җанкөйәрлири, ханим-қизлар, яшлар бир еғиздин қоллап-қувәтлиди. Шу бир жиллири 11 миңға чүшүп кәткән гезитханлиримиз санини бирдин 20 миңға көтириш қийин гәп еди. Шуниңға қаримай, көп маңдуқ, издәндуқ, үгәндуқ. Мошундақ бир пәйттә, җәмийәтлик ишларда көп тәҗрибигә егә гезитимиз җанкөйәри, «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң мудири Карлин Мәхпиров гезитимиз йенида муштири топлаш штабини қуруш тәкливини бәрди. Җумһурийәтлик штабқа тәшәббускаримизни сайлап, униң билән Жетису вә Алмута вилайәтлиридә 70тин ошуқ шөбисини қурдуқ. Алмута шәһиридә болса, 50тин ошуқ микрорайонлардики жигитбашлири, ханим-қизлар вә башқиму жут активистлири билән иш елип бардуқ. Ақивәттә, гезитханлиримиз сани 16 миңдин ешип, бирдин-бир рәсмий, миллий нәшримиз Қазақстандики тарилими әң көп бәш гезитниң қатариға кирди. Мошу йәрдә бизниң кейинки жилларда қол йәткүзгән утуқлиримизда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң вә униң җай-җайлардики шөбилириниң, җүмлидин, жигитбашлири билән ханим-қизлиримизниң, «Мәрипәт» җәмийәтлик фондиниң  вә башқиму җанкөйәрлиримизниң зор төһпә қошқанлиғини тәкитләп өткүмиз келиду.
Булту йәнә шу Абдурешит акиниң шиарини көтирип, муштирилар санини 20 миңға йәткүзүшни көзләп, бәлни мәккәм бағлидуқ. Миллитимиз вәкиллири әң аз яшайдиған Панфилов наһийәсидики муштирилиримиз билән җанкөйәрлиримизгә апирин! Яркәнтликләр йәнә алдинқи орундин көрүнди. Мәзкүр тәвәдә муштирилиримиз жилдин-жилға көпийиватиду. Әмгәкчиқазақ наһийәсидики җанкөйәрлиримизму һечқачан болмиған көрсәткүчкә қол йәткүзди. Болупму Әмгәкчиқазақ наһийәсидики ханим-қизлар көп тәр төкти. Талғир наһийәсидә яшларниң күч чиқириши билән миңдин ошуқ йеңи муштирилиримиз қошулди. Буму чоң йеңилиқ. Қарасай наһийәсиниң Қошмәмәт йезисида йәнә шу җанкөйәрлиримиз әмгиги түпәйли, 100дин ошуқ аилә «Уйғур авазиға» йезилди. Бу йезиниң тарихида болмиған вақиә. Өзи икки «Уйғур авазиға» йезилған, 1, 5, 10 адәмгә һамийлиқ қилған милләтпәрвәр инсанларға, «мону уйғур хошнам иккимизниң» дәп икки гезитқа пул бәргән масақлиқ қазақ қериндишимизға қандақ рәхмәт демәймиз. 
Ейтмақчи, бу жилиму һамийлар қарап турмиди. Уларниң мәблиғи һесавиға йүзлигән аилиләр «Уйғур авазини» оқуш имканийитигә еришти. Жил давамида биз мошундақ сахавәтлик ишларниң егилири һәққидә хәвәрләйдиған болимиз. Ейтмақчи, Абдурешит Мәхсүтовниң рояпқа чиқмиған арминини орунлинишини халиған пәрзәнтлири билән қериндашлири биринчиләрдин болуп ярдәм қолини сунди. Уларғиму, әлвәттә, миннәтдарлиғимиз чәксиз. 
Раст, Алмутидики бәзибир почта бөлүмлириниң гезитни өз вақтида йәткүзмәйватқанлиғиға мунасивәтлик шәһәрдә муштирилиримиз сани кемип кәткән йәрләрму бар. Почта хизмити рәтләнгичә, улар гезитни редакциядин алидиған болиду. Шундақла гезитимизни редакциядин елишқа хошна Өзбәкстан билән Қирғизстандики қериндашлиримиздинму буйрутмилар келип чүшиватиду. Демәк, муштирилиримизниң көпийишидә уларниңму үлүши бар. Хуласиләп кәлгәндә, әйнә шундақ өмлүкниң, бирликниң нәтиҗисидә йеңи жилниң дәсләпки сәһиписини 20 миңдин ошуқ муштирилиримиз билән ачтуқ. 

473 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы